Йүсүпниң қериндашлириға өзини ашкарилиши
1 Йүсүп өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қелип, хизмәткарлириниң ташқириға чиқип
турушини буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, өзиниң ким екәнлигини
мәлум қилдидә, шундақ қаттиқ жиғлидики, униң авазини өйниң сиртидикиләрму
аңлиди вә аңлап қелип, бу хәвәрни тез падишаға йәткүзди.
3 Йүсүп ибраний тилида қериндашлириға мундақ деди: — Мән Йүсүп болимән!
Атам саламәтму? Бу гәпни аңлиған қериндашлири һодуқуп кәткинидин гәп
қилалмай қетип турупла қалди.
4 Йүсүп уларни алдиға чақирди. Улар униң алдиға кәлгәндә, мундақ деди:
— Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән.
5 Лекин силәр бу иш үчүн әнсирәп, өзәңларни әйипкә буйрумаңлар. Худа хәлиқниң
һаятини сақлап қелиш үчүн, мени авал бу йәргә әвәткән.
6 Бу йәрдики ачарчилиққа әнди икки жил болди. Йәнә бәш жилғичә териқчилиқ
қилғилиму болмайду, һосул алғилиму болмайду.
7 Шуңа силәрниң нәслиңларни сақлап қелиш һәм һаятиңларни қутқузуп қелиш үчүн,
Худа чоң мөҗүзә көрситип, мени бу йәргә авал әвәтти.
8 Демәк, мени бу йәргә әвәткән силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени падишаниң баш
мәслиһәтчиси вә Мисирниң баш вәзирлигигә олтарғузуп, пүтүн мәмликәтни
башқурушқа муйәссәр қилди.
9 Силәр атамниң йениға тездин берип, униңға: «Оғлуңиз Йүсүп ‹Худа мени пүтүн Мисир
дөлитиниң баш вәзири қилип тиклиди. Сиз әнди кечикмәй, бу йәргә тез йетип келиң.
10 Оғул-қизлириңиз, нәврилириңиз, қой-калилириңиз вә башқа пүтүн тәәллуқатиңизни
әкелип, Гошән вилайити әтрапида маңа йеқин олтириң.
11 Сизниң пүтүн аилә вә мал-варанлириңиз билән ачлиқтин мүшкүл әһвалға чүшүп
қалмаслиғиңиз үчүн, мән сизни бақимән. Чүнки ачарчилиқ йәнә бәш жил давамлишиду!›
деди», дәңлар, — деди.
12 Йүсүп йәнә: — Мана мениң ким екәнлигимни силәр һәммиңлар өз көзүңлар билән көрдүңлар,
Бинямин сәнму көрдиң. 13Атамға Мисирдики һөрмитимниң қанчилик жуқурилиғини ейтиңлар
вә көргәнлириңларниң һәммисини йәткүзүп, уни тездин бу йәргә елип келиңлар,— деди.
14 У иниси Биняминни қучақлап, йәнә қаттиқ жиғлап кәтти. Инисиму униң бойниға есилип
қаттиқ жиғлиди.
15Андин у жиғлиған пети акилири билән бир-бирләп сөйүшүп көрүшти. Шуниңдин кейин
қериндашлири униң билән сөзлишишкә башлиди.
16 Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр ордиға йетип кәлгәндә,
падиша вә униң хизмәткарлири интайин хошал болушуп кәтти.
17 Падиша Йүсүпкә:— Қериндашлириңға ейт, улақлириға мал артип, дәрһал Қананға қайтип берип,
18 атаң билән барлиқ аилидикилирини бу йәргә елип кәлсун. Мән уларға Мисирниң әң яхши
зиминини беримән. Улар бу йәрдә баяшәт турмуштин һөзүрләнсун.
19 Уларға йәнә шуниму ейтип қой: «Улар атаң вә хотун вә бала-җақилириниму елип келиш
үчүн, Мисирдин һарву алғач кәтсун.
20 Улар у йәрдики тәәллуқатини ойлимисун, чүнки Мисир зимининиң әң яхши нәрсилири уларниң
болиду», — деди.
21 Исраилниң оғуллири бу сөзгә бенаән иш қилди. Йүсүп падишаниң әмри бойичә уларға һарву
вә йолға йетәрлик озуқ тәйярлап бәрди.
22 У йәнә һәр бир акисиға бир қурдин йеңи кийим соға қилди. Биняминға болса, бәш қур кийим
билән үч йүз күмүч тәңгә бәрди.
23 У атисиға он һаңга ешәккә Мисирниң әң яхши мәһсулатлирини, йәнә он мада ешәккә атисиниң
Мисирға келиш йолида истимал қилишиға ашлиқ,нан вә башқа йемәкликләрни артип бәрди.
24 У қериндашлирини йолға селиш алдида уларға йолда җедәл-маҗра чиқармаслиқни тапилиди.
25 Улар Мисирдин чиқип, Қананға атисиниң йениға қайтип барди.
26 Улар атисиға:— Йүсүп һаят екән! Мисирниң баш вәзири бопту! — деди.
Яқупниң тәнлири җуғулдап кәтти. У уларниң сөзигә ишәнмиди.
27 Лекин у улардин Йүсүпниң ейтип бәргән сөзлирини аңлап һәм Йүсүпниң өзини елип
келишкә әвәткән һарвулирини көрүп, әс-
һошиға кәлди.
28 У:— Болди! Оғлум Йүсүпниң һаят екәнлигигә әнди ишәндим!Көзүмниң тиригидә берип уни көрәй! — деди.