Йүсүпниң күмүч җаминиң йоқилип кетиши
1 Йүсүп ғоҗидариға: — Сән уларниң тағарлириға елип кетәлигидәк ашлиқ
қачилап, пуллирини өз тағарлириға селип қой.
2 Уларниң әң кичигиниң тағириға мениң күмүч җамим билән өз пулини селип
қой! — дәп буйруқ қилди. Ғоҗидар буйруққа бенаән шундақ қилди.
3 Әтиси таң сәһәрдә Йүсүпниң қериндашлири ешәклири билән йолға селип қоюлди.
4 Улар шәһәрдин чиқип анчә жираққа бармайла, Йүсүп ғоҗидариға:— Сән дәрһал уларниң
кәйнидин қоғлап берип, уларға: «Силәр немишкә яхшилиққа яманлиқ қилисиләр?
5 Немишкә ғоҗайинимниң күмүч җамини оғрилап кетисиләр? Ғоҗайиним у җамда һәм
шарап ичиду, һәм пал ачиду. Силәр еғир гуна өткүздүңлар!» дегин, — деди.
6 Ғоҗидар уларға йетишкәндә, Йүсүпниң сөзини деди.
7 Улар:— Ғоҗам, бу немә дегәнлири? Қуллири бундақ иштин неридур!
8 Өзлиригә мәлумки, биз һәтта өткән қетимда тағарлиримизда пулларниң барлиғини
көрүп, уни Қанандин қайтуруп әкәлгән турсақ, ғоҗайиниңизниң алтун-күмүчлирини
йәнә оғриламтуқ?
9 Әгәр өзлири қайсимизниң тағиридин җамини тепивалсила, шу өлүмгә мәһкүм болсун.
Қалғанлиримизму өзлириниң қули болайли! — дейишти.
10 Ғоҗидар:— Бу сөзүңларға қошулимән, амма җамни оғрилиған кишинила
елип қалимән. Қалғанлириңлар қайтип кәтсәңлар болиду, — деди.
11 Буниң билән көпчилик дәрһал өз тағарлирини йәргә чүширип ачти.
12 Ғоҗидар чоңиниң тағиридин башлап таки әң кичигиниңкигичә инчикиләп ахтурди.
Ахирда күмүч җамни Биняминниң тағиридин тепивалди.
13 Қериндашлар үмүтсизләнгән һалда кийимлирини житишип, жүк-тақилирини ешәклиригә
артип, йәнә шу шәһәргә қайтип келишти.
Йәһуданиң Бинямин үчүн йелиниши
14 Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң алдиға қайтип барғинида, Йүсүп техи өйидә еди.
Улар өзлирини униң алдиға ташлап йәргә атти.
15 Йүсүп уларға:— Силәрниң бу немә қилғиниңлар? Маңа охшаш жуқури мәртивидики бир
кишиниң силәрниң жүрүш-турушуңларға пал ачалайдиғанлиғини билмәттиңларму? — деди.
16 Йәһуда җававән:— Әй алийлири, биз бу ишқа немә дәләләймиз? Уни алмидуқ дәп
қандақму өзимизни ақлалаймиз? Худа қуллириниң гунайини ечип ташлиди, әнди җам
чиққан кишила әмәс, һәммимиз өзлириниң қули болғаймиз! — деди.
17 Йүсүп уларға:— Яқ! Һәргиз ундақ қилмаймән. Пәқәт җамни алған киши маңа
қул болсун. Қалғанлириңлар атаңларниң йениға аман-есән қайтип кетиңлар, — деди.
18 Йәһуда Йүсүпниң алдиға берип: — Әй алийлири, өзлиригә әһвални очуқ баян қилишимға
рухсәт қилғайла. Өзлири падиша билән баравәр, қуллириға рәһим қилғайла!
19 Өзлири биздин: «Силәрниң атаңлар яки башқа қериндашлириңлар барму?» дәп
сориғанлирида,
20 биз: «Қерип қалған атимиз вә атимиз қерип қалғанда тапқан бир кичик инимиз бар.
Бу инимизниң бир қосақтин болған акиси өлүп кәткән. У уларниң анисидин қалған
бирдин-бир бала, шуңа атимиз униңға бәк амрақ», дегән едуқ.
21 Өзлири биз қуллириға: «Уни елип келиңлар, өз көзүм билән көрәй», дәп тапилиған едила.
22 Лекин биз бу балиниң атисидин айрилалмайдиғанлиғини, әгәр айрилса, атимизниң
чоқум өлидиғанлиғини ейтқинимизда,
23 өзлири биз қуллириға: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар!»
дегән едила.
24 Биз атимизниң йениға берип, өзлириниң сөзлирини йәткүздуқ.
25 Кейин у бизни йәнә ашлиқ әкелишкә буйруғанда,
26 биз униңға:«Инимиз биз билән биллә бармиғичә, биз у кишиниң үзигә қаралмаймиз.
Кичик инимиз биз билән биллә бармиса, бизму бармаймиз», дегән едуқ.
27 Қуллириниң атиси бизгә: «Силәргә мәлумки, аялим Раһилә маңа пәқәт икки оғул туғуп бәрди.
28 Уларниң бири мәндин җуда болди. У мәндин айрилғандин кейин, уни қайта көрмидим. У чоқум
жиртқуч һайванларға йәм болди.
29 Әгәр силәр бу оғлумни мәндин елип кетип, уму йолда бирәр көңүлсизликкә
йолуқуп қалса, қериғинимда һәсрәт чекип, өлүп кетимән», дегән еди.
30 Әнди ойлап бақсила! Әгәр биз бу балини елип кәтмисәк, қуллириниң атиси бу балиниң
қайтип кәлмигәнлигини көрүпла,һаятидин айрилиду. Чүнки униң һаяти бу балиниң тәғдиригә бағлиқ.
31Атимиз билән көрүшкинимиздә, инимиз йоқ болса, у һәсрәт чекип өлүп кетиду. Униң өлүшигә
биз сәвәпчи болған болимиз.
32 Қуллири атамға кепиллик берип: «Әгәр балини қайтуруп кәлмисәм, өмүрвайәт
әйиплик болуп кетәй», дегән едим.
33 Шуңа, әй алийлири, бу бала үчүн қуллири қелип, өзлиригә қул болсун. У бала болса акилири
билән биллә қайтип кәтсун! 34 Әгәр бу бала мән билән биллә кәтмисә, мән атамниң үзигә қандақ
қаралаймән? Мән атамниң бундақ бала-қазаға учришиға чидап туралмаймән! — деди.