Йүсүпниң қериндашлириниң Биняминни Мисирға елип бериши
1 Қанандики ачарчилиқ барғансири еғирлашти.
2 Яқупниң аилисидикиләр Мисирдин елип келингән ашлиқни йәп болғандин кейин,
Яқуп оғуллириға:— Силәр йәнә бир аз ашлиқ сетивелип келиңлар, — деди.
3 Йәһуда атисиға:— Бирақ у адәм бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә,
үзүмгә қариғучи болмаңлар», дегән.
4 Әгәр сиз кичик инимизни биз билән биллә әвәтсиңиз, баримиз.
5 Болмиса бармаймиз, чүнки у киши бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә,
үзүмгә қариғучи болмаңлар» дегән, — деди.
6 Исраил уларға: — Силәр немишкә мени мундақ қийнайсиләр? Немә үчүн у кишигә:
«Өйдә йәнә бир инимиз бар», дәп ейттиңлар? — деди.
7 Улар мундақ җавап қайтурди. — У киши бизни вә аилимизниң әһвалини
кочилап сүрүштүрүп: «Атаңлар һаятму? Йәнә башқа қериндашлириңлар барму?» дәп
сориди. Биз униң соалиға җавап бәрмисәк болматти. Биз униң «Кичик иниңларни
елип келиңлар», дәйдиғанлиғини нәдин биләттуқ?
8 Йәһуда Исраилға: — Биняминни маңа тапшуруң. Биз дәрһал йолға чиқайли.
Шундақ қилғанда, биз, сиз вә балилиримиз ачлиқтин өлмәймиз!
9 Кичик инимға мән кепил, пүтүн җавапкәрликни үстүмгә алай. Мән уни аман-есән
қайтуруп келип, өз қолуңизға тапшурмисам, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй!
10 Әгәр биз вақитни кәйнигә сүрмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ,
— деди.
11 Исраил уларға:— Ундақ болса, мундақ қилиңлар. Баш вәзиргә бир аз мәлһәм,
һәсәл, дора-дәрмәк, мурмәкки, пистә-бадам қатарлиқ әң яхши йәрлик алаһидә
мәһсулатлардин соға алғач бериңлар.
12 Йәнә бир һәссә артуқ пул алғач берип, алдинқи қетим тағарлириңларға селип
қойған пулларни қайтуруп бериңлар. Еһтимал, бу ишта хаталиқ болған болуши мүмкин.
13 Иниңларниму у кишиниң йениға тез елип бериңлар.
14 Һәммигә қадир Худа униң көңлигә инсап берип, Бинямин билән Шимонни силәргә
қошуп қайтурғай. Мабада тәғдир балилиримни мәндин айривәтсә, амалим қанчә! — деди.
15 Буниң билән улар тәйярлиған соғилирини һәм бир һәссә артуқ пул вә Биняминни елип,
йолға чиқти. Улар Мисирға барғандин кейин, Йүсүп билән көрүшти.
16 Биняминниң улар билән билләкәлгәнлигини көргән Йүсүп, мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға:
— Бу кишиләрни өйүмгә елип бар, улар чүшлүк тамақта мән билән биллә болиду. Силәр бир
мал союп, зияпәт тәйярлаңлар, — деди.
17 Ғоҗидар буйруққа бенаән уларни Йүсүпниң өйигә елип барди.
18 Улар ғоҗидар тәрипидин Йүсүпниң өйигә башлап берилғанлиғидин интайин қорқушуп:
«Бизни чоқум алдинқи қетим тағарлиримизда қайтурулған пуллар сәвәвидин бу йәргә елип
кәлди. Еһтимал, улар бизгә туюқсиз һуҗум қилип, ешәклиримизни тартивелип, бизни
қул қилиши мүмкин!» — дейишти
19 һәм Йүсүпниң дәрвазиси алдиға бериш биләнла улар ғоҗидарға:
20 — Тәхсир! Алдинқи қетим биз бу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ.
21 Өйгә қайтиш йолумизда қонидиған йәргә келип тағарларни ачсақ, пуллиримизниң тағарда
өз пети турғанлиғини көрдуқ. Һазир бу пулларни қайтуруп бериш үчүн әкәлдуқ.
22 Буниңдин башқа биз йәнә ашлиқ сетивалидиғанғиму пул әкәлдуқ. Алдинқи
қетим тағарлиримизға пулларни ким селип қойдикин билмидуқ, — дейишти.
23 Ғоҗидар уларға: — Қорқмаңлар! Қорқмаңлар! Пуллириңларни мән тапшуруп
алған едим. Уни тағарлириңларға чоқум Худа, йәни атаңлар етиқат қилип кәлгән Худа селип
қойған охшайду, — деди. Андин у Шимонни зиндандин елип чиқип, уларға тапшуруп бәрди.
24 Ғоҗидар уларни Йүсүпниң өйигә башлап, путлирини жуюшқа су, ешәклиригә болса йәм бәрди.
25 Улар соғилирини тәйярлап, чүштә Йүсүп кәлгәндә униңға тәғдим қилишни күтүп турди. Чүнки
улар Йүсүп билән тамақта биллә болидиғанлиғи тоғрисидики хәвәрни аңлиған еди.
26 Йүсүп өйгә кәлгәндә, улар башлирини йәргә тәккичә егип тазим қилип, соғилирини сунди.
27 Йүсүп улар билән саламлашқандин кейин:— Силәр маңа қерип қалған атаңлар тоғрилиқ гәп
қилған едиңлар. У киши қандақ, һаятму? — дәп сориди.
28 Улар җававән:— Мөмүн қуллириниң атиси һаят вә яхши туруватиду, — дәп башлирини қайта
йәргә тәккичә егип тазим қилди.
29 Йүсүп бир анидин болған өз иниси Биняминни көрүп:— Силәр маңа ейтқан һелиқи әң кичик
иниңлар мошуму? Әй оғлум, Худа саңа бәхит ата қилғай, — деди.
30 Йүсүп өз инисиға болған қайнақ меһир һиссиятини басалмай, көпчиликниң алдида үн селип
жиғлавәткидәк болуп кәтти. Шуңа уларниң йенидин чиқип, өз һоҗрисиға кирип, бир һазағичә көз
йеши қилди.
31Андин у үзини жуюп, һиссиятини бесип, қайтип кирип, хизмәтчилиригә тамақ әкиришкә буйриди.
32 Йүсүп өзи ялғуз бир дәстиханда, қериндашлири айрим бир дәстиханда олтарди. Зияпәттә
биллә болған мисирлиқлар йәнә бир дәстиханда олтарди. Чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир
дәстиханда олтиришни төвән көрәтти.
33 Йүсүп қериндашлирини өзигә қаритип чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузди. Буни көргән
ака-укилири аң-таң болғинидин бир-биригә қаришип қоюшатти.
34 Йүсүп уларға өз дәстихинидин тамақ бөлүп бәрди. Биняминға болса, башқиларниңкидин бәш
һәссә артуқ усуп бәрди. Улар Йүсүп билән биллә йәп-ичип, интайин хошал болушти.