Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға ашлиқ алғили бериши
1 Қанан зиминидиму ачарчилиқ болған еди. Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини
аңлап, оғуллириға: — Силәр бир-бириңларға қаришипла турамсиләр! Немишкә
бир чиқиш йолини тапмайсиләр? 2Аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. Ачлиқтин
өлүп кәтмәйли, у йәргә берип, бир аз ашлиқ сетивелип әкелиңлар, — деди.
3 Буниң билән Йүсүпниң он акиси Мисирға ашлиқ сетивалғили барди.
4 Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминни улар билән әвәтмиди, чүнки Яқуп униң
бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқатти.
5 Исраилниң оғуллири вә башқилар ашлиқ сетивалғили Мисирға беришти, чүнки
Қанандиму ачарчилиқ еғир болған еди.
6 Йүсүп Мисирниң баш вәзири болғачқа, һәр қайси җайлардин кәлгәнләргә ашлиқ сетип
беришкә җавапкәр еди. Шуңа Йүсүпниң акилири униң алдиға келип, беши йәргә
тәккичә униңға егилип тазим қилди.
7 Йүсүп акилирини көрүпла тонуп қалди, лекин тонумасқа селивелип,
улардин җиддий қияпәттә: — Силәр қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди.
52. Әфраим — «ронақ тепиш» дегән сөз билән аһаңдаш.
— Биз Қанандин ашлиқ сетивалғили кәлдуқ, — дәп җавап беришти улар.
8 Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар Йүсүпни тонумиған еди.
9 У акилири тоғрисидики кичик вақтида көргән чүшлирини есигә елип, мәхсәтлик
һалда уларға: — Силәр җасус, мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлап билгили
кәлдиңлар! — деди.
10 Улар: — Яқ, җанаплири, әрзимәс қуллири ашлиқ сетивалғили кәлди.
11 Биз ака-укилар растчил адәмләрмиз, қуллири һәргиз җасус әмәс! — дәп җавап
қайтурушти.
12 Йүсүп уларға: — Яқ, силәр мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлиғили кәлдиңлар!
— дәп чиң турувалди.
13 Улар: — Әй җанаплири, қуллири әслидә бир атидин он икки қериндаш едуқ. Атимиз
Қананда туриду, әң кичик инимиз униң йенида қалди, йәнә бир инимиз болса өлүп
кәткән! — деди.
14 Йүсүп йәнә чиң туруп:— Яқ! Мән һазир ейтқандәк, силәр расттинла җасус.
15 Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаш үчүн, падишаниң нами билән
қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә, силәрни һәргиз қоювәтмәймән.
16 Силәрдин бириңлар берип, уни елип келиңлар. Гепиңлар испатланғичә, қалғанлириңлар
бу йәрдә зинданда турисиләр. Иниңларни әкәлмисәңлар, һәммиңлар чоқум җасус болуп
һесаплинисиләр! — деди.
17 Шуниң билән уларни зинданға қамап, үч күн тутуп турди.
18 Үчинчи күни Йүсүп уларға: — Мән Худаға садақәтмән адәммән. Әгәр силәр мениң шәртимни
қобул қилсаңлар, бир қошуқ қениңлардин кечимән.
19 Өзәңларниң сәмимий адәм екәнлигиңларни испатлаш үчүн, бир адимиңларни
зинданда гөрүгә қоюп, қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиқларни аиләңләрдики
ачарчилиқта қалғанларға йәткүзүп бериңлар.
20Андин кичик иниңларни бу йәргә елип келиңлар. Шундақ қилғандила сөзүңларниң растлиғи
испатлинидудә, өлүмдин аман қалисиләр! —деди. Улар бу шәртни қобул қилип,
21 өз ара: «Бурун биз инимизға зиянкәшлик қилғачқа, әнди униң угалиға қалдуқ!
Биз униң азавини көрүп туруп, ялвурсиму писәң қилмиған едуқ. Шуңа бу бала-қазаға
йолуқтуқ!» — дейишти.
22 Рубен уларға: — Мән силәргә: «Бу балиға тәгмәйли» десәм, силәр аңлимидиңлар.
Әнди шу қан қәрзини төләйдиған болдуқ! — деди.
23 Йүсүп уларниң сөзини чүшәнди. Акилири болса, буни билмәтти, чүнки Йүсүп улар
билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкән еди.
24 Йүсүп өзини чәткә елип, жиғлавәтти. Андин қайтип кирип, Шимонни айрип, уларниң
алдида уни бағлатти.
Йүсүпниң акилириниң Қананға қайтиши
25 Йүсүп хизмәтчилиригә акилириниң тағарлириға ашлиқ толтуруп, ашлиққа төлигән пуллирини
тағарлириға селип қоюшни вә уларға йоллуқ озуқ-түлүк тәйярлап беришни буйриди. Һәммә
тәйярлиқ пүткәндин кейин,
26 улар алған ашлиқлирини ешәклиригә артип йолиға раван болди.
27 Қоналғу җайға барғанда, уларниң бири ешәкләргә йәм бериш үчүн тағирини ечип, өз
пулиниң тағарда турғанлиғини көрдидә,
28 қериндашлириға:— Улар пулумни қайтуруветипту. Мана тағарниң ичидә туриду! —
деди. Улар аң-таң болуп, қорққан һалда өз ара: «Бу Худаниң бизгә қилған немә
ишидур?» дейишти.
29 Улар Қананға қайтип келип, атиси Яқупниң алдиға кирип, өткән ишларни униңға
бир-бирләп сөзләп бәрди.
30 Улар мундақ деди:— Мисирниң баш вәзири бизгә қаттиқ гәп қилип, бизни уларниң
дөлитини чарлиғили кәлгән, дәп әйиплиди. 31 Биз униңға: «Биз
җасус әмәсмиз, биз сәмимий адәмләр.
32 Бир атидин җәми он икки қериндаш едуқ, бир инимиз өлүп кәтти. Әң кичик инимиз
Қананда атимизға һәмра болуп қалди», дегән едуқ.
33 Бирақ у: «Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаймән. Бир адимиңларни
қамақта тутуп туримән. Қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиғиңларни ачарчилиқта қалған
аиләңләргә йәткүзүп бериңлар.
34 Андин кичик иниңларни мениң йенимға елип келиңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрниң
җасус әмәс, бәлки сәмимий адәм екәнлигиңларға ишинип, қериндишиңларни қайтуруп беримән.
Бу йәрдә туруп қелип, оқәт қилсаңларму болиду», деди.
35 Кейин улар ашлиқларни төккәндә, өз пуллириниң тағарларда екәнлигини көрүшти.
Ата-балилар пул қапчуқлирини көрүп, интайин қорқти.
36 Яқуп уларға: — Силәр мени һәммә оғуллиримдин айриветәмсиләр? Йүсүп
йоқ болди, Шимонму йоқ. Әнди Биняминниму елип кәтмәкчи
болдуңларму? Бала-қазаниң һәммиси мениң бешимғила келәмдиғанду!— деди.
37 Рубен атисиға вәдә берип:— Әгәр мән Биняминни қайтуруп кәлмисәм, мениң икки оғлумни
өлтүрүветиң. Кичик инимиз Биняминни маңа аманәт қилиң, мән уни чоқум қайтуруп келимән,
— деди.
38 Лекин Яқуп уларға: — Бу оғлум силәр билән бармисун! Униң бир қосақтин болған
акиси өлүп кетип, ялғуз қалди. Мабада у йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса,
мән һәсрәт чекип өлүп кетимән, — деди.