Йүсүпниң падишаниң чүшигә тәбир бериши
1 Икки жилдин кейин Мисир падишаси мундақ бир чүш көрди: Чүшидә у Нил дәриясиниң
бойида турупту.
2 Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта
отлапту.
3 Арқидин сәт вә қотур йәттә кала чиқип, қирғақтики йәттә семиз калиниң йенида турупту.
4 Бу йәттә қотур кала һелиқи йәттә семиз калини йәветипту, у чағда падиша ойғинип кетипту.
5 У қайта уйқиға кетип, йәнә бир чүш көрди: У бир түп буғдайниң толуқ вә йетилгән йәттә
данә башақ чиқарғанлиғини көрүпту.
6 Кәйнидин һелиқи буғдай йәнә иссиқ шамалдин солишип қалған дансиз йәттә башақ чиқирипту.
7 Бу йәттә башақ һелиқи толуқ йетилгән йәттә башақни жутуветипту. Падиша ойғанса, бу
чүши екән.
8 Таң атқанда падиша беарам болуп, адәм әвәтип, Мисирдики пүтүн тәбирчиләр билән
данишмәнләрни чақиртип, чүшлирини уларға ейтип бәрди. Лекин униң чүшлиригә һеч ким
тәбир берәлмиди.
9 Бу чағда баш шарап қуйғучи падишаға мундақ деди: — Бүгүн ойлап бақсам, мениң өткүзгән
хаталиғим есимгә кәлди.
10 Бир қетим җанаплири бизгә қаттиқ ғәзәплинип, баш навай билән мени ясавул мәһкимисидики
инданға қамитип қойған едила.
11 Бир күни кечидә биз иккилимиз чүш көрүптуқ. Көргән чүшлиримизниң мәнаси охшиматти.
12 У чағда бир ибраний яш жигит биз билән бир зинданда еди. У әслидә ясавул бегиниң
измәткари екән. Иккимиз чүшүмизни униңға ейтип бәрсәк, у чүшүмизгә тәбир бәргән еди.
13 Нәтиҗидә ишлар дәл униң тәбиридәк болуп чиқти. Җанаплири мениң мәнсивимни әслигә
кәлтүрүп, баш навайни дарға астила.
14 Падиша Йүсүпни чақирип келишкә адәм әвәтти. Улар дәрһал берип, уни зиндандин
чиқирип, чач-сақаллирини чүшәртип, кийимлирини йеңилап, падишаниң алдиға елип кәлди.
15 Падиша униңға: — Мән бир чүш көргән едим. Чүшүмгә һеч ким тәбир берәлмиди.
Бирақ аңлишимчә, сән тәбир берәләйдикәнсән, — деди.
16 Йүсүп: — Җанаплири, мән шәхсән өзәм чүшкә тәбир берәлмәймән,лекин Худа өзлиригә яхши
тәбир бериду, — дәп җавап бәрди.
17 Падиша мундақ деди:— Чүшүмдә мән Нил дәриясиниң бойида туруптимишмән.
18 Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта отлавататти.
19Арқидин йәнә йәттә сәт қотур вә оруқ кала дәриядин чиқти. Мән бурун Мисирда бундақ
қорқунучлуқ кала көрүп бақмиған едим.
20 Бу қотур калилар һелиқи семиз калиларни йәвәтти,
21 лекин йәнила бурунқидәк сәт едики, семиз калиларни йәвәткәндәк турматти. Бу
чағда мән ойғинип кәттим.][
22 Кәйнидин йәнә бир чүш көрдүм. Чүшүмдә бир түп буғдай йәттә данә толуқ вә йетилгән башақ
чиқарди.
23 Кәйнидин йәнә йәттә данә иссиқ шамалдин солишип кәткән аҗиз вә дансиз башақ чиқарди.
24 Бу дансиз башақлар һелиқи толуқ йетилгән данлиқ башақларни жутувәтти. Мән бу чүшни
тәбирчиләргә ейтип бәргән едим, лекин һеч ким тәбир берәлмиди.
25 Йүсүп падишаға мундақ деди: — Бу икки чүшниң мәнаси бирдур. Худа Өзи қилмақчи болған
ишларни җанаплириға алдин-ала билдүрүпту.
26 Йәттә семиз кала йәттә жилни көрситиду. Толуқ йетилгән йәттә башақму йәттә
жилни көрситиду. Бу икки чүшниң мәнаси охшаш.
27 Кәйнидин чиққан йәттә қотур кала билән иссиқ шамалдин солишип кәткән
йәттә дансиз башақ болса, йәттә ачарчилиқ жилни көрситиду.
28 Демәк, мән һели өзлиригә дегинимдәк, Худа Өзи қилмақчи болған ишларни җанаплириға
алдин-ала көрситипту.
29 Пүтүн Мисирда мисли көрүлмигән йәттә баяшәтчилик жил болиду.
30 Кәйнидин йәттә ачарчилиқ жил болуп, пүткүл Мисирни ачарчилиқ қаплап, илгирики баяшәт
жилларни кишиләрниң ядидин чиқириветиду.
31Ачарчилиқ апити шундақ қаттиқ болидуки, кишиләр бурунқи баяшәт жилларни унтуп кетиду.
32 Җанаплириниң охшаш икки чүш көрүшлири, Худаниң бу ишларни пат арида җәзмән әмәлгә
ашуридиғанлиғини билдүриду.
33 Шуниң үчүн җанаплириниң дөләтни башқурушқа әқил-парасәтлик вә жирақни көрәләйдиған бир
кишини қоюшлирини
34 һәм әмәлдарларни таллап, йәттә баяшәтчилик жиллирида пүтүн мәмликәттики деханчилиқ
мәһсулатлириниң бәштин бирини жиғивелишлирини,
35 шундақла уларға кәлгүсидики баяшәтчилик жиллирида һәр хил ашлиқни топлап, һәр қайси
шәһәрләрдә ашлиқ сақлаш һоқуқини беришлирини вә ашлиқ ихтисат қилиш тоғрисида
әмир чүшириш тәкливини беримән. 36 Кәйни-кәйнидин келидиған йәттә ачарчилиқ жилида бу
запас ашлиқ пүтүн мәмликәт хәлқини тәминләп, хәлиқни ач қелип өлүп кетиштин сақлап қалиду.
Йүсүпниң Мисирни башқуруши
37 Падиша вә униң әмәлдарлири Йүсүпниң бу тәкливини қоллап-қувәтлиди.
38 Шуниң билән падиша әмәлдарлириға:— Биз бу ишни башқурушқа Йүсүптинму лайиқ кишини
тапалмаймиз, чүнки униңда Худаниң Роһи бар екән! — деди.
39Андин падиша Йүсүпкә:— Худа бу ишларни саңа уқтурған екән, сән чоқум һәммимиздин
әқиллиқ вә жирақни көрәләйсән.
40 Мән сени мәмликитимни башқурушқа тайинлаймән. Пүтүн хәлқим сениң әмриңгә бойсуниду.
Мәмликитимдә пәқәт мениң һоқуқумла сәндин жуқури болиду.
41 Һазирдин башлап сени Мисирниң баш вәзирлигигә тайинлидим,— деди.
42 Буниң билән падиша өз бармиғидики мөрлүк үзүкни чиқирип, Йүсүпниң қолиға салди вә учисиға
кәндир рәхттин тоқулған есил тон кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗир есип қойди.
43 У йәнә Йүсүпни ординиң вәзирлик һарвусиға олтарғузди. Һарвуниң алдида йол башлап кетиватқан
муһапизәтчиләр йол бойидики кишиләрни униңға тазим қилишқа буйриди. Шундақ қилип, Йүсүп баш
вәзирликкә тайинлинип, пүтүн мәмликәтни башқурди.
44 Падиша Йүсүпкә:— Мән болсам падиша. Лекин Мисирда сениң рухситиңсиз һәр қандақ адәмниң
мидир-сидир қилишиға рухсәт йоқ! — деди.
45‑46 Падиша Йүсүпкә мисирчә Зафанат-Панеаһ дәп исим қойди вә униңға Он шәһириниң роһанийи
Потифераниң қизи Асенатни хотунлуққа елип бәрди. Йүсүп Мисир падишасиниң хизмитини қилишқа башлиған
вақтида оттуз яшта еди. У падиша ордисидин чиқип, Мисирниң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди.
47 Йәттә баяшәтчилик жили мәзгилидә деханчилиқ мәһсулатидин мол һосул елинди.
48 Йүсүп ашлиқни топлап, һәр қайси шәһәрләрдә запас ашлиқ мәркизини қуруп, әтраптики җайлардин
жиғивелинған ашлиқни қуйди.
49 Жиғилған ашлиқниң көплүги деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз болғачқа, уни һесаплаш мүмкин әмәс еди.
50Ачарчилиқ жиллири йетип келиштин илгири Йүсүпниң аяли, йәни Он шәһириниң роһанийи
Потифераниң қизи Асенат униңға икки оғул туғуп бәрди.
51 Йүсүп: «Худа пүткүл дәрдимни вә атамниң аилисини көңлүмдин көтиривәтти», дәп тунҗа оғлиға Манассә
51. Манассә — «унтулдурған» дегән сөз билән аһаңдаш - дәп исим қойди.
52 У иккинчи оғлиға: «Худа мени азап-оқубәтлик йәрдә пәрзәнткә ериштүрди», дәп Әфраим дәп исим қойди.
53 Мисирлиқлар һөзүрләнгән йәттә баяшәт жил аяқлашти.
54 Йүсүп алдин-ала ейтқандәк, йәттә ачарчилиқ жил арқа-арқидин кәлди. Әтраптики һәммә
дөләтләрдиму ачарчилиқ йүз бәргән еди, лекин Мисирниң һәммә йеридә ашлиқ тепилатти.
55 Мисирлиқлар ачарчилиқта қалай дегәндә, улар падишаға ялвуруп, ашлиқ тәләп қилди. Падиша уларға
Йүсүпниң йениға беришни вә һәммә ишта униң орунлаштурушиға бойсунушни буйриди.
56Ачарчилиқ барғансири еғирлишип, Мисирниң һәммә йерини қаплашқа башлиди. Шуңа Йүсүп пүткүл ашлиқ
амбарлирини ечип, запас ашлиқларни мисирлиқларға сетип бәрди.
57 Әтраптики дөләтләрдики кишиләрму келишип, Йүсүптин ашлиқ сетивалди, чүнки һәммә йәрдә ачарчилиқ
болуп, әһвал интайин еғир еди.