Йүсүпниң түрмидашлириниң чүшлиригә тәбир бериши
1 Мәлум мәзгил өткәндин кейин, Мисир падишасиниң баш шарап қуйғучиси билән баш
навайи падишаниң алдида хаталиқ өткүзди.
2 Падиша ғәзәплинип,
3 бу икки жуқури әмәлдарни ясавул мәһкимисидики зинданға, Йүсүп билән бир йәргә қамиди.
4 Ясавул беги Йүсүпни бу икки әмәлдарни күтүшкә орунлаштурди. Улар зинданда бир
мәзгил биллә турди.
5 Бир күни кечидә баш шарап қуйғучи билән баш навай чүш көрди. Иккисиниң көргән
чүшлириниң мәнаси охшиматти.
6 Әтиси әтигәндә Йүсүп уларни йоқлап киргинидә, уларниң көңлиниң беарамлиғини билди.
7 У улардин: — Силәр бүгүн неманчила ғәмкин? — дәп сориди.
8 Улар: — Иккимиз ахшам чүш көрдуқ, лекин чүшүмизниң мәнасини йешип беридиған адәм йоқ,
— дәп җавап беришти.Йүсүп уларға:— Чүшкә тәбир бериш қабилийити Худадин келиду.
Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.
9 Буниң билән баш шарап қуйғучи мундақ деди: — Чүшүмдә алдимда бир түп үзүм көчитиниң
турғанлиғини көрдүм.
10 Көчәттә үч тал жумран шах болуп, көчәт бихлаш биләнла чечәкләп, мевә пишти.
11 Қолумда падишаниң шарап җами болуп, мән үзүмләрни үзүп, ширнисини җамға сиқип, җамни
падишаға сундум.
12 Йүсүп мундақ деди: — Бу чүшниң мәнаси мундақ: Үч жумран шах — үч күнни көрситиду.
13 Үч күндин кейин падиша сизгә кәңчилик қилип, әсли мәнсивиңизни беридикән. Сиз падишаға
бурун баш шарап қуйғучи болған вақтиңиздикидәк йәнә шарап тутидикәнсиз.
14Амма ишлириңиз оңушлуқ болғанда, мени унтуп қалмай, маңа һисдашлиқ қилғайсиз. Падиша
алдида мениң үчүн гәп қилип, зиндандин чиқишимға ярдәм қилғайсиз.
15 Мән әслидә ибраниймән, жутумдин наһәқ тутуп келингәнмән. Мисирдиму мени зинданға
ташлиғидәк бирәр яман иш қилғиним йоқ.
16 Йүсүпниң баш шарап қуйғучиниң чүшигә яхши тәбир бәргәнлигини көргән баш навай Йүсүпкә
мундақ деди:— Мәнму бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә бешимда үч севәттә нан бармиш.
17 Әң үстидики севәттә падиша йәйдиған һәр хил ундин пиширилған назу-немәтләр бармиш, лекин
уларни учар қанатлар йәватқидәкмиш.
18 Йүсүп мундақ деди: — Бу чүшниң мәнаси мундақ: Үч севәт үч күнни көрситиду.
19 Үч күндин кейин падиша каллиңизни елип, җәсидиңизни дәрәққә асидикән, тениңизни болса
учар қанатлар йәйдикән.
20 Үч күндин кейин падишаниң туғулған күни болуп, падиша өз әмәлдарлириға зияпәт бәрди.
У баш шарап қуйғучи билән баш навайни зиндандин чиқирип, әмәлдарларниң алдиға елип кәлди.
21 У баш шарап қуйғучиниң мәнсивини әслигә кәлтүрди.
22 Баш навайни болса, дарға асти. Бу ишлар дәл Йүсүпниң тәбиридәк болуп чиқти.
23 Лекин баш шарап қуйғучи Йүсүпни есидин чиқирип, уни пүтүнләй унтуп қалди.