Йүсүп билән Потифарниң аяли
1 Исмаил қәбилисидики содигәрләр Йүсүпни Мисирға әкелип, Мисир падишасиниң
бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи Потифарға сатқан еди.
2 Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилди. У мисирлиқ
ғоҗайининиң өйидә турди.
3 Потифар Пәрвәрдигарниң Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилғанлиғини байқиди.
4 Потифар униңдин рази болуп, уни шәхсий ярдәмчи қилип, аилә ишлири вә пүткүл
тәәллуқатини башқурушқа тайинлиди.
5 Шу вақиттин башлап Пәрвәрдигар Потифарниң пүтүн аилисигә, мал-чарвилириға вә
териқчилиғиға бәхит ата қилди.
6 Потифар һәммини Йүсүпниң башқурушиға тапшуруп, өзиниң йемәк-ичмигидин башқа, һеч иш
билән кари болмайдиған болди.Йүсүп келишкән, чирайлиқ жигит еди.
7 Узун өтмәй униңға ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп қелип, униңға: — Кәл, мән билән бир
орунда ят! — деди.
8 Йүсүп рәт қилип:— Ойлап көрүң, ғоҗайиним барлиқ тәәллуқатини мениң башқурушумға
тапшурди. Мән болғачқа, у пүтүн аилә ишлириға баш қатурмайду.
9 Бу аилидә мән униңға охшаш һоқуқлуқ. Сиздин башқа һәммини маңа тапшурди. Сиз униң
аяли турсиңиз, мән қандақму бундақ әхлақсиз ишни қилип, Худаниң алдида гунакар
болай? — деди.
10 Потифарниң аяли һәр күни шерин сөзләр билән Йүсүпни өзигә қаратсиму, Йүсүп униң билән
бир орунда ятмақ түгүл, униң билән бир йәрдә олтиришниму рәт қилип кәлди.
11 Бир күни Йүсүп өз иши билән өйгә кирди. У чағда өйдә башқа хизмәтчиләр йоқ еди.
12 Потифарниң аяли Йүсүпниң тониға есиливелип:— Кәлгин, бир орунда ятайли! — деди.
Бирақ Йүсүп қечип, ташқириға чиқип кәтти. Тони болса, аялниң қолида қалди.
13 У Йүсүпниң тонини ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп,
14 чуқан селип, өй хизмәтчилирини чақирип, уларға: — Қараңлар, ерим әкәлгән ибраний
қул бизгә һақарәт кәлтүрди. У мениң һоҗрамға кирип, номусумға тәгмәкчи болған еди, мән
авазимниң баричә вақиридим.
15 У мениң вақириғинимни аңлап, тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти, — деди.
16 У Йүсүпниң тонини бәрмәй, ериниң келишини күтти.
17 Ери кәлгәндә, униңға мундақ деди: — Сиз әкәлгән һелиқи ибраний қул мениң һоҗрамға кирип,
маңа һақарәт кәлтүрди.
18 Мән вақириған едим, у тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти.
19 Йүсүпниң ғоҗайини аялиниң: «Сениң қулуңниң маңа қилған муамилиси мана!» дегән сөзини
аңлап, интайин ғәзәпләнди.
20 У Йүсүпни тутуп, орда зинданиға қамап қойди. Буниң билән Йүсүп у йәрдә қамақта болуп қалди.
21 Лекин Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униңға меһир-шәпқәт көрсәтти. Шуңа зиндан башқурғучи уни
яхши көрүп қелип,
22 уни зиндандики башқа җинайәтчиләрни башқуруш вә зиндан ишлириға җавапкәр болушқа тайинлиди.
23 Йүсүп җавапкәр ишларға зиндан башқурғучи баш қатурмайдиған болди. Чүнки Пәрвәрдигар Йүсүпкә
яр болғачқа, у башқурған һәммә ишлар оңушлуқ болған еди.