Йәһуда билән Тамар
1 Шу күнләрдә Йәһуда өз қериндашлириниң йенидин кетип, Адуллам йезисидики Һира
дегән кишиниң йениға чүшти.
2 Йәһуда у йәрдә имансиз қананлиқ Шуаниң қизи билән тонушуп, уни некайиға алди.
3 Қиз һамилдар болуп, бир оғул туғди. Йәһуда униң исмини Ер қойди.
4 Қиз йәнә һамилдар болуп, иккинчи оғлини туғди. Униң исмини Онан қойди.
5 Кейин үчинчи оғлини туғди. Униң исмини Шалаһ дәп қойди. Шалаһ туғулғанда, улар Кәзип
дегән йәрдә еди.
6 Йәһуда тунҗа оғли Ергә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди.
7 Ерниң қилиғи Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәрдигар униңму җенини алди.
8 Бу чағда Йәһуда Ерниң иниси Онанға: — Сән берип йәңгәң билән өйлинип, акаңниң нәслини
давамлаштур. Бу сениң қилишқа тегишлик борчуң, — деди.
9 Лекин Онан туғулидиған бала өзиниң болмайдиғанлиғини билип, һәр қетим йәңгиси билән
бир орунда ятқанда акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн, мәхсәтлик һалда уруқни йәргә ақтуруветәтти.
10 Униң қилмишлири Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәрдигар униңму җенини алди.
11Андин Йәһуда келини Тамарға:— Оғлум Шалаһ чоң болғичә, атаңниң өйидә тул олтирип турғин,
— деди. У Шалаһниңму икки акисидәк өлүп кетишидин қорқуп,шундақ дегән еди. Шуңа Тамар
атисиниң өйигә қайтип кәтти.
12 Мәлум мәзгилдин кейин, Йәһуданиң аяли болған Шуаниң қизи аләмдин өтти. Қарилиқ тутуш
вақти өткәндин кейин, у адулламлиқ дости Һира билән биллә Тимнаһ дегән йәргә барди. У йәрдә
униң хизмәтчилири қой қирқивататти.
13 Бири Тамарға қейинатисиниң Тимнаһ дегән йәргә қой қирқиғили баридиғанлиғини ейтқан еди.
14 Буниңдин хәвәр тапқан Тамар тул хотунлуқ кийимини селиветип, башқа кийимләрни кийивелип,
башқиларға өзини тонутмаслиқ үчүн үзигә пәрәнҗә тартип, Тимнаһ йоли үстидики Енаим шәһириниң
дәрвазисиға берип олтарди. Чүнки у Йәһуданиң кичик оғли Шалаһ чоң болуп қалған болсиму,
Йәһуданиң өзини униңға некалимайдиғанлиғиға көзи йәткән еди.
15 Йәһуда уни көргинидә, паһишә аял дәп қариди, чүнки у үзини йепивалған еди.
16 Йәһуда униң өз келини екәнлигини билмәй, йолниң четигә берип, униңдин: — Немә тәләп
қилисән? — дәп сориди.— Мән билән бир орунда ятсиңиз маңа немә берисиз? — деди Тамар.
17 — Маллиримниң ичидин бир оғлақ әвәтип беримән, — дәп җавап бәрди у.— Хоп, оғлақни әкелип
бәргичә, бирәр нәрсиңизни гөрүгә қоюп кетиң, — деди Тамар.
18 — Гөрүгә немә тәләп қилисән? — дәп сориди у.Тамар:— Бойнуңизға есиқлиқ мөрүңиз билән қолуңиздики
һасиңизни,— деди.Шуниң билән Йәһуда бу нәрсиләрни Тамарға берип, униң билән бир орунда ятти,
Тамар һамилдар болуп қалди.
19 Тамар атисиниң өйигә қайтип берип, үзидики пәрәнҗисини еливетип, туллуқ кийимлирини қайта
кийивалди.
20 Йәһуда дости Һирани у аялға бир оғлақ апирип берип, гөрүгә қойған нәрсилирини қайтуруп келишкә
әвәтти. Лекин Һира уни тапалмиди.
21 Һира Енаим шәһиридики кишиләрдин:— Бурун йол бойида турған һелиқи паһишә аял нәгә кәтти? — дәп
сориди. Улар:— Бу йәрдә паһишә аял задила болуп бақмиған, — дәп җавап беришти.
22 Һира Йәһуданиң йениға берип, униңға: — Уни тапалмидим. Униң үстигә шу йәрлик кишиләр: «Бу йәрдә
паһишә аял болуп баққан әмәс!» дейишиду, — деди.
23 Йәһуда униңға: — Бопту, у нәрсиләрни алса алсун, башқиларниң мәсқирисигә қалмайли.
Һәр һалда мән оғлақни әвәттим, бирақ сән уни тапалмапсән, — деди.
24 Үч айчә өткәндин кейин, бири Йәһудаға: — Келиниң Тамар бузуқчилиқ қилип, һамилдар бопту, — деди.
— Уни әкелип отқа ташлаңлар! — дәп ғәзәп билән буйруқ қилди Йәһуда.
25 Тамар өйдин елип чиқилғанда, қейинатисиға адәм әвәтип:— Мән бу нәрсиләрниң егисидин һамилдар
болдум. Қарап беқиң! Бу мөр вә һаса кимниң? — деди.
26 Йәһуда бу нәрсиләрни тонуп:- Буниңға мән әйиплик! Мән әслидә уни оғлум Шалаһқа елип
беришим керәк еди, — деди. Шуниңдин кейин Йәһуда униң билән қайта бир орунда ятмиди.
27 Тамар ай-күни тошқанда, қош гезәккә һамилдар болғанлиғини билди.
28 Униң толғиғи тутуп, бир балиниң бир қоли чиқти. Туғут аниси у қолни тутуп, униңға қизил жип
бағлап қоюп: — Бу авал туғулғини, — деди.
29 Лекин бала қолини тартип әкирип кетип, йәнә бири авал туғулди. Шуңа туғут аниси: — Сән талишип,
қандақму қериндишиңниң алдида чиқивалдиң? — дәп, балиниң исмини Парәс дәп қойди.
30 Кәйнидин қизил жип бағлап қоюлғини туғулди. Униң қолиға қип-қизил жип бағланған болғачқа,
униңға Зәраһ дәп исим қойди.
-----------------------------------------------------------------------------------------------------
29. Парәс — «талишип чиққан» дегән мәнани билдүриду.
30. Зәраһ — «қип-қизил» дегән мәнани билдүриду.