Йүсүп вә униң қериндашлири
1 Яқуп өз атиси турған Қанан районида олтирақлишип қалди.
2 Төвәндикиләр Яқупниң аилисиниң иш-излиридур. Йүсүп он йәттә яшқа киргән
чағлирида, һемишәм атисиниң кичик хотунлири Билһа вә Зилпаниң оғуллириға ярдәмлишип,
қой баққили чиқатти. У акилириниң қилған яман ишлирини атисиға мәлум қилип туратти.
3 Исраил Йүсүпни башқа оғуллиридин көпирәк яхши көрәтти. Чүнки Йүсүп униң қериған вақтида
тапқан балиси еди. Исраил Йүсүпкә бир ала тон тиктүрүп бәрди.
4Атилириниң уни өзлиридин артуқ көридиғанлиғини сәзгән акилири Йүсүпкә шунчилик өчмәнлик
қилаттики, һәтта униңға силиқ гәпму қилматти.
5 Бир күни Йүсүп чүш көрүп, уни акилириға ейтип бәрди. Улар униңға бурунқидинму өч болуп
кәтти.
6 У: — Қулақ селиңлар! Көргән чүшүмни силәргә ейтип берәй.
7 Биз һәммимиз етизда буғдай бағлаватқидәкмиз. Мениң бағлиған буғдийим тиклинип түз
турғидәк, силәрниң бағлиғанлириңлар мениңкиниң әтрапида бешини егип тазим қилип турғидәк!
— деди.
8Акилири униңдин:— Сән падиша болуп, бизгә һөкүмранлиқ қилмақчиму? — дәп сориди. Йүсүп
чүшини акилириға өрүп бәргәнлигидин, улар униңға техиму өч болуп кәтти.
9 Кейин Йүсүп йәнә бир чүш көрүп, униму акилириға ейтип берип, уларға:
— Мән йәнә бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә қуяш, ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк!
— деди.
10 Йүсүп бу чүшни атисиғиму ейтип бәрди. Атиси уни әйипләп: — Қандақ чүш бу? Сән анаң,
акилириң вә мениң саңа баш егип тазим қилишимизни ойламсән? — деди.
11 Буниң билән Йүсүпниң акилири униңға интайин көрәлмәслик қилишидиған болуп қалди. Лекин
атиси бу ишни көңлигә пүкүп қойди.
Йүсүпниң Мисирға сетилиши
12 Бир күни Йүсүпниң акилири Шәкәмдики яйлаққа атисиниң қойлирини баққили барған еди.
13 Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә қой беқиватиду. Сән уларниң йениға берип йоқлап
кәлгин, — деди. — Мақул, барай, — дәп җавап бәрди Йүсүп.
14Атиси униңға: — Сән акилириңниң вә падиларниң аман-есән яки әмәслигини көрүп келип, маңа
хәвәр қилғин, — деди. Буниң билән атиси Һиброн җилғисидин уни йолға салди.Йүсүп Шәкәмгә берип,
15 далада акилирини издәп жүргәндә, бир киши уни көрүп: — Кимни издәватисән? — дәп сориди.
16 — Акилиримни издәватимән. Уларниң қәйәрдә қой беқиватқанлиғини ейтип бәрсиңиз, — деди у.
17 У киши:— Улар кетип қалди. Уларниң Дотанға бармақчи болғанлиғини аңлидим, — деди.
Шуниң билән Йүсүп акилириниң кәйнидин меңип, уларни Дотандин тапти.
18 Улар Йүсүпни жирақтин көрүп, у йетип кәлгичә мәслиһәтлишип, уни өлтүрүвәтмәкчи болушти.
19 Улар өз ара: — Һелиқи чүш атиси кәпту. 20 Мундақ қилайли! Биз уни өлтүрүп, өлүгини сүйи
қуруп кәткән қудуққа ташлаветип, жиртқуч һайван йәп кетипту, дәйли. Қени, униң чүшиниң
әмәлгә ашқинини бир көрәйли, — дейишти.
21 Уларниң сүйиқәстини аңлиған Рубен Йүсүпни қутқузувалмақчи болуп: — Уни өлтүрсәк болмайду!
22 Уни зәхимләндүрмәй, чөлдики сүйи қуруп кәткән бу қудуққа ташлавәтсәкла болди, — деди. Униң
бундақ дейишидики мәхсәт, кейин Йүсүпни бир амал қилип, уларниң қолидин қутулдуруп, атисиға
қайтуруп бериш еди.
23‑24 Йүсүп акилириниң йениға келиш биләнла, улар уни тутуп, учисидики ала тонини
салдурувелип, уни бир сусиз қудуққа ташлавәтти.
25 Улар тамаққа олтарғинида, бир топ исмаил қәбилисидин болған содигәрләр карвининиң
Гилиадтин Мисир тәрәпкә кетиватқанлиғини көрди. Улар төгилиригә дора-дәрмәк, мәлһәм вә
мурмәккиләрни артип кәлгән еди.
26 Йәһуда өз қериндашлириға:— Бизниң өз инимизни өлтүрүп, җинайитимизни йошурушимизниң
пайдиси немә?
27 Уни өзимиз қол селип өлтүргинимиздин көрә, исмаилларға сетивәткинимиз түзүк.
У қандақла болмисун бизниң инимиз, бизниң қан қериндишимиз, — деди. Қериндашлири
буниңға қошулди.
28 Шуңа Мидияндин кәлгән исмаил қәбилисидики содигәрләр у йәрдин өткәндә, Йүсүпниң акилири
уни қудуқтин чиқирип, жигирмә күмүч тәңгигә баһалишип, исмаилларға сетивәтти. Бу кишиләр
Йүсүпни Мисирға елип кәтти.
29 Йүсүп содигәрләргә сетилғанда, Рубен йоқ еди. У қайтип кәлгәндин кейин, қудуқниң йениға
берип, Йүсүпниң йоқлиғини көрүп, ечинған һалда кийимлирини житип, 30 қериндашлири турған
йәргә берип:— Йүсүп йоқ! Өйгә қандақ баримән? — деди.
31 Буниң билән улар өшкидин бирни боғузлап, Йүсүпниң ала тонини өшкиниң қениға миләп,
32 атисиниң алдиға апирип:— Биз бу ала тонни тепивалдуқ, бу Йүсүпниңму қандақ? — деди.
33 Яқуп бу тонни тонуп:— Бу мениң оғлумниңғу! У җәзмән жиртқуч һайванларға йәм бопту! — деди.
34 Яқуп һәсрәттә кийимлирини житип ташлап, матәм кийимини кийип, оғли үчүн узунғичә һаза тутти.
35 Униң қиз-оғуллириниң һәммиси униңға тәсәлла бәрсиму, қобул қилмиди. У: — Мән таки өлгичә, оғлумға
һаза тутимән! — деди. У оғли Йүсүп үчүн давамлиқ һәсрәт чәкти.
36 Шу арилиқта Мидияндин кәлгән һелиқи содигәрләр Йүсүпни Мисирға апирип, уни падишаниң бир әмәлдари
— ясавуллар башлиғи болған Потифарға сетивәткән еди.