Яқупниң пүтүн аилисини елип Мисирға бериши
1 Исраил пүтүн мал-мүлүклирини жиғиштуруп, Бәәршәбаға келип, у йәрдә атиси
Исһақ етиқат қилған Худаға атап қурванлиқ қилди.
2 Шу кечә униңға бир алаһидә көрүнүш көрүнүп, Худа уни:— Яқуп, Яқуп! — дәп чақирди.
— Ләббәй, — дәп җавап бәрди у.
3 Худа униңға: — Мән Худа, сениң атаң етиқат қилған Худадурмән. Сән Мисирға
бериштин қорқма, чүнки Мән у йәрдә сениң әвлатлириңни улуқ бир хәлиқ қилимән.
4 Мән сән билән биллә Мисирға берип, андин әвлатлириңни чоқум бу зиминға қайтуруп
келимән. Сән аләмдин өткәндә, Йүсүп йениңда болиду, — деди.
5 Яқуп Бәәршәбадин йолға чиқти. Униң оғуллири уни вә хотун- балилирини Мисир падишаси
әвәткән һарвуларға олтарғузуп,
6 Қананда тапқан мал-варанлири билән тәәллуқатлирини елип, Мисирға қарап маңди. Шундақ
қилип, Яқуп пүтүн әвлатлирини елип Мисирға кәлди.
7 Оғул-қизлири вә оғул-қиз нәврилириму биллә барди.
8 Исраил дәпму аталған Яқуп билән биллә Мисирға барған әвлатлириниң исимлири төвәндикичә:
Яқупниң чоң оғли Рубен
9 вә униң оғуллири: Һанух, Паллу,Һесрон вә Карми қатарлиқлар.
10 Шимон вә униң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған
Шаул қатарлиқлар.
11 Лавий вә униң оғуллири: Гәршон, Коһат вә Мәрари қатарлиқлар.
12 Йәһуда вә униң оғуллири: Шалаһ, Парәс вә Зәраһ қатарлиқлар. Йәһуданиң йәнә Ер вә Онан
дегән оғуллири болуп, улар Қананда өлүп кәткән еди. Парәсниң оғуллири: Һесрон билән Һамул.
13 Иссакар вә униң оғуллири: Толаһ, Пува, Йоп вә Шимрон қатарлиқлар.
14 Зәбулун вә униң оғуллири: Сәрәд, Әлон вә Яхлил қатарлиқлар.
15 Жуқуридикиләр Леяһ Паддан-Аррамда Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, қизи Дина
билән җәми оттуз үч нәпәр еди.
16 Гад вә униң оғуллири: Сәфон, Һагги, Шуний, Езбон, Әри, Ароди вә Арели қатарлиқлар.
17Ашер вә униң пәрзәнтлири: оғуллири Йимна, Йишва, Йишви, Бәрия вә қизи Сәраһ. Бәрияниң
оғуллири: Һебәр вә Малкел еди.
18 Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Леяһқа қиз хизмәткар қилип бәргән Зилпа Яқупқа туғуп бәргән
әвлатлар болуп, улар җәми он алтә нәпәр еди.
19 Яқупниң аяли Раһилә униңға икки оғул туғуп бәргән болуп, улар Йүсүп билән Бинямин еди.
20 Йүсүп Мисирда Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенаттин Манассә вә Әфраим
исимлиқ икки оғул тапқан еди.
21 Биняминниң оғуллири: Бела, Бекәр, Ашбел, Гера, Наман, Әһи, Рош, Муппим, Һуппим вә
Арид қатарлиқлар.
22 Жуқуридикиләр Раһилә Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми он төрт нәпәр еди.
23 Дан вә униң оғли Һушим.
24 Нафтали вә униң оғуллири: Яхсиил, Гуни, Йәсәр вә Шилләм қатарлиқлар.
25 Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Раһиләгә қиз хизмәткар қилип бәргән Билһа Яқупқа туғуп бәргән
әвлатлар болуп, җәми йәттә нәпәр еди.
26 Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири
җәми атмиш алтә киши еди.
27 Йүсүпниң Мисирда тапқан икки оғлини қошқанда, Яқуп җамаитиниң Мисирдики нопуси җәми йәтмиш
киши болди.
Яқуп вә униң җамаитиниң Мисирға йетип келиши
28 Яқуп Йүсүп билән Гошән вилайитидә көрүшүш үчүн, Йәһудани униң йениға йөнилишини уқуп келишкә
әвәтти. Яқуплар Гошәнгә кәлгинидә,
29 Йүсүп вәзирлик һарвусида олтирип, атисиниң алдиға барди. Улар дидар көрүшүш биләнла
Йүсүп атисини қучақлап, узаққичә жиғлиди.
30 Исраил Йүсүпкә:— Мән сениң һаят екәнлигиңни өз көзүм билән көрдүм. Әнди өлүп кәтсәмму
разимән! — деди.
31Андин Йүсүп қериндашлири вә чоң өйдикилиригә мундақ деди:— Мән падишаға силәрниң Қанандин
бу йәргә көчүп кәлгәнлигиңларни мәлум қилай.
32 Униңға силәрниң чарвичи екәнлигиңларни,мал-мүлкүңларни елип кәлгәнлигиңларни ейтай.
33 Падиша силәр билән көрүшүп, кәспиңларни сориса, 34 униңға: «Биз кичигимиздин
тартип чарвичилиқ қилип кәлгән. Ата-бовилиримизму чарвичи еди», дәңлар. Шуниң билән у
силәрни өз хәлқидин айрип, Гошәнгә орунлаштуриду, — деди. Йүсүпниң бундақ дейишидики сәвәп,
мисирлиқлар мал баққучиларни пәқәт көзгә илматти.