Ибраһимниң башқа әвлатлири
1 Ибраһим Кәтура исимлиқ йәнә бир аялни кичик хотунлуққа алди.
2 У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуахтин ибарәт алтә оғул туғуп бәрди.
3 Йоқшан Шиба билән Дәданниң атиси болди. Дәданниң әвлатлири ашурим, ләтушим вә
ләуммим хәлиқлири болди.
4 Мидиянниң оғуллири Әфа, Әфәр, Һанух, Абида вә Елдалар еди. Жуқуридикиләрниң һәммиси Кәтурадин
дунияға кәлгән әвлатлар еди.
5 Ибраһим пүтүн мал-мүлүклирини Исһаққа атавәткән еди.
6 Лекин у өзи һаят вақтида икки кичик хотунидин болған оғуллириғиму соғиларни берип, андин бу оғуллирини Исһақтин жирақ турсун,
дәп шәрқий зиминға әвәтти.
Ибраһимниң өлүми вә дәпнә қилиниши
7-8 Ибраһим узақ өмүр сүрүп, йүз йәтмиш бәш йешида әҗдатлириниң қешиға кәтти.
9 Униң оғуллири Исһақ билән Исмаил уни Макпелаһ йезисидики өңкүргә дәпнә қилди. Бу өңкүр Мамрә дегән
йәргә йеқин болуп, бурун хит қәбилисидин болған Сохарниң оғли Әфронниң етизлиғи еди.
10 Ибраһим хитлардин сетивалған етизлиқ дәл шу еди. Ибраһимниң аяли Сарәму мошу йәргә дәпнә қилинған
еди.
11 Ибраһим вапат болғандин кейин, Худа униң оғли Исһаққа бәхит ата қилди. Исһақ шу вақитта
Беер-Лаһайрой дәп аталған қудуқниң йенидики җайда турувататти.
Исмаилниң әвлатлири
12 Сарәниң хизмәткари мисирлиқ Һәҗәр Ибраһимға туғуп бәргән Исмаилниң әвлатлири төвәндикиләр:
13 алди билән тунҗа оғли Небайот, андин кейин қалған оғуллири Кәдар, Адбәәл, Мибсам,
14 Мишма, Дума, Масса,
15 Хадад, Тәма, Йәтур, Нафиш вә Қәдәма туғулди.
16 Улар он икки қәбилиниң башлиқлири болуп, улар яшиған йеза вә қишлақлар уларниң исимлири билән аталди.
17 Исмаил йүз оттуз йәттә йешида әҗдатлириниң қешиға кәтти.
18 Униң әвлатлири олтирақлашқан җай Һавилаһ районидин Шур дегән йәргә қәдәр еди. Шур Мисирниң шәрқий тәрипидә болуп,
Ассурға баридиған йолда еди. Улар Ибраһимниң башқа әвлатлири билән чиқишалмиди.Әсав билән Яқупниң дунияға келиши
19 Ибраһимниң оғли Исһақниң иш-излири төвәндикичә:
20 Исһақ қириқ йешида Рибәқаға өйләнди. Рибәқа болса, Паддан-Аррамниң Арран дегән йеридин болған
Бетуелниң қизи вә Лабанниң сиңлиси еди.
21 Рибәқа пәрзәнт көрмигәнлиги сәвәвидин, Исһақ униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилди. Пәрвәрдигар униң
дуасини қобул қилип, Рибәқа һамилдар болди.
22 Бала қош гезәк болуп, улар туғулуштин илгири анисиниң қосиғида қаттиқ соқушти.
Рибәқа: «Маңа немә болғини?» дәп Пәрвәрдигардин сориди.
23 Пәрвәрдигар униңға мундақ җавап бәрди:«Сениң қосиғиңдин икки хәлиқ чиқиду.Туғулупла айрим болиду.
Бири йәнә биридин күчлүк болуп,
Чоңи кичигигә хизмәт қилиду».
24 Униң ай-күни тошуп, қош гезәк туғди.
25 Авал туғулғини қизғуч болуп, пүтүн бәдини һайванниңкидәк түклүк еди. Шуңа униң
исмини Әсавдәп қойди.
26 Кейин туғулғининиң қоли Әсавниң тапинини чиң тутувалғанлиғи үчүн, исмини Яқуп дәп қойди. Улар
туғулғанда, Исһақ атмиш яшқа киргән еди.Әсавниң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини сетиветиши
27 Икки бала чоң болди. Әсав уста очи болуп, далада жүрүшни яхши көрәтти. Лекин иниси
Яқуп җим-җит жүридиған адәм болуп, һемишәм өйдә туратти.
28 Исһақ Әсавни яхши көрәтти, чүнки у Әсав олап кәлгән о гөшигә амрақ еди. Рибәқа болса, Яқупни
яхши көрәтти.
29 Бир күни Яқуп қизил почақ шорписини қайнитивататти. Один ечиқап қайтип кәлгән Әсав
30 Яқупқа:—Қосиғим бәк ечип кәтти. Қизил почақ шорписидин тезирәк бәрсәңчу!—деди. Шу сәвәптин у
Идом дәпму аталди.
31 Яқуп униңға: —Тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқуңни маңа өткүзүп бәрсәң, саңа бу шорпидин берәй,—дәп җавап қайтурди.
32—Болди! Болди! Қосиғим ечип өләй дәп қалдим. Тунҗа оғуллуқ
мирас һоқуқиниң маңа немә кериги?—деди Әсав.
33 Яқуп униңға:—Сән авал мениң алдимда тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқуңни маңа өткүзүп бәргәнлигиңгә қәсәм қилип бәр,
—деди.Әсав қәсәм қилип, тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини Яқупқа өткүзүп бәрди.
34 Андин Яқуп униңға нан билән почақ шорписини бәрди. Әсав ғизаланғандин кейин, орнидин туруп чиқип кәтти. Бу униң
тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқиға етиварсиз қариғанлиғидиндур.