Исһақниң Гирарда мусапир болуп қелиши
1 Ибраһимниң заманида Қананда бир қетим ачарчилиқ йүз бәргән еди.
Кейин йәнә бир қетим ачарчилиқ болди. Исһақ
Гирар шәһиридики филистинликләрниң падишаси Абимәләкниң
алдиға барди.
2 Пәрвәрдигар Исһаққа көрүнүп, униңға мундақ деди:
— Сән Мисирға бармай, Мән тур дегән җайда туруп қал.
3 Сән бу йәрдә турсаң, Мән саңа яр болимән һәм сени бәхитлик қилимән.
Мән бу зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилимән.
Атаң Ибраһим билән түзгән келишимимдә чиң туримән.
4 Мән саңа асмандики юлтузлардәк нурғун әвлат беримән һәм бу пүткүл
зиминни уларға тәғдим қилимән. Сениң әвлатлириң арқилиқ йәр
йүзидики пүткүл хәлиқләр бәхит тапиду.
5 Чүнки Ибраһим Маңа бойсунуп, пүтүн қанун вә әмир-пәрманлиримға
риайә қилди.
6 Шуниң билән Исһақ Гирарда туруп қалди.
7 Униң аяли Рибәқа интайин гөзәл еди. Йәрлик кишиләр униңдин аяли
Рибәқани ким дәп сориса, у уни өз сиңлим, деди. Чүнки у йәрлик кишиләрниң
өзини өлтүрүветип, Рибәқани елип кетишидин қорқатти.
8 Исһақ у йәрдә бир мәзгил турди. Бир күни филистинликләрниң
падишаси Абимәләк деризисидин сиртқа қараватқанда, Исһақниң
Рибәқа билән қучақлишиватқанлиғини көрүп қалди.
9 Падиша Абимәләк Исһақни чақиртип, униңдин:
— У сениң аялиң екән, немә үчүн уни сиңлим дегән едиң? — дәп
сориди. Исһақ җавап берип:
— Әгәр мән уни аялим дегән болсам, уни елиш үчүн силәрниң
мени өлтүрүветишиңлардин қорққан едим, — деди.
10 Абимәләк униңға:— Бу немә қилғиниң? Әгәр хәлқим ичидә бири сениң аялиң
билән бир орунда ятқан болса, сән пүтүн хәлқимизни гунаға тиққан
болаттиң! — деди.
11Андин падиша Абимәләк өз хәлқигә буйруқ чүширип:
— Кимду-ким бу кишигә яки аялиға тәгсә, җенидин җуда қилиниду,
— деди.
12 Исһақ у йәрдә деханчилиқ қилатти. Пәрвәрдигар униңға бәрикәт
бәргәчкә, у жили биргә йүз һәссә һосул алди.
13 У барғансири ронақ тепип, бәк бай болди.
14 Филистинликләр униң нурғун қой-кала падилири вә қуллири барлиғини көрүп, уни
көрәлмәсликкә башлиди.
15 Шуңа улар униң атиси Ибраһим һаят вақтида чакарлириға қаздурған
қудуқларни топа билән тиндурувәтти.
16 Кейин Абимәләк Исһаққа:— Сән биздин күчийип кәттиң, дөлитимиздин чиқип кәт!
— деди.
17 Буниң билән Исһақ у йәрдин кетип, Гирар җилғисиға берип,
у йәргә орунлишип, бир мәзгил турди.
18 Ибраһим һаят вақтида бир мунчә қудуқларни қаздурған еди. Бирақ у аләмдин
өткәндин кейин, филистинликләр униң һәммә қудуқлирини топа билән
тиндурувәткән еди. Исһақ уларни қайта қаздуруп, йәнила дәсләп атиси қойған намлири
билән атиди.
19 Исһақниң чакарлири Гирар җилғисида бир қудуқ қезип, су тапти.
20 Бирақ Гирарниң падичилири Исһақниң падичилири билән маҗралишип, һәммиси: «Бу
бизниң сүйимиз», дейишти. Шуңа Исһақ у қудуқни Әсәк дәп атиди.
21 Исһақниң чакарлири йәнә бир қудуқ қазған еди. Улар йәнә бу қудуқ үчүн маҗралашти.
Шуңа Исһақ бу қудуқни Ситна дәп атиди.
22 Исһақ у йәрдин кетип, йәнә бир қудуқ қаздурди. Бу қетим маҗра чиқмиди, шуңа у
бу қудуқниң намини Риһубот дәп атиди. У: «Пәрвәрдигар ахир бизни азадә йәрдә яшашқа
муйәссәр қилди. Биз бу йәрдә чоқум ронақ тапимиз», деди.
23 Исһақ у йәрдин кетип, Бәәршәбаға көчүп барди.
24 У күни кәчтә Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: «Мән атаң Ибраһим етиқат қилған
Худа, қорқмиғин! Мән саңа яр. Мән хизмәткарим Ибраһим сәвәвидин
саңа бәхит ата қилимән вә әвлатлириңни көпәйтимән», деди.
25 Исһақ у йәрдә қурванлиқ суписини ясап, Пәрвәрдигарға ибадәт
қилди. Шундин кейин Исһақ у йәргә орунлишип қалди һәм униң чакарлири у йәрдә йәнә
бир қудуқ қазди. Исһақниң падиша Абимәләк билән келишим түзүши
26 Падиша Абимәләк Ахуззат дегән мәслиһәтчиси билән ләшкәр
башлиғи Фиколни елип, Гирардин Исһақни зиярәт қилип кәлди.
27 Исһақ уларға:— Бурун силәр маңа өчмәнлик қилип, мени дөлитиңлардин
қоғлап чиқарған едиңлар. Әнди немә үчүн йәнә мән билән көрүшкили кәлдиңлар? — деди.
28 Улар җававән:— Биз Пәрвәрдигарниң саңа яр екәнлигини билдуқ, шуңа биз бир-
биримизгә қәсәм берип, келишим түзсәк болғидәк.
29 Биз саңа зиян-
20. Әсәк — «маҗра» дегән мәнани билдүриду.
21. Ситна — «өчмәнлик» дегән мәнани билдүриду.
22. Риһубот — «азадә йәр» дегән мәнани билдүриду.
26-бап Аләмниң яритилиши
53 зәхмәт йәткүзмигәндәк, сениңму бизгә зиян-зәхмәт йәткүзмәсликкә вәдә беришиңни тәләп
қилимиз. Бурун биз саңа һемишәм яхши муамилә қилип, сени у йәрдин аман-есән
кәткүзгән едуқ. Әнди Пәрвәрдигарниң саңа бәхит ата қилғанлиғи ениқ болди, — деди.
30 Исһақ зияпәт тәйярлап, уларни меһман қилди. 31 Улар сәһәр
туруп, өз ара қәсәм беришип, келишим түзүшти. Исһақ улар билән
достанә хошлишип, уларни узитип қойди.
32 У күни Исһақниң чакарлири келип, униңға өзлири қазған қудуқ
тоғрисида хәвәр берип:
— Биз су таптуқ! — деди.
33 У қудуқни Шәба дәп атиди. Шуңа у шәһәр һазирғичә Бәәршәба дәп атилип кәлмәктә.
Әсавниң ят қәбилидин алған аяллири
34 Әсав қириқ йешида имансиз хитлардин икки қизни хотунлуққа
алди. Бу икки қиз Бәәрниң қизи Йудит билән Елонниң қизи Басимат еди.
35 Улар Исһақ билән Рибәқаниң арамини қоймиди.