Исһақниң өйлиниши
1 Ибраһим қерип кәткән еди, Пәрвәрдигар һәр қандақ ишта униңға бәхит ата қилип кәлди.
2 Мәлум бир күни у аилисидики мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға:—Қолуңни йотамниң астиға
қоюп туруп,
3 Пәрвәрдигар, йәни пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Худаниң алдида қәсәм қилип,
оғлум Исһақни бу йәрдики имансиз қананлиқлардин өйләндүрмәй,
4 чоқум жутумға берип, туққанлирим арисидин бир қиз елип беридиғанға вәдә бәргин,
—деди.
5 Лекин чакар униңдин:—Әгәр у қиз өз жутидин бу йәргә кәлгили унимисичу? У чағда
оғлуңизни елип жутуңизға қайтип кетәмдим?—дәп сориди.
6 Ибраһим мундақ җавап бәрди:—Оғлумни һәргиз у йәргә апарма!
7 Пәрвәрдигар, йәни асмандики Худа мени жут вә уруқ-җамаитимдин айрип, бу зиминни
әвлатлиримға тәғдим қилишқа қәсәм қилип вәдә бәргән. Шуңа У Өз периштәсини сениң алдиңға әвәтип,
оғлумға у йәрдин бир қиз тепишиңға ярдәм қилиду.
8 Мабада у қиз сән билән келишкә унимиса, бу қәсәмдин хали болисән, лекин оғлумни һәргиз у йәргә
апармиғин!
9 Буниң билән һелиқи чакар қолини ғоҗайини Ибраһимниң икки йотисиниң астиға қоюп туруп,
Ибраһимниң тапшуруғини бәҗа кәлтүрүшкә қәсәм бәрди.
10 Чакар ғоҗайининиң төгилиридин онни таллап, уларға һәр хил қиммәт баһалиқ соғиларни
артип, йолға чиқти. Улар Аррам-Наһараим райониға берип, Наһор турған шәһәргә йетип кәлгәндин
кейин,
11 шәһәрниң сиртидики бир қудуқниң йенида төгиләрни чөктүрди. Бу күн петип қалған чағ болуп,
қизлар қудуққа су алғили чиқидиған вақит еди.
12 Чакар мундақ дәп дуа қилди:—Әй Пәрвәрдигар! Сән ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип
кәлгән Худасән. Ғоҗайинимға меһир-шәпқәт көрситип, ишимни оң қилғайсән.
13 Мән һазир қудуқ йенида туримән. Шәһәр қизлири бу йәргә суға келиду.
14 Мән уларниң биригә: «Комзигиңиздики судин ичивалсам қандақ?» дәймән. Әгәр у:
«Ичиң! Төгилириңизгиму су әкелип берәй» десә, шу қиз хизмәткариң Исһаққа таллап бәргиниң
болсун. Буниңдин Сениң ғоҗайинимға меһриванлиқ қилғанлиғиңни биләләймән.
15 Униң дуаси аяқлашмайла, Рибәқа комзигини мүрисидә көтирип, қудуқниң йениға кәлди. У
Бетуелниң қизи еди. Бетуел болса, Ибраһимниң иниси Наһор билән униң аяли Милканиң
оғлидур.
16 Рибәқа техи үзи ечилмиған, интайин чирайлиқ, пак қиз еди. У қудуқниң йениға берип,
комзигигә су тартип чиқти.
17 Ибраһимниң чакири қизниң алдиға жүгрәп берип, униңдин:—Маңа сүйиңиздин азирақ бәрсиңизчу?
— дәп сориди.
18 Қиз униңға: —Мана ичиң,—дәпла, дәрһал мүрисидики комзәкни қолиға елип,
һелиқи чакарға бәрди.
19 Чакар суни ичип болушиға, Рибәқа униңға:—Төгилириңизгиму су әкелип берәй, уларму ичип
қансун,—деди.
20 Рибәқа дәрһал комзәктики суни оқурға қуйғандин кейин, жүгрәп берип қудуқтин су тартип келип,
һәммә төгиләрни қанғидәк суғирип бәрди.
21 Чакар Пәрвәрдигар йолини очуқ қилған яки қилмиғанлиғини билиш үчүн, җим-җит күзитип турди.
22 Төгиләр суни ичип болғандин кейин, у бәш йерим граммлиқ алтун һалқини қизниң бурниға
вә жигирмә үч граммлиқ бир җүп алтун биләйүзүкни билигигә селип қойди.
23 Андин:—Сиз кимниң қизи болисиз? Силәрниң өйүңларда биз қонғидәк йәр барму?—дәп сориди.
24 Қиз униңға:—Наһор билән Милканиң оғли Бетуелниң қизи болимән.
25 Бизниң өйдә силәр қонғидәк йәр бар һәм маллириңларға йәм-чөпму кәңри-дәп җавап бәрди.
26 Буниң билән һелиқи чакар сәҗдә қилип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилип,
27 мундақ деди:—Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун!
У ғоҗайинимға меһриванлиқ көрситип вә қилған вәдисигә садиқ болуп, мени удул ғоҗайинимниң өз
туққининиң йениға башлиди.
28 Һелиқи қиз анисиниң йениға жүгрәп берип, йүз бәргән пүтүн ишни аилисидикиләргә сөзләп бәрди.
29 Рибәқаниң Лабан исимлиқ бир акиси бар еди. У жүгрәп чиқип, қудуқниң йенидики Ибраһимниң чакириниң
йениға барди.
30 У сиңлисиниң һалқа вә биләйүзүк селивалғинини көргән вә сиңлисидин чакарниң дегән сөзлирини
аңлиған еди. У қудуқниң түвидә төгиләрниң йенида турған Ибраһимниң чакириниң алдиға берип,
31 униңға:—Пәрвәрдигар бәхитлик қилған адәм, немишкә ташқирида турисиз? Мән билән җүрүң, өйгә
барайли! Мән силәргә өй тәйярлап қойдум, төгиләргиму җай тәйярлап қойдум,—деди.
32 У өйгә кирди. Лабан болса, төгиләрдики малларни чүширип, уларға чөп салди. Андин Ибраһимниң
бу чакири вә һәмралириға пут-қоллирини жуйғили су елип кәлди.
33 Тамақлар кәлтүрүлгәндә, чакар:—Мән сизгә дәйдиғинимни дәп болмиғичә ғизаланмаймән,—деди. —Қени, гепиңизни ейтиң,
—деди Лабан.
34 У мундақ деди:—Мән Ибраһимниң чакири.
35 Пәрвәрдигар ғоҗайинимға көптин көп бәрикәт ата қилип, уни интайин бай қилди. Пәрвәрдигар
униңға қой-кала падилири, алтун-күмүч, әр-аял қуллар, төгә вә ешәкләрни бәрди.
36 Ғоҗайинимниң аяли Сарә қериған вақтида униңға бир оғул туғуп бәргән еди. Ғоҗайиним пүтүн
байлиғини шу оғлиға атиди.
37 Ғоҗайиним өз тапшуруқлириға әмәл қилишим үчүн, мени қәсәм қилдурди. У: «Сән оғлумни бу йәрдики қананлиқ-
лар арисидин өйләндүрмәй,
38 мениң жутумға берип, уни өз туққанлирим арисидин өйләп қой», дегән еди.
39 Мән ғоҗайинимдин: «Әгәр қиз бу йәргә кәлгили унимиса, қандақ
қилимән?» дәп сорисам,
40 у: «Мән хизмитидә болуп кәлгән Пәрвәрдигар периштәсини сениң алдиңға әвәтиду. У сениң ишиңни
оң қилиду. Сән оғлумға өз жутумдики туққанлирим арисидин хотун елип бәр.
41 Сән туққанлиримниң өйигә барсаңла, улар қизини бәрмигән тәғдирдиму, қәсәмдин йәнила хали болған болисән»,
дегән еди.
42 Бүгүн мән қудуқ йениға кәлгинимдә, Худаға дуа қилип: «Әй Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим
етиқат қилип кәлгән Худа, ишимни оң қилғайсән.
43 Мән һазир қудуқ йенида туримән. Бирәр қиз бу йәргә суға кәлсә, мән униңдин: «Комзигиңиздики
судин азирақ ичивалсам боламду?» дәп сораймән.
44 Әгәр у қиз қошулса вә төгилиримгиму су әкелип бәрсә, у Сән ғоҗайинимниң оғлиға
таллап қойған қиз болсун», дедим.
45 Дуайим аяқлашмайла, Рибәқа комзигини мүрисидә көтирип, қудуқниң йениға су алғили кәлди.
Мән униңға: «Сүйиңиздин азирақ ичивалсам боламду?» дегән едим.
46 У дәрһал мүрисидики комзәкни қолиға елип: «Мана ичиң! Төгилириңизгиму су әкелип берәй»,
деди. Суни ичтим, у төгиләргиму су әкелип бәрди.
47 Андин мән униңдин: «Сиз кимниң қизи болисиз?» дәп сориведим, у: «Наһор билән Милканиң оғли
Бетуелниң қизи болимән», деди. Шуңа мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүк селип қойдум.
48 Шу вақитта сәҗдә қилип, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтип, ибадәт қилдим.
Чүнки У мени удул ғоҗайинимниң өз туққининиң өйигә елип келип, униң қизини ғоҗайинимға келинликкә
тепишимға имканийәт яритип бәргән еди.
49 Әнди силәр өзәңларниң ғоҗайинимға садиқлиқ вә меһир-шәпқәт көрсәтмәкчи болғанлиғиңларни яки ундақ қилишни
халимайдиғанлиғиңларни маңа ейтиңлар. Ундақ қилишни халимисаңларму ейтиңлар. Буниңдин мән қандақ
қилишимни биләләймән.
50 Лабан билән Бетуел чакарға:—Бу иш Пәрвәрдигарниң орунлаштуруши екән, биз немә
дәләләймиз?
51 Мана Рибәқа, уни елип кәтсиңиз болиду. У Пәрвәрдигарниң орунлаштурғинидәк, ғоҗайиниңизниң келини болсун,
—дәп җавап бәрди.
52 Ибраһимниң чакири бу сөзни аңлап, сәҗдә қилип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилди.
53 Арқидин у кийим-кечәк, алтун вә күмүчтин ясалған зебу-зенәт буюмлирини чиқирип, Рибәқаға сунди.
Униң акиси билән анисиғиму қиммәт баһалиқ соғиларни соға қилди.
54 Шундақ қилип, Ибраһимниң чакири һәмралири билән биллә йәп-ичип, у йәрдә бир кечә қонди. Әтиси
сәһәр туруп, Рибәқаниң өйидикилиригә:—Ғоҗайинимниң йениға қайтишимға рухсәт қилғайсиләр, —деди.
55 Лекин Рибәқаниң акиси билән аниси униңға:—Рибәқа биз билән он күнчә туруп, андин кейин барсун,—деди.
56 Лекин у:—Бизни кечиктүрмигәйсиләр. Пәрвәрдигар һәммә ишимизни оңушлуқ қилған екән, ғоҗайинимниң йениға
қайтишимға рухсәт қилғайсиләр,—деди.
57—Биз қиздин сорап көрәйли, у немә дәйдикән,—дәп җавап беришти улар.
58 Шуниң билән улар Рибәқани чақирип, униңдин:—Сән бу киши билән кетишни халамсән?—дәп сориди.
—Халаймән,—дәп җавап бәрди у.
59 Шуниң билән улар Рибәқани униң баққан аниси, Ибраһимниң чакири вә униң һәмралири билән қошуп йолға салди.
60 Улар Рибәқаға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:«Әй сиңлимиз, миңлиған, он миңлиған инсанларниң
аниси болғайсән!Әвлатлириң дүшмәнлириниң шәһәрлирини ишғал қиливалғай!» дейишти.
61 Рибәқа вә униңға һәмра болидиған қиз хизмәткарлар сәпәргә тәйярлинип, төгиләргә минди.
Ибраһимниң чакири Рибәқани елип, йолға раван болди.
62 Шу вақитта Исһақ Беер-Лаһайрой дегән йәрдин кетип, өзи олтириватқан Қананниң җәнубидики
Негиб райониға қайтип кәлди.
63 Бир күни күн петиш вақтида у далада Худани чоңқур сеғинип, бешини көтирип қариведи, төгә карвининиң
келиватқанлиғини көрди.
64-65 Рибәқа Исһақни көрүш биләнла төгидин чүшүп, Ибраһимниң чакиридин:—
Далада биз тәрәпкә қарап келиватқан әву киши ким?—дәп сориди.—У мениң кичик ғоҗайиним,—дәп җавап бәрди чакар.
Рибәқа үзини яғлиғи билән йепивалди.
66 Чакар өзиниң қилған ишлирини Исһаққа бир-бирләп сөзләп бәрди.
67 Исһақ Рибәқани аниси Сарә һаят вақтида турған чедирға башлап кирип, некайиға алди. Аниси
вапат болған болсиму, у Рибәқаниң муһәббитидин өзигә тәсәлла тапти.