Ибраһимниң Сарәни дәпнә қилиши
1 Сарә йүз жигирмә йәттә жил өмүр сүрди.
2 У Қананниң Кириат-Арба, йәни Һиброн дегән җайида аләмдин өтти.
Ибраһим униңға һәсрәт билән жиға-зар қилди.
3 Ибраһим аялиниң җәсидиниң йенидин чиқип, хитларниң йениға келип:
4 —Мән силәрниң араңларда бир мусапир. Аялимни дәпнә қилиш үчүн маңа бир парчә йәр сетип
бәргәйсиләр,—деди.
5-6 Улар Ибраһимға:—Җанаплири, қулақ салсила! Бизниң нәзәримиздә сили бир
күчлүк қәбилә башлиғи, аяллирини әң яхши йәрликлиримиздин биригә дәпнә қилғайла. Һеч
қайсимиз силидин қәбирлик йәр айимаймиз,—деди.
7 Ибраһим уларға тазим қилип:
8 — Әгәр силәр аялимни бу йәргә дәпнә қилишимға рази болсаңлар, Сохарниң оғли Әфрондин
9 Макпелаһ йезисидики өңкүрни маңа сетип беришни тәләп қилғайсиләр. У өңкүр униң етизиниң
четидә. У силәрниң алдиңларда өңкүрниң баһасини кесип бәрсә, у йәрни
сетивелип аиләмгә қәбирстанлиқ қилай дәймән,—деди.
10 Башқа хитлар билән биллә шәһәр дәрвазисиниң алдида олтарған Әфрон көпчиликниң алдида:
11 —Җанаплири, қулақ салғайла, мән етизни өңкүр билән қошуп силигә бәрдим. Көпчилик алдида
уни силигә соға қилдим. Аяллирини у йәргә дәпнә қилғайла,—дәп җавап бәрди.
12 Лекин Ибраһим хитларниң алдида тазим қилип,
13 һәммә адәмгә аңлитип, Әфронға:—Сөзүмгә қулақ селип, пул төлишимни қобул қилғайсиз. Аялимни у
йәргә дәпнә қилмақчимән,—деди.
14 Әфрон җавап қайтуруп:
15 —Җанаплири, у йәр аран төрт йүз күмүч тәңгигә әрзийду. Сили билән мениң оттуримизда
бу немә еди! Аяллирини у йәргә дәпнә қиливәргәйла,—деди.
16 Ибраһим Әфронниң көпчилик алдида ейтқини бойичә униңға төрт йүз тәңгә төләп бәрди.
17 Шундақ қилип, Әфрон Мамрәниң шәрқий тәрипидики Макпелаһ йезисидики у йәрни Ибраһимниң
гидарчилиғиға өткүзүп бәрди. У йәр етизлиқ, етизлиқтики өңкүр вә етизлиқ әтрапидики дәл-дәрәқләрни
өз ичигә алатти.
18 Шәһәр дәрвазисиниң алдиға топланған хитларниң һәммиси бу йәрниң әнди Ибраһимға мәнсүп
болғанлиғини етирап қилди.
19 Шундақ қилип, Ибраһим аяли Сарәни Қанандики шу өңкүргә дәпнә қилди.
20 Хитларға мәнсүп болған бу етиз вә етизлиқтики өңкүр әнди Ибраһимниң қәбирстанлиғи болуп,
униң хусусий мүлкигә айланди.