Худаниң Ибраһимни синиши
1 Бу вақиәләрдин кейин, Худа Ибраһимниң ишәнчини синап, уни:— Ибраһим! —
дәп чақирди.Ибраһим:—Ләббәй!—деди.
2 Худа униңға: —Сән оғлуңни, йәни амрақ ялғуз оғлуң Исһақни елип, Морая
райониға берип, Мән көрситидиған тағниң үстидә уни көйдүрмә қурванлиқ
сүпитидә Маңа атиғин, —деди.
3 Әтиси сәһәрдә Ибраһим ешәкни егәрләп, Исһақ билән икки чакирини елип, көйдүрмә
қурванлиққа ишлитидиған отунларни тәйярлап, Худа көрсәткән җайға қарап маңди.
4 Үчинчи күни Ибраһим у йәрни жирақтин көрди
5 вә чакарлириға:— Силәр ешәк билән бу йәрдә туруп туруңлар. Балам иккимиз у
йәргә берип, ибадәт қилип келәйли, —деди.
6 Ибраһим Исһаққа отунларни көтәртип, өзи қолиға пичақ билән от елип, Исһақ билән биллә жүрүп кәтти.
7 Исһақ: —Ата,—дәп чақирди. Ибраһим:—
Һә, оғлум?—деди.—От билән отун бар, лекин көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған
қоза қени? —дәп сориди Исһақ.
8 Ибраһим униңға:—Әй оғлум! Қурванлиқ қилидиған қозини Худа Өзи йәткүзүп
бериду, —дәп җавап бәрди. Иккиси тохтимай меңивәрди.
9 Улар Худа Ибраһимға көрсәткән җайға кәлгәндә, Ибраһим қурванлиқ суписини ясап, униң үстигә отунларни
қоюп, өз оғлини бағлап, отун догиланған супиға ятқузди.
10 Андин оғлини боғузлаш үчүн пичақни көтәрди.
11 Бирақ Пәрвәрдигарниң периштәсиасмандин:—Ибраһим! Ибраһим!—дәп вақириди.—Ләббәй!—деди у.
12 Периштә униңға:—Қолуңни тарт! Балиға тәгмә! Сениң Маңа болған садақәтмәнлигиңни әнди көрдүм. Чүнки
сән өз оғлуңни, йәни бир тал оғлуңниму Мәндин айимидиң,—деди.
13 Ибраһим әтрапиға қариведи, мүңгүзи чатқалға илишип қалған бир қошқар униң көзигә челиқти. У берип
қошқарни йешип, уни өзиниң оғлиниң орнида қурванлиқ қилип көйдүрүвәтти.
14 Шуңа Ибраһим у йәрни Яһвә-Йирәһдәп атиди. Һазирға қәдәр кишиләр: «Пәрвәрдигар Өз теғида тәминләйду»,
дейишиду.
15 Пәрвәрдигарниң периштәси иккинчи қетим асмандин Ибраһимға:
16 —Пәрвәрдигар дәйдуки: «Сән сөйүмлүк бир тал оғлуңни айимиған екәнсән, Мән Өз намим билән қәсәм
қилимәнки,
17 саңа бәхит ата қилиш билән, нурғун әвлатларни беримән. Уларниң сани асмандики юлтузлардәк, деңиз
бойидики қумдәк көп болиду. Сениң әвлатлириң дүшмән шәһәрлирини ишғал қилиду.
18 Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә
еришиду»,—деди.
19 Ибраһим чакарлириниң йениға қайтип келип, улар билән биллә өзи олтирақлашқан йәргә, йәни Бәәршәбаға
қайтти.
Наһорниң әвлатлири
20 Бир мәзгилдин кейин Ибраһим иниси Наһорниң аяли Милканиң еригә сәккиз оғул туғуп бәргәнлигини аңлиди.
21 Улар: тунҗа оғул Уз, кәйнидикилири Буз, аррамлиқларниң атиси болған Кәмуел,
22 Кәсәд, Һазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуел еди.
23 Бетуел болса Рибәқаниң атиси болди. Милка Ибраһимниң иниси Наһорға бу сәккиз оғулни
туғуп бәрди.
24 Наһорниң кичик хотуни Рәумаму төрт оғул туғуп бәрди. Улар: Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ еди.
---------------------------------------------------------------------------------------------
2.Көйдүрмә қурванлиқ —йәһудийлар Худаға қурванлиқ қилишта Худаниң әмри
бойичә мални союп, андин уни көйдүрүветәтти.
11.Пәрвәрдигарниң периштәси —бу Худаниң Өзини көрситиду.
14.Яһвә-Йирәһ —«Пәрвәрдигар тәминләйду» дегән мәнани билдүриду