Исһақниң дунияға келиши
1 Пәрвәрдигар Өзи вәдә қилғандәк, Сарәгә бәхит ата қилди.
2 Сарә һамилдар болуп, Ибраһимниң қерип қалған вақтида бир оғул туғуп бәрди.
Бала дәрвәқә Худа бәлгүлигән вақитта туғулди.
3 Ибраһим униңға Исһақ дәп ат қойди.
4 Худа буйруғандәк, Исһақ туғулуп сәккизинчи күни Ибраһим униң хәтнисини қилди.
5 Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.
6 Сарә өзигә: «Худа мени хурсән қилди. Бу ишни аңлиғанларму мән билән биллә хуш күлиду!
7 Ким Сарәни өз балисини емитишкә муйәссәр болиду, дәп ойлиған? Шундақ болсиму,
Ибраһимниң қериған вақтида, мән униңға бир оғул туғуп бәрдим!» деди.
Һәҗәр билән Исмаилниң қоғлиниши
8 Бала аста-аста чоң болуп әмчәктин айрилған күни Ибраһим меһман чақирип, чоң зияпәт
өткүзүп бәрди.
9 Шу күни Сарә мисирлиқ Һәҗәрниң оғли Исмаилниң Исһақни бозәк қиливатқанлиғини көрди.
10 Шуниң билән Сарә Ибраһимға:—Сән бу хизмәткар аялни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки
хизмәткар аялниң оғли һәргиз мениң оғлум Исһақ билән мирасқа ортақ болуп қалмаслиғи керәк!—
деди.
12 Лекин Худа Ибраһимға:—Исмаил вә хизмәткариң Һәҗәрниң иши тоғрилиқ қайғурма.
Сарәниң дегинидәк қил, чүнки Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду.
13 Һәҗәрниң оғлиға кәлсәк, Мән униңғиму нурғун пәрзәнт беримән. Улар бир милләткә айлиниду, чүнки уму
сениң оғлуң,—деди.
14 Әтиси сәһәрдә Ибраһим Һәҗәрниң мүрисигә нан билән бир тулум суни артип, ана-бала
иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр балиси билән у йәрдин чиқип, Бәәршәба чөлигә келип,
у йәрдә адишип қалди.
15-16 Сүйи түгәп қалғанда, Һәҗәр балисини чатқалниң сайисигә қоюп, өз-өзигә: «Оғлум өләй дәп
қалди, мән қарап туруп баламниң өлүп кетишигә чидимаймән!» дәп, етилған бир оқ-я йәткидәк йәргә
берип олтирип, дат-пәрият қилишқа башлиди.
17 Балиниң жиға авази Худаға йәтти. Худаниң периштәси асмандин Һәҗәргә:
—Әй Һәҗәр, сән немигә қайғурисән? Қорқма, балаңниң жиғиси Худаға йәтти.
18 Орнуңдин туруп, балини қолуңға елип, униңға тәсәлла бәр. Мән униң әвладини улуқ бир хәлиқ
қилимән,—деди.
19 Арқидинла Худа Һәҗәрниң көзлирини нурландурди. Һәҗәр бир қудуқни көрди. У қудуқниң йениға
берип, тулумға су толтуруп, балиниң уссизлиғини қандурди.
20 Бала чоң болғичә, Худа униңға яр болди. У чөлдә яшап, уста мәргән болуп йетишти.
21 У Паран чөлидә яшиди. Шу вақитларда аниси униңға Мисирдин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
Ибраһимниң падиша Абимәләк билән келишим түзүши
22 У чағда Абимәләк өзиниң ләшкәр беши Фикол билән биллә Ибраһимниң йениға келип, униңға:
—Сениң қилған һәммә ишлириңда Худа саңа яр.
23 Шуңа сән бу йәрдә Худаниң алдида маңа қәсәм қилип, вәдә бәр: мени,
пәрзәнтлиримни вә әвлатлиримни һәргиз алдима. Мән әзәлдин саңа садиқ болғандәк, сәнму маңа, йәни
өзәң мусапир болуп яшаватқан бу мәмликәткә садиқ бол,—деди
24 Ибраһим уларға:—Қәсәм қилип, вәдә беримән,—дәп җавап бәрди.
25 Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләккә наразилиқ билдүрди.
26 Абимәләк:—Бу ишни кимниң қилғинидин хәвирим йоқ екән. Сәнму бу ишни маңа ейтмапсән, буни
биринчи қетим аңлишим,—деди.
27 Шуниңдин кейин Ибраһим Абимәләккә қой-калиларни тәғдим
қилди. Иккиси келишим түзди.
28 Андин Ибраһим йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди.
29 Абимәләк униңдин:—Немишкә бундақ қилисән?—дәп сориди.
30 Ибраһим униңға:—Бу қудуқни мениң колиғанлиғимни етирап қилғанлиғиңизни билдүрүш үчүн, бу йәттә чиши
қозини қобул қилғайсиз,—дәп җавап қайтурди.
31 Шуниң билән у йәрниң исми Бәәршәба болуп қалди, чүнки улар у йәрдә қәсәм қилған еди.
32 Улар Бәәршәбада келишим түзгәндин кейин, Абимәләк билән Фикол өйлиригә қайтип кәтти.
33 Ибраһим Бәәршәбада бир түп сөгәт тикип, у йәрдә Пәрвәрдигарға, йәни мәңгү һаят Худаға ибадәт
қилди.
34 Ибраһим филистинликләрниң зиминида хелә узун турди