Ибраһим билән Абимәләк
1 Ибраһим Мамрәдин Қананниң җәнубидики Негиб райониға йөткилип, мәлум вақит
Кадеш билән Шур арилиғидики йәрдә олтарди. Кейин Гирарда турған вақтида,
2 кишиләргә аяли Сарәни өзиниң сиңлиси, дәп ейтқан еди. Шуңа Гирар падишаси Абимәләк
Сарәни ордисиға әкәлдүрди.
3 Бир күни кечиси Худа Абимәләкниң чүшидә көрүнүп:—Пат арида җениңни алимән! Чүнки
сән әкәлгән бу аял башқа кишиниң аяли,—деди.
4 Сарәгә йеқинлашмиған Абимәләк Худаға:—Мән гунасиз турсам, Сән мени вә мениң хәлқимни
һалак қиламсән?
5 Ибраһим өзи бу аял мениң сиңлим, дегәнғу! Бу аялму Ибраһимни мениң акам, дегән әмәсму? Мән
бу ишни пак вижданим вә инсавим билән қилдим!—деди.
6 Андин Худа униңға мундақ җавап бәрди:—Шундақ, сениң бу ишни пак вижданиң билән қилғанлиғиңни
билимән. Шуниң үчүн Мениң алдимда гуна қилип қоймисун, дәп сени Сарәгә тегип қоюшуңдин тосидим.
7 Әнди бу аялни Ибраһимға қайтуруп бәр. Ибраһим болса пәйғәмбәр. У саңа дуа қилиду, сән
һаят қалисән. Лекин сени агаһландуруп қояйки, әгәр бу аялни еригә қайтуруп бәрмисәң, пүтүн хәлқиң
билән қошулуп һалак болисән!
8 Сәһәрдә Абимәләк һәммә әмәлдарлирини жиғип, йүз бәргән вақиәни уларға ейтти. Улар
интайин қорқушуп кәтти.
9 Абимәләк Ибраһимни чақиртип, униңдин:—Бу немә қилғиниң? Сән мени вә мәмликитимни бундақ гуна
қилдурғидәк, саңа немә яманлиқ қилдим? Сән маңа қилмайдиған ишни қилдиң!
10 Немә үчүн бундақ қилдиң?—дәп сүрүштүрди.
11 Ибраһим мундақ җавап қайтурди:—Мән бу йәрниң адәмлирини Худадин қорқмайду, мени
өлтүрүветип, аялимни булап кетиду, дәп ойлиған едим.
12 Әмәлиятта униң мениң сиңлим екәнлиги раст, у ата бир, ана башқа сиңлим, кейин маңа некаланди.
13 Худа мени жутумдин айрип, башқа жутларда мусапир болушқа чиқарғанда, мән униңға: Биз барғанла
йәрдә, өзәңниң чин муһәббитиңни маңа көрситиш үчүн, мени
«акам» дегин, дегән едим.
14 Буниң билән падиша Абимәләк Сарәни Ибраһимға қайтуруп
бәрди, шундақла униңға қой-кала, әр қуллар вә қиз хизмәткарларниму тәғдим қилди.
15 У Ибраһимға: —Қара, пүтүн зиминим алдиңда турупту. Сән қәйәрдә турушни халисаң, шу йәрдә туруп қал,
—деди.
16 У Сарәгиму:—Мән сениң паклиғиңни көпчиликкә испатлаш үчүн, «акаң»
Ибраһимға миң күмүч тәңгә тәғдим қилимән. Буниң билән сениң яман иш қилмиғанлиғиң һәммә кишигә аян болиду,
—деди.
17-18 Ибраһимниң аяли Сарә билән мунасивәтлик ишлар түпәйлидин Пәрвәрдигар Абимәләкниң ордисидики
аялларниң һәммисини туғмас қиливәткән еди. Шуңа Ибраһим Худаға дуа қилди. Худа
падиша Абимәләкни, униң аяли вә кенизәклирини әслигә кәлтүрүп, уларни йәнә пәрзәнт көрәләйдиған қилди.