Қедимки келишимниң бәлгүси —хәтнә
1 Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп:
— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол.
2 Мән сән билән түзгән келишимимдә чиң туруп, сени көп әвлатлиқ қилимән, —деди.
3 Ибрам йәргә баш қойди. Худа униңға мундақ деди:
4 — Мениң сән билән түзгән келишимим мундақ: Сән нурғун милләтләрниң атиси болисән.
5 Һазирдин башлап сениң исмиң Ибрам әмәс, Ибраһим болсун, чүнки Мән сени нурғун милләтләрниң
атиси қилимән.
6 Мән саңа көп әвлатларни беримән. Уларниң арисидин йеңи хәлиқ вә падишаларму чиқиду.
7 Мән сән вә кәлгүсидики әвлатлириң билән түзгән мәңгүлүк келишимимдә туримән. Мән
сениң вә әвлатлириңниң Худасидурмән.
8 Сән һазир Қананда мусапир болуп яшаватисән. Амма бу пүтүн зиминни саңа вә сениң
әвлатлириңға тәғдим қилдим. У сениң әвлатлириңға мәңгү мирас болсун. Мән уларниңму Худасидурмән!
9 Худа йәнә мундақ деди:—Әнди сән вә сениң әвлатлириңму Мениң келишимимдә чиң турушуңлар керәк.
10 Силәрниң араңлардики һәр қандақ әр киши хәтнә қилиниши керәк. Мана бу Мениң сән
вә сениң әвлатлириң билән түзгән келишимимдур.
11-12 Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин
сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк.
Хәтнә қилиш—аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун.
13 һәммә әрләрниң хәтнисини қилишиңлар керәк. Силәрниң тениңлардики бәлгү—аримиздики
түзгән мәңгүлүк келишимимниң бәлгүси болуп қалсун.
14Хәтнә қилинмиған әрни хәлқим қатаридин чиқириветимән. Ундақ киши Мениң келишимимни бузған болиду.
15 Буниңдин башқа Худа Ибраһимға мундақ деди:—Сениң аялиң Сараһниң исми һазирдин башлап Сарә
болсун.
16 Мән униңға бәхит ата қилип, униңдин саңа бир оғул тәғдим қилимән. Сарә нурғун
милләтләрниң аниси болиду вә униң әвлатлиридин падишаларму чиқиду.
17 Ибраһим йәргә баш қоюп, күлүп, көңлидә: «Йүз яшлиқ бовай қандақму пәрзәнт көрәлисун?!
Сарә болса тохсән яшқа киргән турса, қандақму һамилдар болалисун?» дәп ойлиди
18 вә Худаға:—Исмаилни бәхиткә ериштүрсәң болдиғу!—деди.
19 Лекин Худа мундақ деди: —Яқ, Һәҗәр әмәс, аялиң Сарә саңа бир оғул туғуп бериду.
Униң исмини Исһақ қой. Мән униң вә униң әвлатлири биләнму мәңгүлүк келишимимдә чиң туримән.
20 Исмаилға кәлсәк, у тоғрисидики тәливиңниму аңлидим. Мән униңға бәхит ата қилип, униң
нәслини наһайити көпәйтимән. У он икки падишаниң атиси болиду. Мән униң әвлатлирини
улуқ бир милләткә айландуримән.
21 Бирақ Мениң келишимим болса, келәр жили мошу вақитта Сарә саңа туғуп беридиған оғул—
Исһақ билән бағлинишлиқтур.
22 Худа Ибраһимға бу сөзләрни қилип болуп, униң йенидин кәтти.
23 Мана шу күни Ибраһим Худаниң әмригә әмәл қилип, оғли Исмаил вә аилисидики һәммә
әрләрни, җүмлидин аилисидә туғулған вә сетивалған қулларни хәтнә қилдурди.
24 Ибраһим хәтнә қилинғанда, тохсән тоққуз яшта,
25 Исмаил хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди.
26-27 Иккиси, аилисидики һәммә әрләр, җүмлидин аилисидә туғулған
вә чәт әлликләрдин сетивелинған қуллар билән биллә шу күн ичидә
хәтнә қилинди.
-------------------------------------------------------------------------------
1.«Исмаил»—«Аңлиғучи Худа» дегән мәнани билдүриду.
13.«Ел-роа»—«мени көргүчи Худа» дегән мәнани билдүриду.
14.«Беер-лаһайрой»—«мени көргүчи Худаниң булиғи» дегән мәнани билдүриду.
15.Ибраһим—«нурғун әвлатларниң атиси» дегән мәнани билдүриду.
15.Сарә—«аял шаһзадә» дегән мәнани билдүриду.
19.Исһақ—«күлкә» дегән мәнани билдүриду