Асмандин чүшкән үч меһман
1 Кейин Пәрвәрдигар Мамрәдики емән дәрәқлигидә Ибраһимға қайта көрүнди.
Күн тикләшкән вақитта Ибраһим чедириниң ишиги алдида олтиратти.
2 У бешини көтирип қариведи, удулида үч кишиниң өрә турғанлиғини
көрдидә, шу һаман уларниң алдиға жүгрәп берип, йәргә иңишип, тазим қилип,
3 уларға:—Җанаплар, еғир көрмисәңлар өйүмизгә кирип, меһман болуп қайтқайсиләр.
4 Һәр қайсиңлар дәрәқ сайисидә дәм елип турғайсиләр, мән пут-қоллириңларни жуюшқа су,
5 ғизалинишиңларға бир аз йемәклик елип келәй. Арам елип, йолуңларни давамлаштурғайсиләр.
Кәлгәнлигиңлардин хошал болдум,—деди.
—Рәхмәт, ейтқиниңизчә болсун,—дәп җавап қайтурушти улар.
6 Ибраһим дәрһал чедириға жүгрәп кирип, Сарәгә:—Дәрһал бир халта әң яхши ундин нан пишарғин!
—деди.
7 Арқидинла у йәнә кала падилириниң ичигә кирип, семиз бир
топақни таллап, чакириға тапшурди. У дәрһал топақни союп тәйярлиди.
8-9 Андин Ибраһим қаймақ, сүт вә гөшни үч меһманниң алдиға қойди. Өзи болса, уларниң
хизмитидә болуш үчүн дәрәқ сайисидә күтүп турди. Тамақ йәватқанда, улар Ибраһимдин:
—Аялиң Сарә қәйәрдә?—дәп сориди.—Чедирда,—дәп җавап бәрди у.
10 Меһман сияқидики Пәрвәрдигар униңға:—Келәр жили бу чағда Мән чоқум қайтип келимән.
Шу чағда аялиң Сарә бир оғулға ана болиду,—деди. Сарә уларниң кәйнидики чедир ағзида уларниң
сөзлирини аңлап туратти.
11 У чағда Ибраһим билән Сарә иккилиси қерип қалған еди. Сарәниң адәт көрүшиму тохтап кәткән еди.
12 Шуңа Сарә ичидә күлүп, өз-өзигә: «Мән қерип қалдим, еримму қерип қалған турса, әнди маңа бундақ
хошаллиқ қәйәрдин кәлсун?!» деди.
13 Шуңа Пәрвәрдигар Ибраһимға:—Сарә немишкә күлүп туруп, өз-өзигә: «Мән шунчә қерип
кәткән турсам, қандақму һамилдар болалай?!» дәйду?
14 Пәрвәрдигар қилалмайдиған иш йоқ әмәсму! Ейтқинимдәк, келәр жили дәл
мошу чағда қайтип келимән. У чағда Сарә чоқум бир оғулға ана болиду,—деди.
15 Сарә қорқуп:—Мән күлмидим!—дәп танди.—Яқ, сән расттинла күлдүң,—деди Пәрвәрдигар.
Ибраһимниң Худадин Содом шәһири һәққидә ялвуруши
16 Асмандин чүшкән бу меһманлар у йәрдин кетип, Содом шәһири тәрәпкә йүзләнди. Ибраһимму
уларни узитиш үчүн биллә маңди.
17 Пәрвәрдигар Өз-өзигә мундақ деди: «Мән қилидиған ишимни
Ибраһимдин йошурсам болмайду.
18 Чүнки униң әвлатлири чоқум улуқ вә күч-қудрәтлик бир хәлиқ болиду. Мән у арқилиқ дуниядики
һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән.
19 Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни
буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән
вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».
20 Шуниң билән Пәрвәрдигар:—Мән Содом билән Гомора шәһиридикиләрниң һәддидин
ашқан гуналири үстидин қилинған еғир әризиләрни аңлидим.
21 Мән чоқум чүшүп, аңлиғанлиримниң әмәлият яки әмәслигини Өз көзүм билән көрмәкчимән,
—деди.
22 Андин кейин икки киши Содомға кетип қалди, бирақ Пәрвәр
- дигар болса, Ибраһимниң қешида қалди.
23 Ибраһим Униңға йеқинлишип:—Сән расттин дурус кишиләрни гунакарлар билән қошуп һалак
қиламсән?
24 Әгәр шәһәрдә әллик дурус киши болса, Сән пүтүн
шәһәрни харап қиламсән? Бу әллик адәмни қутқузувелиш үчүн шәһәрни сақлап қалмамсән?
25 Сән чоқум дурус кишиләрни гунакарлар билән қошуп йоқатмайсән. Һәргиз ундақ қилмайсән!
Ундақ қилсаң, дурус кишиләр гунакарлар билән биллә тәң җазаға учрайду. Бу
мүмкин әмәс! Сән пүтүн аләмниң Сорақчисисән! Җәзмән адил һөкүм чиқирисән,—деди.
26 Пәрвәрдигар униңға:—Әгәр Содом шәһиридә әллик дурус киши тапалисам, улар үчүн
пүтүн шәһәрни сақлап қалимән,—дәп җавап бәрди.
27 Ибраһим йәнә мундақ деди:—Әй Егәм! Башлиған екәнмән, давамлаштурай. Еғир көрмисәң,
мәндәк бир аҗиз бәндәңниң жүрәклик һалда Сәндин йәнә соришиға рухсәт қилғайсән!
28 Мабада шәһәрдә пәқәт қириқ бәш дурус киши болса, бәш киши кам болғанлиғи үчүн пүтүн
шәһәрни харап қиламсән?Пәрвәрдигар униңға:—Әгәр қириқ бәш дурус киши тапалайдиған болсам,
бу шәһәрни харап қилмаймән,—дәп җавап бәрди.
29 Ибраһим йәнә:—Әгәр пәқәт қириқ киши болсичу?—деди.
—Әгәр қириқ киши болсиму харап қилмаймән,—дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.
30 Ибраһим йәнә:—Әй Егәм! Хапа болмисаң, Сәндин йәнә бир немә соримақчимән.
Мабада оттуз киши болсичу?—дәп сориди.—Әгәр оттуз киши тепилсиму, харап қилмаймән,
—дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.
31Ибраһим деди:—Әй Егәм! Сәндин жүрәклик һалда йәнә соришимға рухсәт
қилғайсән. Мабада жигирмә киши болсичу?—Әгәр жигирмә киши тепилса, Мән йәнила харап қилмаймән,
— дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.
32 Әң ахирида Ибраһим: —Әй Егәм! Хапа болмай, йәнә бир қетим соришимға рухсәт
қилғайсән! Әгәр пәқәт он киши тепилсичу?—дәп сориди.—Пәқәт он дурус киши болған
тәғдирдиму, Мән бу шәһәрни харап қилмаймән,—дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.
33 Пәрвәрдигар Ибраһим билән сөзлишип болғандин кейин, кетип қалди. Ибраһим болса, өйигә қайтип кәтти.