Исмаилниң туғулуши
1 Ибрамниң аяли Сараһ туғмас еди. Бирақ униң Һәҗәр
исимлиқ мисирлиқ бир қиз хизмәткари бар еди.
2 Сараһ Ибрамға: — Пәрвәрдигар мени туғмас яритипту, әнди сиз мениң қиз хизмәткарим билән
бир ястуққа баш қоюң! Бәлким у маңа бир оғул туғуп берәр,—деди. Ибрам Сараһниң бу сөзигә қошулди.
3 Шуниң билән Сараһ Һәҗәрни Ибрамға кичик хотунлуққа бәрди. (Бу вақиә Ибрам
Қананда он жил турғанда йүз бәрди.)
4 Ибрам Һәҗәр билән биллә болғандин кейин, Һәҗәр һамилдар болуп қалди. У өзиниң һамилдар
болғанлиғини сезип, мәғрурлинип, Сараһни көзгә илмайдиған болуп қалди.
5 Сараһ Ибрамға:— Һәммини қилған сән! Мән Һәҗәрни саңа қошуп қойған.
Әндиликтә у өзиниң һамилдарлиғини билипла, мени көзгә илмайдиған болувалди. Сениң яки
мениң тоғра екәнлигигә Пәрвәрдигар Өзи һөкүм қилсун!—деди.
6 Ибрам:—У сениң хизмәткариң, у сениң илкиңдә. Униңға қандақ муамилә қилиш сениң ихтияриң,
— дәп җавап бәрди.Буниң билән Сараһ Һәҗәрни бозәк қилди, шуңа Һәҗәр Ибрамниң
өйидин қечип кәтти.
7 Периштәниң қияпитидә көрүнгән Пәрвәрдигар Һәҗәрни чөлдики бир булақниң йенида көрди.
Булақ Шур дегән йәргә баридиған йолниң бойида еди.
8 Периштә униңдин:— Әй Сараһниң хизмәткари Һәҗәр, сән қәйәрдин кәлдиң? Нәгә кетиватисән?
—дәп сориди.
— Мән аял ғоҗайиним Сараһниң йенидин қечип чиқтим, — дәп җавап бәрди Һәҗәр.
9 Периштә униңға: —Сән аял ғоҗайиниңниң йениға қайтип берип, униңға бойсунғин,— деди.
10 Периштә йәнә мундақ деди: —Мән сениң әвладиңни шундақ көпәйтимәнки, уларни һеч ким
саналмайдиған қилимән.
11 Сән һамилдар болуп, бир оғул туғисән, исмини Исмаил қойғин, чүнки сениң
дат-пәриядиң Пәрвәрдигарға йәтти.
12 Сениң оғлуңниң мүҗәзи бир явайи ешәккә охшайду. Һәммә
йәргә берип кишиләр билән җедәл чиқириду. Кишиләрму униңға
қаршилиқ көрситиду. У туққанлириға өчмәнлик қилип яшайду.
13 Һәҗәр өз-өзигә: «Мән расттинла маңа ғәмхорлуқ қилған Худани
көрдүм!» деди. Шуниң билән у өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни «Ел-роа»дәп атиди.
14 Шуңа кишиләр у булаққа Беер-лаһайрой дәп нам қойди. Бу булақ һазирму Кадеш билән
Бәрәд шәһириниң оттурисидидур.
15 Һәҗәр Ибрамға бир оғул туғуп бәрди. Ибрам униңға Исмаил дәп ат қойди.
16 У чағда Ибрам сәксән алтә яшта еди.
-----------------------------------------------------------------------------------
7 Сөзму-сөз тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң периштәси» болуп, Тәвратта бу көп
вақитларда периштә қияпитидә көрүнгән Худаниң Өзини көрситиду