Худаниң Ибрам билән келишим түзүши
1 Бу вақиәләрдин кейин Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:—
Ибрам, қорқма! Мән саңа қалқан болуп, наһайити зор сийлиқ беримән,— деди.
2 Лекин Ибрам:—Әй Егәм Худа, мениң пәрзәндим болмиса, Сениң бәрмәкчи
болған сийлиғиңниң пайдиси немә? Мениң бирдин-бир мирасхорум Дәмәшқтин кәлгән чакирим
Елийәзәр болиду.
3 Сән маңа пәрзәнт бәрмидиң, шуңа мениң тәәллуқатимға чакирим мирасхор болиду,— дәп җавап бәрди.
4 Арқидинла у Пәрвәрдигарниң өзигә йәнә:—Чакириң Елийәзәр сениң мирасхоруң болмайду, пәқәт өзәңдин
болған оғулла мирасхоруң болиду,—дегәнлигини аңлиди.
5 Шуниңдин кейин Худа уни ташқириға елип чиқип, униңға:—
Асманға қарап, юлтузларни саналайдиған болсаң санап бақ,
сениң әвладиң әйнә шу юлтузлардәк сан-санақсиз көп болиду!— деди.
6 Ибрам Пәрвәрдигарниң сөзлиригә ишәнди. Пәрвәрдигар униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний
адәм, дәп һесаплиди.
7 Пәрвәрдигар униңға йәнә:—Сени бу зиминға егә қилиш үчүн, сени калданиларниң
зимини болған Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигариң Мән болимән,—деди.
8 Лекин Ибрам:—Әй Егәм Худа, мән бу зиминға җәзмән егә болидиғанлиғимни
немидин билимән?—дәп сориди.
9 Пәрвәрдигар униңға:—Сән үч яшлиқ кала, өшкә, қошқардин һәм пахтәк вә яш кәптәрдин бирдин елип,
Мениң алдимға кәлгин,—дәп җавап бәрди.
10 Ибрам бу һайванларни Худаниң алдиға апирип, қушлардин башқисиниң қарнини йерип
икки парчә қилди. Гөшләрни икки тәрәпкә қатар қилип тизди.
11 Қузғунлар учушуп келип, гөшләргә қонғанда, Ибрам уларни қоғлавәтти.
12 Күн патқанда, Ибрам уйқиға кәтти. Чүшидә уни қорқунучлуқ қараңғулуқ басти.
13 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди:—Шуни билип қойғинки, сениң әвлатлириң башқа бир дөләттә
мусапир болиду. Шу дөләттики кишиләргә қул болуп, төрт йүз жил улар тәрипидин азап чекиду.
14 Лекин Мән уларни қул қилғучи хәлиқни чоқум җазалаймән. Улар у дөләттин қайтқинида,
нурғун байлиқларни елип келиду.
15 Сән болсаң узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириңниң қешиға кетисән.
16 Сениң әвлатлириң бу йәргә қайтип кәлгичә, бу йәрдә төрт әвлат өтүп кетиду. Чүнки бу йәрдә
туруватқан аморларниң гуналири чекигә йәтмигичә, уларни бир тәрәп қилмаймән.
17 Күн петип қараңғу чүшкәндин кейин, ис чиқип турған очақ вә йенип турған мәшъәл
туюқсиз пәйда болуп, һелиқи икки қатар гөшниң оттурисидин өтүп кәтти.
18-19 Мана шу чағда Пәрвәрдигар Ибрам билән келишим түзүп, мундақ деди:— Мән Мисир чегарисидин
таки Фират дәриясиғичә созулған бу зиминниң һәммисини сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим.
Бу зимин кенлар, кенизләр, кадмонлар,
20 хитлар, пәризиләр, рефалар,
21 аморлар, қананлар, гиргашлар вә йәбуслар дәп тонулған
хәлиқләрниң зиминлириниң һәммисини өз ичигә алиду.