Ибрамниң Лутни қутқузуши
1 Шу күнләрдә Бабилон беги Амрафил, Елласар беги Арйок,
Елам беги Кедорлавмар, Гойим беги Тидал қатарлиқ төрт бәг бирлишип,
2 Содом беги Бәра, Гомора беги Бирша, Адма беги Шинап, Сибоим беги Шәмәбәр
вә Бела (Зоар дәпму атилиду) беги қатарлиқ бәш бәг билән җәң қилишқа чиқти.
3 Бу бәш бәг қошунлирини бирләштүрүп, Сиддим вадисиға жиғди.
(Сиддим вадиси һазирқи «Өлүк деңиз» вадисидур.)
4 Улар он икки жил Кедорлавмар бегиниң һөкүмранлиғида болуп, он үчинчи жилға
кәлгәндә, униңға қарши исиян көтәргән еди.
5 Шуңа он төртинчи жили Кедорлавмар бәг өзиниң вә иттипақдаш бәгләрниң қошунлирини
башлап берип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рефаларни йәңди. Кейин Һам дегән йәрдә
зузларни вә Шава-Кирятаим түзләңлигидә емларниң һәммисини тар-мар қилди.
6 Сәир тағлиқ районида яшаватқан һоритларниму чөл бойидики Әл-Паранғичә қоғлап
берип, тар-мар қилди.
7 Арқидинла улар Ен-Мишпат, йәни Кадешқа қайтип, амаләкләрниң пүтүн зиминини
бесивелип, Һазазун-Тамарда яшаватқан аморларниму тар-мар қилди.
8 Буниң билән Содом, Гомора, Адма, Сибоим вә Бела, йәни Зоар қатарлиқ бәш бәгликниң
бәглири бирләшмә қошунини башлап, Сиддим вадисиға җәң қилишқа чиқти.
9 Улар Елам шәһириниң беги Кедорлавмар, Гойимниң беги Тидал, Бабилонниң беги
Амрафил вә Елласарниң беги Арйоктин ибарәт төрт бәг билән җәң қилди.
10 Сиддим вадисиниң һәммә йеридә қара май билән толған көлчәкләр бар еди. Содом беги
билән Гомора беги қачқан вақтида, қошунлириниң бир қисми көлчәкләргә чүшүп кетип, қалғанлири
таққа қечип кәтти.
11 Төрт бәг Содом билән Гомораниң пүтүн байлиқ вә ашлиқ-түлүклирини булаң-талаң қилип кәтти.
12 У чағда Ибрамниң җийәни Лут Содомда туратти. Улар униму мал-мүлүклири билән қошуп булап
кәтти.
13 Лекин қутулуп қалған бир киши бу ишларни ибраний болған
Ибрамға мәлум қилди. У чағда Ибрам амор қәбилисидин Мамрә
исимлиқ бир кишиниң емән дәрәқлигиниң йенида туратти. Мамрә вә икки иниси —
Әшкол вә Анир Ибрамниң иттипақдашлири еди.
14 Ибрам җийәни Лутниң әсиргә чүшүп қалғанлиғини аңлап, өз адәмлиридин үч йүз
он сәккиз нәпәр җәңчини чақирип, төрт бәгни Дан дегән җайғичә қоғлап барди.
15-16 У йәрдә җәңчиләрни бир қанчә қисимға бөлүп, кечиси һуҗум қилип, дүшмәнни мәғлуп
қилди. Уларни Дәмәшқниң шималидики Хоба дегән җайғичә қоғлап, булап кәткән һәммә мал-мүлүкни тартивелип, өз җийәни Лутни вә униң пүтүн байлиқлирини, хотун-қизлирини вә башқиму әсиргә чүшкән адәмлирини қайтуруп алди.
Малкисидиқниң Ибрамға бәхит тилиши
17 Ибрам Кедорлавмар вә униң билән иттипақдаш һәр қайси бәгләрни мәғлуп қилип,
ғалибә билән қайтип кәлгәндә, Содом беги уни қарши елиш үчүн Шава вадисиға (Хан вадиси дәпму атилиду) чиқти.
18 Улуқ Худаниң роһанийи һәм Салимниң беги Малкисидиқму нан вә шарап елип, Ибрамниң алдиға чиқип,
19 униңға бәхит тиләп: «Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бәхитлик қилғай!
20 Сени дүшминиң үстидин ғалибә қилдурған улуқ Худа мәдһийиләнгәй!» деди.
Ибрам олҗа алған нәрсиләрниң ондин бирини Малкисидиққа тәғдим қилди.
21 Содом беги Ибрамға: —Олҗиларниң һәммиси саңа мәнсүп, лекин адәмлиримни қайтуруп бәр!—деди.
22 Ибрам униңға:—Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Пәрвәрдигар улуқ Худа алдида қәсәм қилимәнки,
23 мән сениң һәр қандақ нәрсәңни, һәтта бир тал жипиңни яки кәшәңниң боқучиниму алмаймән. Болмиса, сән кейин: «Мән Ибрамни бай қилип қойдум!» дейиштин янмайсән.
24 Шуниң үчүн адәмлиримниң йегининила һесаплаймән. Униңдин башқа һеч немини алмаймән.
Лекин мениң иттипақдашлирим Анир, Әшкол вә Мамрәләргә олҗилардин тегишлигини айрип
бәрсәң болди,—деди.
------------------------------------------------------------------------------------------
13 Ибраний—қедимки йәһудийларни, йәни исраилларни көрситиду.