Ваба апити
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға:
«Пәрвәрдигар, йәни ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹ Өз хәлқимниң Маңа
ибадәт қилиш үчүн чөл-баяванға беришиға йол қой.
2 Әгәр сән уларни қоюп беришни рәт қилип, уларни йәнила тутуп турувалидиған болсаң,
3 сени агаһландуруп қояйки, чарва маллириңниң һәммисини, йәни ат, төгә, кала, қой
вә өшкилириңни ваба кесилигә гириптар қилимән.
4 Бирақ исраилларниң чарва маллирини мисирлиқларниңкидин пәриқләндүримән.
Исраилларниң маллиридин бириму өлмәйду › дәйду», дегин.
5 Пәрвәрдигар вақит бәлгүләп:— Бу мөҗүзини әтила көрситимән, — деди.
6 Әтиси Пәрвәрдигар Өзи ейтқандәк қилди. Мисирлиқларниң чарва маллириниң һәммиси
дегидәк ваба кесилигә гириптар болуп өлүшкә башлиди. Лекин исраилларниң чарва
маллириниң бириму зиянға учримиди.
7 Падиша адәм әвәтип тәкшүрүтүп, исраилларниң маллиридин бириниңму өлмигәнлигини
уқти. Шундақтиму у йәнила җаһиллиқ қилип, исраилларниң кетишигә йол қоймиди.
Яра апити
8 Кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға:— Очақтин бир чаңгал күл еливелиңлар.
Муса уни падишаниң алдида һаваға чачсун.
9 Бу күл чаң-тозаң болуп, Мисирниң һәммә йеригә тарқилиду. Шуниң билән барлиқ
адәм вә һайванларниң бәдәнлирини жириңлиқ яра қаплап кетиду, — деди.
10 Буниң билән улар қоллириға очақ күлини елип падишаниң алдиға барди. Муса күлни
һаваға чачти. Нәтиҗидә адәм вә һайванларниң бәдәнлирини жириңлиқ яра қаплап кәтти.
11 Һәтта сехиргәрләрму Мусаға тақабил туралмиди. Чүнки уларниң бәдининиму башқа
мисирлиқларниңкигә охшаш жириңлиқ яра қаплап кәткән еди.
12 Шундақтиму Пәрвәрдигар тәрипидин җаһиллаштурулған падиша, худди Пәрвәрдигарниң
Мусаға ейтқинидәк, Муса билән Һарунниң сөзигә қулақ салмиди.
Мөлдүр апити
13 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Әтә таң сәһәрдила падишаниң алдиға берип, униңға:
«Пәрвәрдигар, йәни ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹ Өз хәлқимниң Маңа ибадәт
қилиш үчүн чөл-баяванға беришиға йол қой.
14 Болмиса, бу қетим Мән сениң вә әмәлдарлириң һәм пухралириңниң үстигә әң еғир
балаю-апәтләрни яғдуримән. Мана шу чағда сән аләмдә Мәндин башқа Худа йоқлуғини билисән.
15 Мән қудритимни көрситип, сени вә пухралириңни ваба кесилигә дучар қилип, силәрни
йәр йүзидин йоқ қилалаттим.
16 Бирақ Мән ундақ қилмидим. Әксичә Мән қудритимни саңа көрситиш вә намимни аләмгә елан
қилиштәк алаһидә мәхсәт билән сени падишалиққа тиклидим.
17 Лекин сән йәнила зораванлиқ қилип, хәлқимни қоюп бәрмәйватисән.
18 Шуңа әтә мошу чағда Мән Мисир тарихида әзәлдин тартип көрүлүп бақмиған қаттиқ мөлдүр
яғдуримән.
19 Һазир сән адәмлириңгә очуқчилиқтики чарва маллириң вә башқа барлиқ нәрсилириңни далда
йәргә елип киривелишкә әмир қил. Чүнки очуқчилиқта қелип қалған адәм вә һайванларниң
һәммисини мөлдүр уруп, һалак қилиду › дәйду», дегин.
20 Пәрвәрдигарниң сөзигә ишәнгән бир қисим падиша әмәлдарлири дәрһал өз қуллири вә чарва
маллирини далда йәргә елип киривалди.
21 Пәрвәрдигарниң сөзигә ишәнмигәнләр болса, қуллири вә чарва маллирини ташқирида қоювәрди.
22 Пәрвәрдигар Мусаға:— Сән қолуңни асманға қаритип узарт! Пүтүн Мисир зиминидики
инсанлар, һайванлар вә барлиқ өсүмлүкләрниң үстигә мөлдүр яғсун, — деди.
23 Муса тайиғини асманға қаритип көтириведи, Пәрвәрдигар чақмақ чақтуруп, гүлдүрмомилар
яңритип, йәр йүзигә мөлдүр яғдурувәтти.
24 Шуниң билән чақмақ чеқип, йоған-йоған мөлдүрләр төкүлүп чүшти. Бу Мисир тарихида һазирғичә
йүз берип бақмиған әң чоң мөлдүр апити еди.
25 Мөлдүр Мисир зиминидики очуқчилиқта турған нәрсиләрниң һәммисини, җүмлидин адәм, һайван,
етиздики зираәтләр вә барлиқ дәл-дәрәқләрни вәйран қиливәтти.
26 Пәқәт исраиллар яшайдиған Гошән вилайитидила мөлдүр яғмиди.
27 Мисир падишаси дәрһал Муса билән Һарунни чақиртип:— Бу қетим мән гуна өткүздүм,
мәндин вә пухралиримдин хаталиқ өтти. Пәрвәрдигар адилдур.
28 Пәрвәрдигарға мән үчүн дуа қилиңлар. Бизгә бу һәйвәтлик гүлдүрмома вә мөлдүрләр йетәр.
Мән силәрниң кетишиңларға йол қояй. Силәр әнди бу йәрдә турмисаңларму болиду, — деди.
29 Муса униңға:— Мән бу шәһәрдин чиқишим биләнла, қолумни көтирип Пәрвәрдигардин тиләп
дуа қилимән. Гүлдүрмомилар шу һаман бесилиду вә мөлдүрму тохтайду. Шу чағда сиз дунияниң
Пәрвәрдигарға мәнсүп екәнлигини билисиз. 30 Лекин сиз вә сизниң әмәлдарлириңизниң
Пәрвәрдигар Худадин техичә қорқмайватқанлиғиңлар маңа мәлум, — деди.
31 Бу кәндирләр чечәклигән вә арпа баш тартқан вақит болғачқа, мөлдүр уларни харап қилди.
32 Пәқәт буғдайларла зиянға учримиди, чүнки улар техи бих чиқармиған еди.
33 Муса падишаниң йенидин кетип, шәһәрдин чиқип, қолини көтирип Пәрвәрдигарға дуа қилди.
Гүлдүрмомилар шу һаман бесилип, мөлдүрниң йеғиши тохтиди. Ямғурму бесилди.
34 Гәрчә падиша бу әһвалларни көргән болсиму, лекин у йәнә гуна қилди. У
вә униң әмәлдарлири йәнила җаһиллиқ қилишти.
35 Дәл Пәрвәрдигар бурунла Мусаға ейтқандәк, Мисир падишаси җаһиллиқ қилип, исраилларниң
кетишигә йәнила йол қоймиди.