Чекәткә апити
1 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға:— Сән Мисир падишасиниң йениға бар. Мән мөҗүзиләрни
көрситиш арқилиқ күч-қудритимни Мисир хәлқи арисида давамлиқ намайән қилиш мәхсити
билән, Мисир падишаси вә униң әмәлдарлирини җаһиллаштурдум.
2 Бу арқилиқ сәнму өз пәрзәнтлириң вә нәврилириңгә Мениң мисирлиқларни қандақ
җазалиғанлиғим вә уларниң арисида қандақ мөҗүзиләрни көрсәткәнлигимни сөзләп берәләйсән.
Буниң билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни биләләйсиләр, — деди.
3 Шундақ қилип, Муса вә Һарун Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға: — Пәрвәрдигар,
йәни ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа: «Сән Мениң алдимда зади қачанғичә һакавурлуқ
қилисән? Хәлқимниң Маңа ибадәт қилишқа беришиға йол қой!
4 Әгәр йол қоймайдиған болсаң, сени агаһландуруп қояйки, Мән әтә сениң зимин тәвәлигиңдә
чекәткә пәйда қилимән.
5 Чекәткиләр топи зиминиңни қаплайду. Уларниң көплүгидин йәр-йүзиниму көрәлмәй қалисән.
Мөлдүрдин аман қалғанларни, һәтта даладики дәл-дәрәқләрниму чекәткә йәп түгитиду.
6 Улар сениң ордаңни, әмәлдарлириң вә пухралириңниң өйлириниму толтуриду. Бундақ
қорқунучлуқ апәтни ата-бовилириңму көрүп бақмиған» дәйду, — деди вә дәрһал кәйнигә бурулуп, Мисир
падишасиниң алдидин чиқип кәтти.
7 Падишаниң әмәлдарлири падишаға: — Алийлири, бу адәмниң бизгә вәйранчилиқ селишиға
қачанғичә йол қойидила? Исраилларниң Пәрвәрдигари Худаға ибадәт қилишқа беришиға йол
қойсила! Мисирниң харап болғанлиғидин хәвәрлири йоқму? — деди.
8 Буниң билән падиша Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: — Силәр Пәрвәрдигариңлар
болған Худаға ибадәт қилиш үчүн барсаңлар бериңлар. Лекин зади кимләр бармақчи? — деди.
9 Муса җававән:— Қери-яш, бала-җақа вә қой-калилиримизни елип, һәммимиз бармақчи. Чүнки
биз у йәрдә һейт өткүзүп, Пәрвәрдигаримизға тавап қилип тәнтәнә қилимиз, — деди.
10 Падиша уларға:— Һим! Мән силәрниң хотун, бала-җақилириңларни елип беришиңларға
һәқиқәтән йол қоюшум керәк екәндә?! Силәрни Пәрвәрдигариңлар Өзи сақлисун! Қараңлар,
силәрниң нийитиңларниң яманлиғини!
11 Қәтъий йол қоймаймән! Әгәр силәрниң тәләп қилғиниңлар ибадәт қилишқа бериш болса,
ундақта пәқәт әрләрла барсун, — деди. Шуниңдин кейин Муса билән Һарун ордидин
қоғлап чиқирилди.
12 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Чекәткиләр топини пәйда қилиш үчүн Мисирниң һәммә
тәрипигә қолуңни узарт! Чекәткиләр Мисир тәвәсидә мөлдүрдин аман қелип өсүватқанларниң
һәммисини йәп түгәтсун, — деди.
13 Шуниң билән Муса тайиғини Мисирниң һәммә тәрипигә қаритип узартти. Пәрвәрдигар бир
кечә-күндүз шәриқ шамилини чиқарди. Таң атқанда шамал чекәткиләрни елип кәлди.
14 Чекәткиләр топ-топи билән учуп келип, пүтүн Мисир зимининиң у четидин бу четигичә
һәммә йәргә қонди. Бунчә көп чекәткә әзәлдин көрүлүп бақмиған болуп, буниңдин кейинму
көрүлүши мүмкин әмәс еди.
15 Пүтүн зимин қаридап кәтти. Чекәткиләр мөлдүрдин аман қалғанларниң һәммисини, йәни
өсүмлүкләрни вә дәл-дәрәқләрниң үстидики мевиләрни йәп түгәтти. Пүтүн Мисир тәвәсидики
етизлиқларда вә дәл-дәрәқләрдә йешиллиқтин һеч немә қалмиди.
16 Шуңа падиша дәрһал Муса билән Һарунни чақиртип:— Силәрниң Пәрвәрдигариңлар болған
Худа алдида һәм силәрниң алдиңларда гунакармән.
17 Әнди йәнә бирла қетим маңа кәңчилик қилип, Пәрвәрдигариңлар Худадин: «Мисирлиқларни
бу әҗәллик апәттин қутқузғайсән», дәп тәләп қилғайсиләр, — деди.
18 Буниң билән Муса падишаниң йенидин чиқип, Пәрвәрдигарға дуа қилди.
19 Пәрвәрдигар шәриқ шамилини қаттиқ ғәрип бориниға айландуруп, чекәткиләрни Қизил
деңизға учирип кәтти. Мисир диярида бир даниму чекәткә қалмиди.
20 Лекин Пәрвәрдигар падишани йәнила җаһил қилғачқа, у исраилларниң чегаридин чиқип кетишигә йәнила йол қоймиди.
Қараңғулуқ апити
21Андин Пәрвәрдигар Мусаға:— Сән қолуңни асманға көтәр! Пүтүн Мисирни зулмәт қараңғулуқ қаплайду, — деди.
22 Муса қолини асманға көтириведи, пүтүн мәмликәтни үч күн зулмәт қараңғулуқ басти.
23 Бу чағда мисирлиқлар бир-бирини көрәлмиди, өйидинму талаға чиқалмиди. Лекин исраиллар яшайдиған йәрләр болса йоруқ турди.
24 Падиша Мусани чақиртип:— Силәр берип Пәрвәрдигариңларға ибадитиңларни қилиңлар.
Һәтта хотун, бала-җақилириңларниму елип барсаңлар болиду. Лекин кала, қой, өшкилириңлар бу йәрдә қелиши керәк, — деди.
25 Муса җававән: — Яқ! Сиз чоқум бизниң қурванлиқ вә көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған
маллиримизни елип беришимизға иҗазәт беришиңиз лазим.
26 Биз чарва маллиримизни елип беришимиз керәк, һәтта бирәр туяқниму бу йәрдә
қалдурмаймиз. Биз Пәрвәрдигарға атайдиған қурванлиқни өз маллиримиз ичидин таллишимиз
керәк. У йәргә бармиғичә Пәрвәрдигаримиз Худаға қайси мални қурванлиқ қилишни билмәймиз, — деди.
27 Пәрвәрдигар Мисир падишасини җаһиллаштурғачқа, у исраилларни йәнила қоюп бәрмиди.
28 Падиша Мусаға:— Көзүмдин йоқал! Сени иккинчи көзүм көрмисун. Йәнә көрүнгүчи болсаң, җениңни алимән! — деди.
29 Муса униңға: — Ейтқиниңиз кәлсун. Мәнму сизни иккинчи көрмәймән, — деди.