Пүтүн Мисирдики тунҗа балиларниң өлүши
1 Пәрвәрдигар бурун Мусаға мундақ дегән еди: — Мән Мисир падишасиға вә униң
пухралириға әң ахирқи апәтни чүширимән. Шуниң билән у силәрни җәзмән қоюп бериду.
Әмәлиятта у силәрдин толуқ қутулуш үчүн силәрни у йәрдин қоғлап чиқириду.
2 Әнди сән берип исраилларға ейтқин. Улар мисирлиқ хошнилириниңкигә кирип,
уларниң алтун-күмүч, зенәт буюмлирини сорап алсун.
3 (Пәрвәрдигар мисирлиқларни исраилларни йеқин көридиған қилған еди. Падишаниң
әмәлдарлири вә пухралирини Мусани улуқ адәм дәп һөрмәтләйдиған қилған еди.)
4 Шуниң билән Муса Мисир падишасиға: — Пәрвәрдигар: «Бүгүн түн йеримида Мән
Мисирниң һәммә йерини кезимән.
5 Шу вақитта тәхттә олтарған падишаниң тунҗисидин тартип таки әң әрзимәс аял
хизмәткарниң тунҗисиғичә болған мисирлиқларниң тунҗа оғуллири һәммиси, шундақла
тунҗа туғулған малларму өлиду.
6 Шу чағда пүтүн Мисирда әзәлдин көрүлмигән вә буниңдин кейинму көрүлмәйдиған қаттиқ
жиға-зар болиду.
7 Лекин исраилларға яки уларниң мал-варанлириға һәтта иштму қавап қоймайду», дәйду.
Әйнә шу чағда силәр Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән исраилларни пәриқләндүридиғанлиғини
билисиләр.
8 Ахирида әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип егилип, мениң хәлқим исраилларни бу
йәрдин елип кетишимни тәләп қилиду. Мана шу чағда мән бу йәрдин кетимән, — деди.
Андин Мисир падишасиниң алдидин дәрғәзәп билән чиқип кәтти.
9 Пәрвәрдигар Мусаға: «Мисир падишаси сениң сөзүңни давамлиқ рәт қиливериду. Шундақ
қилип, Мән Мисирда техиму көп мөҗүзиләрни көрситәләймән», дегән еди.
10 Муса билән Һарун падиша алдида мана шундақ нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән болсиму, лекин
Пәрвәрдигар падишани җаһиллаштурғанлиғи үчүн, у исраилларниң чегаридин чиқип кетишигә йол
қоймиған еди.