«Өтүп кетиш» һейти
1 Пәрвәрдигар Мисирда Муса билән Һарунға мундақ деди:
2 — Һазирдин тартип бу ай силәр исраил хәлқи үчүн жилниң биринчи ейи болсун.
3 Силәр Мениң мону йол-йоруқлиримни пүтүн исраил хәлқигә үгитиңлар: Ìошу айниң
онинчи күни һәр бир аилиниң аилә башлиғи өз аилиси үчүн Худаға қурванлиқ қилишқа
бир қой яки өшкә тәйярлисун.
4 Әгәр аилисидә адәм аз болуп, бир мални йәп болалмиса, уни хошниси билән
бирлишип қурванлиқ қилип, гөшини адәм сани вә истимал миқдариға қарап тәхсим
қилсиму болиду.
5 Лекин қурванлиққа ишлитилидиған мал бир яшлиқ мәйипсиз қошқар яки текә болуши
керәк.
6 Пүтүн исраил аилилири талланған мални мошу айниң он төртинчи күнигичә яхши
сақлап, шу күни кәчтә сойсун.
7Андин униң қенидин бир аз елип, мал йейилгән өйниң ишигиниң беши вә кешигигә
сүркәп қойсун.
8 Шу кечиси гөшни кавап қилип, аччиқ-чүчүк көктат вә петир нан билән йесун.
9 Гөшни хам пети яки суда пиширип йемәй, пүтүн мални бешидин туйиғиғичә ич бағри
билән қошуп кавап қилип йесун.
10 Ешип қалғинини әтисигә қалдурмай, шу кечила көйдүрүвәтсун.
11 Гөшни йегән вақтиңларда, худди сәпәргә тәйярланғандәк белиңларни чиң бағлап,
чоруғуңларни кийип, қолуңларға һасаңларни тутуп чапсан йәңлар. Бу Пәрвәрдигар өтүп
кетидиған күндур.
12 У кечиси Мән пүтүн Мисирни кезип, мәйли адәм яки малниң болсун, тунҗа әркәклириниң
һәммисини өлтүримән. Мисирниң барлиқ илаһлириниң үстидин һөкүм қилимән. Чүнки Мән
Пәрвәрдигардурмән.
13 Ишик кешәклиридики қан силәр туридиған өйләрниң бәлгүси. Мән бу қанларни көргинимдә,
өйлириңларға кирмәй өтүп кетимән. Мисирлиқларни җазалиған вақтимда, силәргә һеч қандақ
зиян-зәхмәт йәтмәйду.
«Петир нан» һейти
14 Пәрвәрдигар мундақ деди: — Силәр бу күнни хатириләп, һәр жили мошу күндә Пәрвәрдигар
үчүн һейт өткүзүңлар. Бу силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
15 Йәттә күнлүк һейт мәзгилидә петир нан йәңлар. Һейтниң биринчи күнила өйлириңлардики
хемиртуручни ташлаветиңлар. Чүнки бу йәттә күн ичидә хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ
йемәкликни йегән адәм исраиллар қатаридин чиқириветилиду.
16 Һейтниң биринчи вә йәттинчи күнлири бир йәргә җәм болуп ибадәт қилиңлар. Бу икки күндә
йемәклик тәйярлаштин башқа һеч қандақ иш қилмаңлар.
17 «Петир нан» һейти өткүзүп туруңлар. Чүнки Мән мошу күни силәрниң һәр қайси
қәбилилириңларни топ-топи билән Мисирдин елип чиқимән. «Петир нан» һейтини
өткүзүш силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
18 Һәр жили биринчи айниң он төртинчи күни кәчқурундин башлап жигирмә биринчи күни
кәчқурунғичә, петир нан йәңлар.
19 Бу йәттә күн ичидә өйлириңларда хемиртуруч болмисун. Хемиртуруч арилаштурулған
һәр қандақ йемәкликни йегән киши, мәйли бу жутниң адими яки яқа жутлуқ болсун, Мениң
хәлқим қатаридин чиқириветилиду.
20 Қәйәрдә болушуңлардин қәтъий нәзәр, хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ йемәкликни йемәй,
петир нан йәңлар.
Тунҗа «Өтүп кетиш» һейти
21 Муса пүтүн исраилларниң ақсақаллирини чақирип, уларға мундақ деди: — Һәр бир аилә бирдин
мал таллап, уни «Өтүп кетиш» һейтиниң мели сүпитидә сойсун. 22 Қоллириға бир тутам
лепәкгүл елип, дастики қурванлиқ қилинған малниң қениға чилап, уни ишиклириниң беши
вә кешигигә сүркисун. Әтиси әтигәнгичә һеч ким ишиктин чиқмисун.
23 Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни һалак қилиш үчүн бу зиминни кезиду. У ишик беши вә
кешигидики қанни көргинидә, харап қилғучи периштәниң өйлириңларға кирип силәрни өлтүрүшигә
йол қоймайду.
24 Силәр вә әвлатлириңлар бу қаидигә мәңгү әмәл қилиңлар. Бу силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар
болсун.
25 Силәр Пәрвәрдигар беришкә вәдә қилған зиминға барғиниңлардиму, бу һейт мәрасимиға әмәл қилиңлар.
26 Әгәр пәрзәнтлириңлар силәрдин: «Бу қандақ мәрасим?» дәп сориса,
27 силәр: «Бу «Өтүп кетиш» күнини хатириләш үчүн, Пәрвәрдигарға атилип қилинған қурванлиқ
мәрасимидур. Чүнки Пәрвәрдигар Мисирда мисирлиқларниң җенини алған кечидә у биз исраилларниң
өйлиридин өтүп кетип, мисирлиқларни өлтүрүп, аилилиримизни сақлап қалған», дәңлар.Исраиллар бу
сөзләрни аңлап, башлирини егип Худаға сәҗдә қилишти.
28Андин улар берип, Пәрвәрдигарниң Муса билән Һарунға қилған әмри бойичә иш қилди.
Тунҗа туғулған әркәкләрниң өлтүрүлүши
29 Шу күни йерим кечидә Пәрвәрдигар тәхттә олтарған падишаниң тунҗисидин тартип таки әң әрзимәс
зиндандики мәһбусларниң тунҗисиғичә болған мисирлиқларниң тунҗа оғуллириниң һәммисиниң
җенини алди, шундақла тунҗа туғулған малларниму өлтүрди.
30 У кечә Мисир падишаси, униң әмәлдарлири вә пүтүн мәмликәт пухралири орнидин туруп, қаттиқ
жиға-зар қилишти. Чүнки адәм өлмигән бирму аилә йоқ еди.
31 У кечә Мисир падишаси Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: — Дәрһал кетиңлар! Силәр һәммә
исраилларни башлап, жутумдин тез чиқип кетиңлар. Тәливиңлар бойичә берип Пәрвәрдигариңларға
ибадәт қилиңлар.
32 Кала, қой, өшкилириңларниму елип кетиңлар. Маңиму хәйирлик дуа қилип қоюңлар, — деди.
33 Мисирлиқлар исраилларни өз жутидин чапсан кетишкә алдиратти. Улар:— Силәр чиқип кәтмисәңлар,
биз өлүп түгәйдикәнмиз, — дейишти.
34 Шуниң билән исраиллар петир хемирларни тәңниләргә селип, кийим-кечәклири билән йөгәп, мүрисигә
қоюп елип меңишти.
35 Улар йәнә Мусаниң тапилиғини бойичә мисирлиқлардин алтун-күмүч зенәт буюмлар вә кийим-кечәкләрни
сорап елишти.
36 Пәрвәрдигар мисирлиқларни исраилларни йеқин көридиған қилип қойған еди. Шуңа улар мисирлиқлардин
немә сориса, шуни бәрди. Шундақ қилип, исраиллар мисирлиқларниң байлиқлирини елип кәтти.Исраилларниң
Мисирдин чиқип кетиши
37 Исраиллар Рәмис шәһиридин Суккот шәһиригә қарап пиядә йолға чиққинида, аяллар билән балиларни
һесапқа алмиғанда, пәқәтәрләрла алтә йүз миң киши еди.
38 Көплигән ят қәбилиликләрму уларға қошулуп, нурғун кала-қойлирини елип биллә меңишти.
39 Улар Мисирдин елип кәлгән хемирлардин петир нан қилди.чүнки улар Мисирдин тез чиқип кетишкә
мәҗбур болғачқа, хемир көптүрүп, йемәклик тәйярливелишқа үлгирәлмигән еди.
40 Исраиллар Мисирда җәми төрт йүз оттуз жил турди.
41 Дәл төрт йүз оттуз жил тошқан күни Пәрвәрдигарниң хәлқи исраилларниң һәр қайси қәбилилири Мисирдин
чиқти.
42 Шу күни кечидә Пәрвәрдигар Өзи уларни Мисирдин муһапизәт қилип елип чиққан еди. Шуңа исраиллар
бу кечини Пәрвәрдигарға атап, әвлаттин әвлатқичә һәр жили хатириләйдиған болди.
«Өтүп кетиш» һейтиниң қаидә-түзүми
43 Пәрвәрдигар бурун Муса билән Һарунға мундақ дегән еди:— «Өтүп кетиш» һейтиниң қаидә-түзүмлири
монулардин ибарәт: «Өтүп кетиш» һейтиниң қурванлиқ гөшини ят қәбилиликләр йемисун.
44 Лекин силәр сетивалған һәм хәтнә қилдурған қуллар йесә болиду.
45 Өйүңларда вақитлиқ туруватқан ятлар вә чакарлар уни йесә болмайду.
46 Қойниң гөши ташқириға елип чиқилмай, өйниң ичидила йейилсун. Қойниң бир тал сүйигиму сундурулмисун.
47 Пүтүн исраил хәлқи бу қаидә-түзүмләргә риайә қилсун.
48 Әгәр араңларда олтиридиған ят қәбилиликләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилай дәп, бу һейтни өткүзүшни халиса,
алди билән өз аилисидики пүтүн әрләрни хәтнә қилдурсун. Шундақ қилғанда, улар исраилларға
охшаш бу һейтни өткүзәләйду. Лекин хәтнә қилинмиғанлар қойниң гөшини йемисун.
49 Мәйли исраиллар болсун, мәйли исраиллар арисида олтиридиған ят қәбилиликләр болсун, һәммиси мана шу
қаидә-түзүмләргә әмәл қилиши лазим.
50 Исраиллар Пәрвәрдигарниң Муса билән Һарунға буйруған қаидә-түзүмлиригә әмәл қилди.
51 Пәрвәрдигар мана шу күни исраилларниң һәр қайси қәбилилирини Мисирдин елип чиқти.