Тунҗа туғулғанни Худаға аташ
1 Пәрвәрдигар бурун Мусаға:
2 — Силәр тунҗа оғлуңларни вә тунҗа туғулған әркәк мални Маңа атаңлар. Чүнки
исраилларниң тунҗа оғуллири вә тунҗа туғулған әркәк маллири Маңа мәнсүптур, —
дегән еди.
3 Муса исраил хәлқигә мундақ деди:— Бу күнни есиңларда чиң тутуңлар. Чүнки бу
күн силәр қуллуқта яшиған Мисир зиминидин йолға чиққан күн. Бу күн Пәрвәрдигар
зор қудрити билән силәрни у йәрдин елип чиққан күндур. Шуңа силәр һәр жили бу
күни хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ йемәкликни йемәңлар.
4 Силәр Мисирдин йолға чиққан бу күн зираәтләр бих чиқарған баш баһардики бир күндур.
5 Пәрвәрдигар силәрни қананлар, хитлар, аморлар, һивилар вә йәбусларниң зиминлириға
елип барғандин кейин, силәр һәр жили мошу вақитта бу күнни мубарәкләп һейт өткүзүңлар.
Чүнки сүт вә һәсәл еқип туридиған бу үнүмлүк зиминни Пәрвәрдигар силәргә беридиғанлиғи
тоғрисида әҗдатлириңларға қәсәм бәргән.
6 Һейт мәзгилидә йәттә күнгичә петир нан йәңлар. Йәттинчи күни Пәрвәрдигар үчүн алаһидә
ибадәт мәрасими өткүзүңлар.
7 Бу йәттә күн ичидә петир нан йәңлар. Араңларда, һәтта зимин тәвәлигиңлардиму
хемиртуруч болмисун.
8 Һейт күнлири силәр пәрзәнтлириңларға бу һейтниң силәрниң Мисирдин айрилған вақтиңларда
Пәрвәрдигар көрсәткән пүтүн мөҗүзиләрни әсләш үчүн өткүзүлидиғанлиғини чүшәндүрүңлар.
9 Пәрвәрдигарниң йол-йоруқлирини һемишәм еғиздин чүшәрмәслигиңлар үчүн, бу һейт худди
қолуңларға яки пешанәңларға чекип қоюлған бәлгүдәк силәргә әслитип туриду. Чүнки
Пәрвәрдигар зор қудрити билән силәрни Мисирдин елип чиқти.
10 Шуңа силәр һәр жили мән бәлгүлигән мошу вақитта бу һейтни өткүзүңлар.
11 Пәрвәрдигар силәргә вә силәрниң әҗдатлириңларға вәдә қилғинидәк, у силәрни қананлиқларниң
зиминиға елип келип, у йәрни силәргә тәғдим қилғандин кейин,
12 силәр тунҗа туғулғанни Пәрвәрдигарға атишиңлар лазим. Пүтүн тунҗа оғул вә чарва малларниң
тунҗиси Пәрвәрдигарға мәнсүп болсун.
13 Силәр тунҗа әркәк тәхәйниң орниға қой қурванлиқ қилсаңларму болиду. Әгәр ундақ қилмисаңлар,
тәхәйниң бойнини сундуруп қурванлиқ қилиңлар. Лекин тунҗа оғуллириңларни чоқум төләм берип қ
айтурувелиңлар.
14 Кәлгүсидә оғуллириңлар: «Буниң мәнаси немә?» дәп сориса, силәр: «Пәрвәрдигар зор қудрити
билән бизни Мисирдики қуллуқтин қутулдуруп чиққан.
15 У чағда Мисир падишаси җаһиллиқ қилип, бизни чегаридин чиқармиған еди. Шуңа Пәрвәрдигар
мисирлиқларниң тунҗа оғуллирини вә һайванлириниң тунҗа әркәк балилирини һалак қилди. Шу
сәвәптин биз пүтүн чарва маллиримизниң тунҗа әркәк балилирини Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ
қилимиз. Бирақ тунҗа оғуллиримизни төләм берип қайтурувалимиз.
16 Бизниң бу қаидигә әмәл қилишимиз худди қолумизға яки пешанимизгә чекип қоюлған бәлгү мәлум
нәрсини бизгә әслитип турғанға охшаш, бизниңму Пәрвәрдигарниң зор қудрити билән бизни Мисирдин
елип чиққанлиғини әсләп турушимиз үчүндур», дәп җавап бериңлар.Булут түврүги вә от түврүги
17 Мисир падишаси исраилларни қоюп бәргән вақитта, гәрчә уларниң филистинликләр зимини билән
меңиши баридиған җайға йеқин болсиму, Худа уларни у йолға башлимиди. Чүнки Худа: «Хәлқим җәңгә
учрап қалса, бәлким пушайман қилип, Мисирға қайтип кетиши мүмкин», дәп ойлиған еди.
18 Шуниң үчүн Худа уларни жирақ йол билән чөлдин өткүзүп, Қизил деңиз тәрәпкә башлап маңди.
Исраиллар Мисирдин чиққанда, қураллинип җәңгә тәйяр болуп маңған еди.
19 Муса Йүсүпниң җәсәт-сүйигиниму елип маңди. Чүнки Йүсүп өз қан-қериндашлири болған исраилниң
оғуллири алдида: «Худа силәрни чоқум қутқузиду. Шу чағда силәр чоқум мениң җәсәт-сүйигимни биллә
елип кетиңлар», дәп уларни қәсәм қилдурған еди.
20 Исраиллар Суккот шәһиридин чиқип, чөлниң бойидики Әтам дегән йәрдә чедирлирини тикти.
21 Пәрвәрдигар күндүзи булут түврүги арқилиқ уларға йол башлиса, кечиси от түврүги арқилиқ
уларниң йолини йорутти. Шундақ қилип, улар кечә-күндүз маңалайдиған болди.
22 Пәрвәрдигар күндүзи булут түврүгини, кечиси от түврүгини хәлиқтин айривәтмиди.