Пақа апити
1 Униңдин кейин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән йәнә Мисир
падишасиниң алдиға берип, униңға: «Пәрвәрдигар: ‹ Өз хәлқимниң
Маңа ибадәт қилиш үчүн чөл- баяванға беришиға йол қой.
2 Әгәр йәнә рәт қилсаң, саңа ейтип қояйки, пүтүн дөлитиңни җазалап,
зиминиңниң һәммә йерини пақа билән толтуруветимән.
3 Нил дәрияси пақиға толуп кетиду. Пақилар дәриядин чиқип ордаңға,
һоҗраңға, һәтта орун-көрпилириңгә кириду. Әмәлдарлириңниң вә пухралириңниң
өйлиригә, һәтта очақлириға, тәңнилириниң ичигиму киривалиду.
4 Сениң учаңға, әмәлдарлириңниң вә пухралириңниң учисиғиму ямишиду › дәйду»,
дәп йәткүзгин.
5 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән Һарунға: «Таяқ алған қолуңни Мисирдики
дәрия, өстәң, сазлиқ вә көлләргә қаритип узарт. Мисир зиминини пақилар билән
қаплитивәт», дәп ейтқин, — деди.
6 Буниң билән Һарун қолини Мисирниң сулириға қаритип узитиведи, пақилар
чиқип, Мисир зиминини қаплиди.
7 Бирақ Мисирдики сехиргәрләрму сехир ишлитип, охшаш ишни қилип, Мисир
зиминиға пақа чиқарди.
8 Падиша Муса билән Һарунни чақиртип, Мусаға: — Пәрвәрдигардин у пақиларни
мәндин вә Мисир хәлқидин жирақлаштурушни тиләп дуа қил. Андин хәлқиңниң
Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилиш үчүн беришиға йол қойимән, — деди.
9 Муса җававән:— Болиду, сиз бир вақит бәлгүләң. Мән сизгә, әмәлдарлириңизға вә
пухралириңизға дуа қилай. Шу чағда пақиларниң һәммиси силәрдин вә өйлириңлардин
кетиду. Пәқәт Нил дәриясидики пақилардин башқа пақилар һәммиси йоқилиду, — деди.
10 Падиша униңға:— Әтила дуа қил, — деди. Муса: — Сизниң дегиниңиздәк болсун.
Буниң билән сиз Пәрвәрдигаримиз Худадин башқа һеч қандақ Худаниң йоқлуғини билиң.
11 Пақилар сиздин, ордиңиздин, әмәлдарлириңиздин вә башқа пухралириңиздин кетиду.
Пәқәт Нил дәриясидила пақа қалиду, — деди.
12 Шуниңдин кейин Муса билән Һарун Мисир падишасиниң йенидин чиқишти. Муса
Пәрвәрдигардин Мисир падишалиғиға чүшәргән пақиларни йоқитишни тиләп дуа қилип ялвурди.
13 Пәрвәрдигар Мусаниң дуасини иҗавәт қилди. Өй, һойла вә етизлардики пақиларниң
һәммиси өлүп түгиди.
14 Мисирлиқлар пақа өлүклирини дога-дога қилип топлиған еди, пүтүн дөләт
сесиқчилиққа толди.
15 Бирақ дәл Пәрвәрдигар ейтқандәк, пақиларниң тамамән өлгәнлигини көргән падиша
җаһиллиқ қилип, Муса билән Һарунниң сөзигә қулақ салмиди.
Паша апити
16 Пәрвәрдигар Мусаға:— Һарунға «Тайиғиңни йәрдики топиға ур. Чаң-тозаңлар пашиларға
айлинип, пүтүн Мисирни қаплайду» дегин, — деди.
17 Улар Пәрвәрдигарниң дегинидәк қилишти. Һарун тайиғини йәрдики топиға уруведи,
чаң-тозаңлар пашиларға айлинип, адәм вә һайванларниң бәдинини қаплап кәтти.
Мисир зиминидики чаң-тозаңларниң һәммиси пашиға айлинип кәтти.
18 Сехиргәрләрму өз сехирлири билән паша пәйда қилмақчи болған болсиму, лекин
бу иш уларниң қолидин кәлмиди. Адәм вә һайванатларниң бәдинини паша қаплап кәтти.
19 Сехиргәрләр падишаға: — Бу ишни Худа қилди! — дейишти. Бирақ дәл Пәрвәрдигар
ейтқандәк, падиша җаһиллиқ қилип, Муса билән Һарунниң сөзигә қулақ салмиди.
Чивин апити
20Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Әтә таң сәһәрдила орнуңдин туруп,
падиша дәрия бойиға чиққанда, униң билән көрүш вә униңға: «Пәрвәрдигар: ‹ Хәлқимниң
Маңа ибадәт қилиш үчүн беришиға йол қой.
21 Сени агаһландуруп қояйки, әгәр сән Мениң хәлқимни қоюп бәрмәйдиған болсаң,
саңа, әмәлдарлириң вә пухралириңға чивинләр топини әвәтимән. Өйлириңлар чивингә
толиду вә һәммә йәрни чивин қаплайду.
22 Лекин Мениң хәлқим исраиллар яшаватқан Гошән вилайитиниң әһвалини башқичә қилимән.
У йәр чивинләр топидин хали болиду. Буниң нәтиҗисидә Мениң — Пәрвәрдигарниң бу дөләттиму
қудрәтлик екәнлигимни билисән.
23 Мән Өз хәлқимни сениң хәлқиңдин пәриқләндүримән. Бу мөҗүзә әтә йүз бериду › дәйду»,
дәп йәткүзгин.
24 Пәрвәрдигар дегинини қилди. Топ-топ чивинләр падишаниң ордисиға вә әмәлдарлириниң
өйлиригә бесип кирип, пүтүн Мисир зиминини харап қиливәтти.
25 Падиша Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: — Барсаңлар бериңлар! Бирақ Худайиңларға
қилидиған қурванлиқни мошу дөләт ичидә қилиңлар! — деди.
26 Лекин Муса: — Бундақ қилиш тоғра болмайду. Чүнки Пәрвәрдигар үчүн қилидиған
қурванлиқлиримиз мисирлиқларни жиркәндүриду. Әгәр биз мисирлиқларниң көз алдида
уларни жиркәндүридиған қурванлиқларни қилсақ, улар бизни чалма-кесәк қилиду!
27 Биз Пәрвәрдигаримиз Худаниң әмир қилғинидәк, үч күнлүк йолни бесип, чөл-баяванға
берип, андин Униңға қурванлиқ қилишимиз керәк, — деди.
28 Падиша униңға:— Чөл-баяванға берип, Пәрвәрдигариңлар Худаға қурванлиқ
қилишиңларға иҗазәт берәй, лекин анчә жираққа кәтмәңлар. Мән үчүнму дуа қилиңлар, — деди.
29 Муса җававән:— Мән йениңиздин чиқипла Пәрвәрдигарға дуа қилай. Чивинләр
топи әтила сиздин, әмәлдарлириңиз вә пухралириңиздин кәтсун. Лекин сиз бизни алдап,
Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилишқа беришимизға тосқунлуқ қилмаслиғиңиз керәк, — деди.
30 Шуниңдин кейин Муса Мисир падишасиниң йенидин чиқип, Пәрвәрдигарға дуа қилди.
31 Пәрвәрдигар Мусаниң дуасини иҗавәт қилип, чивинләр топини Мисир падишасидин,
әмәлдарлиридин вә пухралиридин айриди. Бир талму чивин қалмиди.
32 Лекин бу қетимму падиша йәнә җаһиллиқ қилип, исраил хәлқиниң чиқишиға йол қоймиди.