1 У вақитта Пәрвәрдигар Мусаға мундақ дегән еди: — Мән сени падиша
алдида худди Худадәк қилимән. Акаң Һарун болса сениң пәйғәмбириң болуп, сөзлириңни падишаға йәткүзиду.
2 Мән саңа тапилиған сөзләрниң һәммисини Һарунға йәткүз. Һарун болса падишаға исраилларни униң мәмликитидин чиқип кетишкә йол қоюшни ейтсун.
3 Лекин Мән падишани җаһиллаштуримән. Буниң билән Мән мөҗүзә вә карамәтлиримни Мисирда көпләп көрситәләймән.
4 Шундақтиму у йәнила сөзүңни аңлимайду. Шуңа Мән қудритимни көрситип, мисирлиқларға еғир җазаларни беримән вә исраилларниң һәр қайси қәбилилирини топ-топи билән Мисирдин елип чиқимән.
5 Мән қудритимни көрситип уларни җазалап, исраилларни уларниң жутидин елип чиққан вақтимдила, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
6 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға қандақ әмир қилған болса, улар дәл шундақ иш қилди. 7 Улар падишаға сөзлигән вақтида Муса сәксән яш, Һарун болса сәксән үч яшта еди. Һарунниң тайиғи
8 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға:
9 — Падиша силәргә: «Өзәңларниң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигиңларни бир мөҗүзә арқилиқ испатлаңлар», дәйду. У чағда сән Муса Һарунға: «Тайиғиңни падишаниң алдиға ташла», дегин. Таяқ иланға айлиниду, — деди.
10 Муса билән Һарун падишаниң алдиға берип, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә иш қилди. Һарун тайиғини падиша билән әмәлдарларниң алдиға ташлаведи, таяқ иланға айланди.
11 Падиша дәрһал өзиниң алимлирини вә сехиргәрлирини жиғди. Улар сехир ишлитип, шуниңға охшаш ишни қилди.
12 Уларниң һәр бири қолидики таяқни йәргә ташлаведи, уларму иланға айлинип кәтти. Лекин Һарунниң илини уларниң иланлирини жутувәтти.
13Амма падиша дәл Пәрвәрдигар ейтқандәк җаһиллиқ қилип, Муса билән
Һарунниң сөзини аңлимиди.
Қан апити
14 Пәрвәрдигар Мусаға:— Мисир падишаси толиму җаһил. У исраил
хәлқини қоюп беришни халимайду.
15 Әтә әтигәндә у Нил дәриясиға бариду. Сән дәрия бойида күтүп
туруп, униң билән көрүш. Иланға айланған һелиқи тайиғиңни қолуңға еливал.
16 Сән униңға мундақ дегин: «Пәрвәрдигар — ибранийлар етиқат қилип
кәлгән Худа мени сизгә: «Өз хәлқимниң Маңа ибадәт қилиш үчүн чөл-баяванға
беришиға йол қой», дейишкә әвәтти. Сиз баштин-ахир қулақ салмай кәлдиңиз.
17 Шуңа Пәрвәрдигар: «Сән әнди Мениң қилған ишлиримдин Мениң ким
екәнлигимни биливал», дәйду. Қараң, мән қолумдики таяқни дәриядики суға
урсам, су қанға айлиниду.
18 Белиқлар тамамән өлиду. Дәрия сесип кетиду. Мисирлиқлар судин
сәскинип ичәлмәйдиған болуп қалиду», — деди
19 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә:— Сән Һарунға: «Тайиғиңни ал. Қолуңни
Мисирдики һәр қайси дәрия, өстәң, сазлиқ вә көлләргә қаритип узарт.
Бу чағда Мисирниң һәммә йеридики сулар, һәтта яғач вә таш күпләрниң
ичидики суларму қанға айлиниду» дегин, — деди.
20 Муса билән Һарун Пәрвәрдигар тапилиған ишларни бәҗа кәлтүрди.
Падиша вә униң әмәлдарлириниң алдида Муса таяқни көтирип, дәрия сүйигә
уруведи, дәрия сүйи шу ан қанға айланди.
21 Дәриядики белиқлар өлди. Дәрия сүйи сесиқ пурап, мисирлиқлар
бу суни ичәлмәйдиған болуп қалди. Мисирниң һәммә йерини қан қаплиди.
22 Бирақ падишаниң сехиргәрлириму сехир арқилиқ охшаш ишни қилди.
Нәтиҗидә дәл Пәрвәрдигар ейтқандәк, падиша бурунқидәк җаһиллиқ қилип,
Муса билән Һарунниң сөзини аңлашни рәт қилди
23 вә бурулупла ордиға кирип кәтти. У бу ишқа қилчә әһмийәт бәрмиди.
24 Мисирлиқларниң һәммиси Нил дәриясиниң сүйини ичәлмәйдиған болуп
қалғачқа, ичидиған су издәп, дәрия әтраплирини колиди.
25 Пәрвәрдигар дәрия сүйини қанға айландуруп, аридин бир һәптә өтти.