Пәрвәрдигар Мусаға:
— Әнди сән Мениң падишаға қилидиған ишлиримни көрисән. У Мениң зор қудритимниң
тәсири билән исраилларни қоюп бериду, һәтта уларни зиминидин қоғлап
чиқириветиду, — деди.
2 Худа Мусаға мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигардурмән.
3 Мән бурун әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға һәммигә қадир
Худа болуп көрүндүм. Лекин Мән Өзәмни уларға «Мәңгү Бар Болғучи»
дегән намим арқилиқ ашкарилимидим.
4 Мән улар билән келишим түзүп, улар әйни вақитта мусапир болуп
туруватқан Қанан зиминини уларға беришкә вәдә қилған едим.
5 Һазир Мән исраилларниң мисирлиқларниң зулумидин қилған
дат-пәриятлирини аңлап, Өз келишимимни есимгә алдим.
6 Шуңа сән берип исраилларға мону сөзлиримни
йәткүз: «Мән Пәрвәрдигардурмән. Мән силәрни мисирлиқларниң
еғир әмгәклиридин азат қилимән, силәрни қуллуқтин әркинликкә
ериштүримән. Мән зор қудритимни көрситип силәрни қутқузимән,
мисирлиқларни қаттиқ җазалаймән. 7 Силәрни Өз хәлқим қилимән.
Мән силәрниң Худайиңлар болимән. Мисирлиқларниң қуллуғидин қутулған
вақтиңларда, бу ишни Мениң — Пәрвәрдигариңлар болған
Худаниң қилғанлиғини билисиләр. 8 Мән силәрни әҗдатлириңлардин
Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән.
У йәрни силәргә зиминлиққа беримән. Мән Пәрвәрдигардурмән».
9 Муса бу сөзләрни исраилларға йәткүзди, лекин еғир қуллуқ азавидин
роһсизланған исраиллар униң сөзигә қулақ салмиди.
10 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә:
11 — Сән падишаниң йениға берип, униңға исраилларниң Мисирдин
чиқип кетишигә йол қоюшни ейтқин, — деди.
12 Муса Пәрвәрдигарниң алдида: — Сөзүмгә исраиллар қулақ салмиған
йәрдә, Мисир падишаси қандақму қулақ салсун. Униң үстигә, мән бир
тили еғир адәм турсам! — дәп җавап қайтурди.
13 Бирақ Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Силәр берип исраиллар
билән Мисир падишасиға: «Худа бизгә ‹ Исраилларни Мисирдин елип
чиқиңлар › дәп әмир қилди», дәңлар, — дәп буйриди. Муса билән Һарунниң
әҗдатлири
14 Төвәндикиләр бир қисим исраил қәбилилириниң аилә башлиқлири.
Яқупниң тунҗа оғли Рубенниң оғуллири: Һанух, Паллу, Һесрон вә Карми.
Улардин Рубен қәбилисиниң тармақ җамаәтлири мәйданға кәлди.
15 Шимонниң оғуллири:
Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған
Шаул. Улардин Шимон қәбилисиниң тармақ җамаәтлири мәйданға кәлди.
16 Лавийниң Гәршон, Коһат вә Мәрари исимлиқ үч оғли болуп,
улар лавий қәбилисидики тармақ җамаәтләрниң атилири еди. Лавий
бир йүз оттуз йәттә жил өмүр сүрди.
17 Гәршонниң Ливни вә Шимеи исимлиқ икки оғли болуп, улардин лавий
қәбилисиниң тармақ җамаәтлири барлиққа кәлди.
18 Коһатниң Амрам, Йисхар, Һиброн вә Өззил исимлиқ оғли болуп, Коһат
бир йүз оттуз үч жил өмүр сүрди.
19 Мәрариниң Мәһли вә Муши исимлиқ икки оғли бар еди. Жуқуриқилар лавий
қәбилисиниң тармақ җамаәтлиридур.
20Амрам өз чоң аписи Йокәбәдни әмригә алған еди. У Һарун билән Мусани
туғди. Амрам бир йүз оттуз йәттә жил өмүр сүрди.
21 Йисхарниң Кораһ, Нәфәг вә Зийкри исимлиқ үч оғли бар еди.
22 Өззилниң Мишаил, Әлсафан вә Ситри исимлиқ үч оғли бар еди.
23 Һарун Наһшонниң сиңлиси Амминадабниң қизи Әлишәбани әмригә алди.
Әлишәба Һарунға Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар исимлиқ төрт оғул туғуп бәрди.
24 Кораһтин Ассир, Әлқана, Абиасаф исимлиқ үч оғул төрәлди. Улар кораһ
қәбилисидики тармақ җамаәтләрниң атилири болди.
25 Һарунниң оғли Әлиазар Путәлниң қизлиридин бирини әмригә алди.
У Пиниһасни туғди. Мана булар лавий қәбилисиниң аилә башлиқлири.
26 Пәрвәрдигар тәрипидин «Исраилларниң һәр қайси қәбилилирини топ-топи билән
Мисирдин елип чиқиңлар», дәп әмир қилинғанлар дәл мошу Һарун билән Муса еди.
27 Мисир падишасидин исраилларни қоюп беришни тәләп қилғанларму мана мошу
Муса билән Һарундур.Һарунниң Мусаға вакалитән сөзлиши
28 Пәрвәрдигар Мисирда Мусаға сөзлигән вақитта, униңға:
29 — Мән Пәрвәрдигардурмән. Саңа қилған сөзлиримниң һәммисини Мисир падишасиға
йәткүзгин, — дегән еди.
30 Лекин Муса:— Мән йә сөзмән болмисам, падиша мениң сөзүмгә қандақму
қулақ салсун? — дәп җавап бәргән еди.