Муса вә Һарунниң Мисир падишаси билән көрүшүши
1 Шуниңдин кейин Муса билән Һарун Мисир падишаси билән көрүшүп:
— Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа сизгә:
«Хәлқимниң Мән үчүн һейт өткүзгили чөл-баяванға беришиға йол
қой» дәйду, — деди.
2 Мисир падишаси уларға: — Мени сөзигә бойсундуруп, исраил
хәлқини қоюп бәргүзгидәк қандақ Пәрвәрдигар екән у? Мән Пәрвәрдигарни
тонумаймән. Исраилларниму қоюп бәрмәймән, — деди.
3 Муса билән Һарун: — Ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа бизгә аян
болди. Әнди бизниң үч күнлүк йол бесип, чөл-баяванға берип, Пәрвәрдигаримиз
Худаға қурванлиқ қилишимизға иҗазәт бәрсиңиз. Болмиса, у бизни кесәллик вә
уруш билән һалак қилиши мүмкин, — деди.
Мисир падишаси Муса билән Һарунға:— Бу немә дегиниңлар! Хәлиқниң ишиға дәхил
йәткүзгиниңлар немиси? Берип ишиңларни қилиңлар!
5 Исраилларниң сани наһайити көп. Силәр уларниң вәзипилирини орунлишиға
тосқунлуқ қиливатисиләр,— деди.
6 Падиша шу күнила мисирлиқ әмгәк назарәтчилири билән уларниң қол астидики
исраил иш башчилириға буйруқ чүширип:
7 — Буниңдин кейин исраилларға кесәк қуюшқа бурунқидәк саман жиғип бәрмәңлар!
Саманни өзлири жиғсун.
8 Лекин улар кесәк санини бурунқидәкла орунлисун. Бу санни кемитишиңларға
қәтъий болмайду. Улар һорун, уларниң «Худайимиз үчүн қурванлиқ қилғили
беришимизға иҗазәт бәргәйсиз», дейишиниң сәвәвиму дәл шу!
9 Уларни техиму еғир ишларға селиңлар. Бундақ қилсаңлар, улар тиним тапмастин
ишләп, ялған гәпләргә қулақ селишқа вақитму чиқиралмайду, — деди.
10 Мисирлиқ әмгәк назарәтчилири билән уларниң қол астидики исраил иш башчилири
берип, исраилларға:— Падиша бизгә: «Буниңдин кейин исраилларға саман бәрмәңлар,
11 қәйәрдә саман болса, шу йәрдин өзлири әкәлсун. Бирақ кесәкниң санидин
бирниму кемитмәңлар» дәйду, — деди.
12 Буниң билән исраиллар пүтүн Мисирниң һәммә җайлириға берип, еңиз самини
топлайдиған болди.
13 Әмгәк назарәтчилири болса һәр күни уларни: «Бурун силәргә саман берилгән
вақиттикидәкла көп кесәк қуйисиләр», дәп қистиди.
14 Әмгәк назарәтчилири мисирлиқлар тәрипидин тайинланған исраил иш башчилирини
қамчилап, уларни: — Немишкә түнүгүн вә бүгүн қулларға бурунқидәк санда кесәкни
қуйдурмидиңлар? — дәп сорайдиған болди.
15 Шуңа бу иш башчилири Мисир падишасиниң алдиға берип: — Җанаби алийлири,
қуллириға немишкә мундақ муамилә қилидила?
16 Қуллириға саман йәткүзүп берилмәйватиду, лекин биз йәнила бурунқи санда
кесәк қуюшқа буйрулуватимиз. Һазир қуллири таяқ йәватиду. Әмәлиятта булар
силәр мисирлиқларниң хаталиғи, — дәп налә қилишти.
17 Падиша уларға:— Һәр қайсиң һорун, һорун немиләрсән! «Пәрвәрдигаримиз үчүн
қурванлиқ қилип келишкә иҗазәт бәргәйла», дейишкәнлириңниң сәвәвиму шу.
18 Дәрһал қайтип берип ишиңни қилиш! Һәр қайсиңға берилидиған саман йоқ.
Кесәкни йәнила бурунқидәк санда тапшурушисән, — деди.
19 Кесәк саниниң кемитилмәйдиғанлиғини аңлиған исраил иш башчилири бешиға чоң
бала-қазаниң кәлгәнлигини билишти.
20 Улар падишаниң йенидин чиқип, ташқирида өзлирини күтүп туруватқан
Муса билән Һарунға:
21 — Силәрниң немә қиливатқанлиғиңларға Пәрвәрдигар гува. У силәрниң әдивиңларни
бәрсун. Силәр бизни падиша вә униң әмәлдарлириниң алдида йәр билән йәксән
қилдиңлар. Уларға бизни өлтүрүшкә банә тепип бәрдиңлар, — деди.
Худаниң исраилларни азат қилишқа вәдә қилиши
22 Буниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға берип: — Әй Егәм, Өз хәлқиңни немишкә
бундақ хорлайсән? Мени бу йәргә немишкә әвәттиң?
23 Мән падишаниң алдиға берип Сениң сөзлириңни йәткүзгәндин бери, у хәлқиңгә
техиму зулум салидиған болди. Амма Сән уларни һәргиз қутқузмидиң! — деди.