Худаниң Мусаға алаһидә қабилийәт ата қилиши
1 Бирақ Муса Пәрвәрдигарға:— Исраиллар маңа ишәнмәй, сөзүмгә қулақ
салмай, маңа:«Пәрвәрдигар саңа әсла көрүнмиди» десә, қандақ қилимән, — деди.
2 Пәрвәрдигар униңдин:— Қолуңдики немә? — дәп сориди.— Таяқ, — дәп җавап
бәрди у.
3 Пәрвәрдигар униңға:— Таяқни йәргә ташла, — дәп буйриди. Муса уни йәргә
ташлаведи, у иланға айланди. Муса униңдин қачти.
4 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә:— Иланниң қуйруғини тут, — дәп буйриди. Муса
иланниң қуйруғини тутуведи, илан йәнә таяққа айлинип кәтти.
5 Пәрвәрдигар униңға:— Мана бу исраилларни Пәрвәрдигарниң, йәни уларниң
әҗдатлири Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худаниң
саңа көрүнгәнлигигә ишәндүриду, — деди.
6 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә:— Әнди қолуңни қойнуңға сал, — деди. Муса қолини
қойниға селип чиқирип қариведи, қолини мохо қаплап кәткән еди.
7 Андин Пәрвәрдигар: — Қолуңни йәнә қойнуңға сал, — деди. У қолини қойниға
селип чиқириведи, қоли әслигә келип, бәдининиң башқа җайлириға
охшаш һаләткә кәлгән еди.
8 Пәрвәрдигар сөзини давамлаштуруп: — Әгәр улар саңа ишәнмисә яки дәсләпки
мөҗүзидин кейин йәнила қайил болмиса, кейинки мөҗүзә бәлким уларни қайил
қилиду.
9 Әгәр бу икки мөҗүзиму уларни қайил қилалмиса вә уларни сөзүңгә қулақ
салдуралмиса, у чағда сән Нил дәриясиниң сүйидин бир аз елип, қуруқ йәргә
төк. Сән шундақ қилғиниңда, су қанға айлиниду, — деди.
10 Лекин Муса: — Әй Егәм, мени әйипкә буйрума, мән әзәлдинла сөзмән әмәсмән.
Сән мән билән сөзләшкәндин кейинму йәнә шу, мән мана мошундақ
тили еғир адәммән, — деди.
11 Пәрвәрдигар униңға: — Адәмгә сөзләш қабилийитини бәргән ким? Уни
сөзләләйдиған яки сөзләлмәйдиған, аңлалайдиған яки аңлалмайдиған, көрәләйдиған
яки көрәлмәйдиған қилған Мән Пәрвәрдигар әмәсму?
12 Сән баривәр, Мән саңа сөзмәнлик ата қилимән. Немә дейишиң керәклигини Мән
саңа үгитимән, — деди.
13 Лекин Муса җававән:— Әй Егәм, мән Сәндин өтүнүп қалай, Өзәң ихтияр қилған
башқа бирсини әвәткин, — деди.
14 Бу сөзни аңлиған Пәрвәрдигар Мусаға ғәзәплинип: — Сән билән бир лавий
қәбилисидин болған Һарун исимлиқ бир акаң барғу. Униң натиқ екәнлигини
билимән. У сени қарши елиш үчүн аллиқачан йолға чиқти. У сени көрсә хошал
болуп кетиду.
15 Сән демәкчи болғанлириңни униңға ейт. Мән саңа вә униңға сөзмәнлик
ата қилимән. Мән һәр иккиңларниң немә қилишиңлар керәклигини
силәргә үгитимән.
16 У сениң ағзиң болуп, саңа вакалитән халайиққа сөз қилиду. Сән болсаң
худди Худаға охшаш униңға униң немә дәйдиғанлиғини үгитисән.
17 Бу таяқни еливал, чүнки сән униң билән мөҗүзә көрситисән, — деди.
Мусаниң Мисирға қайтиши
18 Шуниң билән Муса қейинатиси Йетрониң йениға қайтип келип, униңға:
— Мениң Мисирға қайтип уруқ-туққанлиримниң техичә һаят
яки һаят әмәслигини көрүшүмгә иҗазәт бәргәйсиз, — деди. Йетро
униң тәливигә қошулуп, униңға ақ йол тилиди.
19 Муса техи Мидияндики вақтида Пәрвәрдигар униңға:— Сән Мисирға қайтип кәт!
Чүнки сени өлтүрмәкчи болған адәм өлди, — дегән еди.
20 Шуниң билән Муса аяли вә балилирини ешәккә миндүрүп, Мисирға қарап йолға
чиқти. У Худа униңға еливелишни
буйруған таяқни қолиға еливалди.
21 Пәрвәрдигар Мусаниң есигә селип йәнә мундақ деди: — Мисирға қайтип
барғиниңдин кейин, Мисир падишасиниң алдида Мән сени қадир қилған һәр
хил мөҗүзиләрни чоқум көрсәткин. Лекин Мән уни хәлқиңни қоюп бәрмәйдиған
җаһил қилимән.
22 У чағда сән Мисир падишасиға: «Пәрвәрдигар ‹ Исраил хәлқи Мениң тунҗа
оғлум.
23 Оғлумни Маңа ибадәт қилишқа қоюп бәргин, уни тосима. Рәт
қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән › дәйду», дегин.
24 Муса Мисирға қайтиш йолидики бир қоналғуда Пәрвәрдигар униңға йолуқуп,
униң җенини алмақчи болди.
25 Шуңа Мусаниң аяли Зипорә бир парчә өткүр қирлиқ ташни қолиға елип,
оғлиниң хәтнилигини кесип, уни Мусаниң путлириға тәккүзүп:
— Сән һәқиқәтән төкүлгән қан арқилиқ қутулдурулған еримсән,— деди.
26 (Зипорә оғлини хәтнә қилғанлиқтин Мусани «Төкүлгән қан арқилиқ
қутулдурулған ерим», деди.) Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусани аман қалдурди.
27 Шу вақитларда Пәрвәрдигар Һарунға:
— Сән чөл-баяванға берип Мусани күтүвал, — дегән еди. Һарун
йол жүрүп Худаниң теғиға йәткәндә, Муса билән көрүшти вә уни сөйди.
28 Муса Пәрвәрдигарниң өзигә ейтқан һәммә сөзлири вә Мисирда көрситишкә
буйруған барлиқ мөҗүзиләр һәққидә Һарунға сөзләп бәрди.
29 Шундақ қилип, Муса билән Һарун иккиси Мисирға берип,исраил ақсақаллириниң
һәммисини жиғди.
30 Һарун Пәрвәрдигарниң
Мусаға ейтқан һәммә сөзлирини уларға йәткүзди һәм көпчиликниң алдида мөҗүзиләрни
көрсәтти.
31Ақсақаллар униң сөзлиригә ишәнди. Улар Пәрвәрдигарниң өзлиригә көңүл бөлгәнлигини
вә зулум ичидики һаятиға нәзәр салғанлиғини аңлиған һаман, башлирини егип
Худаға сәҗдә қилишти.