Роһанийларниң муқәддәс кийимлирини тикиш
1 Көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулған рәхттин роһанийлар муқәддәс җайда вәзипә өтигәндә кийидиған муқәддәс кийимләр тикилди. Һарун үчүн тикилгән муқәддәс кийимләр Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
2 Ефод зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин тикилди. 3 Қоли чевәр устилар алтунни непиз соқуп, инчикә тала қилип кесип, уни көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиплар билән арилаштуруп, ефодни тоқиди.
4 Ефодниң икки данә мүрә тасмиси болди. Ефодниң алди вә кәйни қисми бу икки тасма арқилиқ туташтурулди.
5 Униңдин башқа йәнә, бәлбағ тәйярланди. Бәлбағ зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин устилиқ билән тоқулди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
6 Икки данә йоллуқ һеқиқ алтун көзлүккә қоюлуп, исраилларниң он икки қәбилисиниң исимлири униң үстигә устилиқ билән тамғиға
оюлған нәқишләрдәк оюлуп йезилди. 7Андин ефодниң икки данә мүрә тасмисиға қадилип, исраилларниң хатирә теши қилинди.
Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң әмри бойичә қилинди.
Көкрәклик ясаш
8 Худаниң ирадисини билиш үчүн кийилидиған көкрәклик қоли чевәр устилар тәрипидин тикилди. Тикилиш усули ефод билән
охшаш болуп, у зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жип билән тикилди.
9 Көкрәкликниң узунлуғи вә кәңлиги охшашла жигирмә бәш сантиметрдин қилинип, төрт булуңлуқ һәм икки қат, йәни янчуқлуқ
қилип тикилди.
10 Үстигә төрт қур қиммәтлик таш қадалди. Биринчи қурға қизил яқут, топаз вә зумрәт орнитилди.
11 Иккинчи қурға көк қашташ, көк яқут вә алмас орнитилди.
12 Үчинчи қурға сөсүн яқут, һеқиқ вә сөсүн кварц орнитилди.
13 Төртинчи қурға рәңсиз яқут, йоллуқ һеқиқ вә йешил қашташ орнитилди. Буларниң һәммиси алтун көзлүккә елинип, көкрәкликкә қадалди.
14 Исраилларниң он икки қәбилисиниң исми худди тамғиға оюлған нәқишләрдәк бу қиммәтлик ташларниң үстигә оюлуп йезилди.
15 Көкрәкликни ефодқа бәкитиш үчүн сап алтундин ешилгән шойнидәк икки тал зәнҗир соқулди.
16 Көкрәкликниң үсти тәрипидики икки бүҗигиниң һәр биригә бирдин алтун һалқа бәкитилди.
17 Зәнҗирләр айрим-айрим һалда алтун һалқидин өткүзүлүп,
18 ефод тасмисиниң алди тәрипидики икки алтун көзлүккә уланди.
19 Көкрәкликниң төвән тәрипидики икки бүҗәкниң ефодқа тегип туридиған ички йүзигә икки данә алтун һалқа бәкитилди.
20 Шундақла йәнә ефодниң бәл қисмиға, йәни бәлбағниң жуқурисиғила икки данә алтун һалқа бәкитилди.
21 Көкрәкликниң пулаңлап кәтмәй, ефодқа чаплишип туруши үчүн, көкрәкликтики һалқилар билән ефодтики һалқилар бир тал көк жип арқилиқ өз-ара уланди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди. Роһанийлар кийидиған башқа кийимләрниң тикилиши
22 Тоқумичилар ефодниң ичигә кийилидиған периҗини тоқиди. Периҗиниң рәңги пүтүнләй көк болди.
23 Периҗигә ойма яқа ечилип, житилип кәтмәслиги үчүн яқиниң чөрисигә пәваз тутулди.
24 Периҗиниң аяқ пешигә көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин анар нусхилиқ кәштиләр чүширилди.
25 Сап алтундин қоңғурақлар ясилип, периҗиниң аяқ пешидики анар нусхилиқ кәштиләр оттурисиға бирдин есилди.
26 Роһанийлиқ вәзиписини өтигәндә, кийилидиған бу периҗиниң пешигә новәт билән анар нусхилиқ кәштиләр тикилди вә алтун
қоңғурақлар орнитилди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
27 Һарун вә униң оғуллири үчүн кәндир жиптин ич периҗә тикилди.
28 Кәндир жиптин сәллә, баш кийим вә тамбалларму тәйярланди.
29 Кәндир жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жиптин бир бәлбағ тоқулуп, үсти кәштиләнди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға
буйруғини бойичә қилинди. 30 Сап алтундин бир тахтичә ясилип, униң үстигә «Пәрвәрдигарға аталди» дегән хәтләр тамғиға оюлғандәк оюлуп йезилди.
31 Һәм көк рәңлик жип билән сәллигә тақап қоюлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинибойичә қилинди.
Мусаниң хизмәтләрни көздин кәчүрүши
32 Ибадәт чедири — Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң тәйярлиқ хизмәтлири пүтүнләй тамамланди. Пәрвәрдигарниң
Мусаға буйруғанлирини исраиллар бир-бирләп орунлиди.
33 Уларибадәт чедири вә чедирниң барлиқ сайманлирини Мусаниң алдиға елип кәлди. Уларниң ичидә: илмәк, рама, тоғра балдақ,
түврүк вә түврүк пути,
34 қизил боялған қошқар терисидин ясалған йопуқ, нәпис ишләнгән терә йопуқ, йопуқ пәрдиси,
35 пәризләрни салидиған келишим сандуғи, униң көтириш балдақлири вә ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти»,
36 үстәл, үстәлниң сайманлири, Худаға сунидиған нанлар,
37 сап алтун чирақдан, униң сайманлири, чирақ, чирақ йеғи,
38 алтун исриқдан, муқәддәс яғ, хушбой исриқ, ибадәт чедириниң кириш ағзиниң пәрдиси,
39 мистин ясалған қурванлиқ суписи, қурванлиқ суписиниң мис тори, супиниң көтириш балдақлири вә униң барлиқ сайманлири,
паклиниш деси вә дас қойғуч,
40 һойлиниң чөрисидики пәрдә тосуқлар, пәрдә түврүклири вә түврүк путлири, һойлиниң кириш ағзиниң пәрдиси, чедирниң танилири вә қозуқлири,
41 роһаний Һарун вә униң оғуллири муқәддәс җайда хизмәт өтигәндә кийидиған нәпис муқәддәс кийимләр бар еди.
42 Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлирини исраиллар бир-бирләп орунлиди.
43 Муса пүтүн нәрсиләрни көздин кәчүрүп, уларниң қилғанлириниң пүтүнләй Пәрвәрдигарниң әмри бойичә болғанлиғини көрүп, уларға бәхит тиләп дуа қилди.