Қурванлиқ суписини ясаш
1 Қурванлиқ суписи акация яғичидин ясалди. Супа төрт булуңлуқ болуп, униң егизлиги бир йерим, узунлуғи вә кәңлиги икки йерим метрдин қилинди.
2 Супиниң төрт бүҗигигә мүңгүзләр чиқирилди. Улар супа билән бир пүтүн қилинип, мис билән қапланди.
3 Қурванлиқ суписиға ишлитилидиған күлдан, гүҗәк, дас, лахшигир вә отдан қатарлиқлар ясалди. Бу сайманларниң һәммиси мистин болди.
4 Буниңдин башқа, қурванлиқ суписиға мистин бир тор ясилип, қурванлиқ супа отханисиниң оттурисидики тор тәкчисиниң үстигә қоюлди.
5 Андин балдақ өткүзүлидиған,торниң төрт бүҗигигә бәкитилидиған төрт данә мис һалқа ясалди.
6 Буниңдин башқа, қурванлиқ суписини көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясилип, мис билән қаплинип,
7 икки яндики һалқиларға өткүзүлди. Қурванлиқ суписиниң оттуриси кавак қилип, тахтайдин ясалди.
Паклиниш десини ясаш
8 Паклиниш деси вә дас қойғуч Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң ишиги алдида хизмәт қилидиған аяллар тәрипидин
берилгән мис әйнәкләрдин ясалди.
Ибадәт җайиниң һойлиси
9 Ибадәт чедириниң әтрапини тосап һойла қилиш үчүн кәндир жиптин пәрдә тоқулди. Җәнуп тәрәптики пәрдиниң узунлуғи әллик
метр қилинип,
10 пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили жигирмә данә мис пут ясалди. Пәрдиләрни бәкитидиған түврүк илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалди.
11 Шимал тәрәпкиму пәрдә орнитилди. Униң узунлуғиму әллик метр қилинип, пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили жигирмә данә мис пут ясалди. Түврүк илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалди.
12 Ғәрип тәрәптики пәрдиниң узунлуғи жигирмә бәш метр қилинди. Пәрдини көтирип туруш үчүн, он данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили он данә мис пут ясалди.
13 Һойлиниң шәриқ тәрипидики пәрдиниң узунлуғиму жигирмә бәш метр қилинди.
14 Кириш ағзиниң бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болди. Пәрдини бәкитиш үчүн үч түврүк вә үч пут ясалди.
15 Йәнә бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болди. Униңғиму үч данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили үч данә мис пут ясалди.
16 Һойлиниң әтрапидики барлиқ пәрдиләр кәндир жиптин тоқулди.
17 Түврүкләрниң путлири мистин, илмәк, һалқилири болса күмүчтин ясалди, түврүкниң беши күмүчтин қапланди. Һойлиниң төрт
әтрапидики түврүкләрниң һәммисидә күмүч һалқилар болди.
18 Һойлиниң кириш ағзиниң пәрдилири көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин тоқулуп кәштиләнди. Пәрдиниң
кәңлиги он метр, егизлиги болса һойлиниң тосуқ пәрдисиниң егизлигидәк икки йерим метр қилинди.
19 Төрт данә путлуқ мис түврүк уни көтирип турди. Түврүкләрдики илмәк, һалқиларниң һәммиси күмүчтин ясалди, түврүкләрниң бешиму күмүч билән қапланди.
20 Ибадәт чедириға ишлитилгән барлиқ қозуқлар мистин қуюлди.
Ибадәт чедириға ишлитилгән материаллар
21 Келишим чедири дәпму аталған ибадәт чедирини ясашқа ишлитилгән материаллар, Мусаниң тапшуруғи бойичә лавийлар тәрипидин көздин кәчүрүлгән болуп, роһаний Һарунниң оғли Итамарниң саниғидин өткән еди.
22 Пәрвәрдигар Мусаға буйруғанларниң һәммисини йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, Уриниң оғли
Бизалил ясиди.
23 Униңға ярдәмчи болған Дан қәбилисидин болған Ахисамақниң оғли Оһолиябниңму қоли чевәр болуп, у нәққашлиқ, оймичилиқ вә көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип һәм кәндир жиплардин кәштә тикишни биләтти.
24 Ибадәт җайиниң қурулуши үчүн аталған алтун рәсмий өлчәм бойичә бир миң килограммға тоғра кәлди.
25 Нопус тизимлиғидики кишиләр соға қилған күмүч рәсмий өлчәм бойичә үч миң төрт йүз қириқ килограммға тоғра кәлди.
26 Нопус тизимлиғиға асасланғанда, жигирмә яштин жуқурилар җәми алтә йүз үч миң бәш йүз әллик
нәпәр болуп, рәсмий өлчәм бойичә һесаплиғанда, һәр бир киши тапшурған күмүч бәш йерим килограмм болди.
27 Үч миллион төрт йүз миң килограмм күмүчтин ибадәт җайи рамилириниң вә пәрдиләр бәкитилидиған түврүкләрниң йүз күмүч пути ясалди. Һәр бир путқа оттуз төрт килограммдин күмүч ишлитилди.
28 Қалған қириқ килограмм күмүч түврүкләрниң илмәк вә һалқилирини ясашқа һәм түврүкләрниң бешини қаплашқа ишлитилди.
29 Пәрвәрдигарға аталған мис җәми икки миң төрт йүз килограмм болуп,
30 у Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң кириш ағзидики түврүк путлири, қурванлиқ суписи вә униң мис тори, супиниң
пүтүн сайманлири,
31 һойлиниң әтрапидики тосуқ пәрдиниң түврүклири, һойлиниң кириш ағзидики түврүк путлири, ибадәт чедириниң вә
һойлиниң тосуқ пәрдисиниң қозуқлириға ишлитилди.