Келишим сандуғини ясаш
1 Бизалил акация яғичидин узунлуғи йүз жигирмә бәш, кәңлиги вә егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясиди.
2 Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутти.
3 У йәнә алтундин төрт һалқа қуйдуруп, сандуқниң төрт путиға бир тәрипигә иккидин орнатти.
4‑5 Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уларни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзди.
6 Сандуқниң үстигә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни
«Меһир-шәпқәт тәхтини» ясиди.
7 Алтундин икки данә «êеруб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп,
8 «Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир пүтүн қилип бирләштүрди.
9 Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һалда тәхтниң йүзигә қаришип, қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип туридиған болди.
Үстәл
10Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир үстәл ясилип,
11 сап алтун билән қапланди һәм униң чөрисигә алтундин җийәк тутулди.
12 Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюлуп, униңғиму алтун җийәк тутулди.
13 Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясилип, үстәлниң төрт бүҗигидики путиға орнитилди.
14 Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа пәвазға йеқин орнитилди.
15 Балдақ акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.
16 Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә пиялиләр сап алтундин ясалди.
Чирақдан ясаш
17 Сап алтундин бир чирақдан соқулди. Чирақданниң пути билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә бәрглири бир пүтүн қилинди.
18 Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилди.
19 Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики үч тал қәдәһ болди. Чирақданниң алтә шахчисиниң
һәммисила мошундақ ясалди.
20 Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болди.
21 Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң астиға түгүн чиқирилди. Чирақданниң алтә
шехиниң һәммиси шундақ ясалди.
22 Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин соқулди.
23 Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилди.
24 Чирақдан, униң пилик қисқучлири вә күлданлири оттуз төрт килограмм сап алтундин ясалди.
Исриқданни ясаш
25 Исриқдан акация яғичидин ясалди. У төрт булуңлуқ болуп, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин қилинди.
26 Униң үсти, төрт тәрипи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлди.
27 Исриқданни көтиридиған балдақларни өткүзүш үчүн алтундин икки һалқа ясилип, икки яндики җийәкләрниң астиға бәкитилди.
28 Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.
29 Хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә муқәддәс яғ вә хушбой исриқлар ясалди.