1 Бизалил, Оһолияб вә башқа уста һүнәрвәнләр, йәни Пәрвәрдигарниң қабилийәт ата қилиши билән ибадәт җайини қандақ
ясашни билгән кишиләрниң һәммиси, Пәрвәрдигарниң көрсәтмиси бойичә шу хизмәтләрни қилсун. Хәлиқниң һәдийәлири
2 Муса, Бизалил билән Оһолияб вә Пәрвәрдигар қабилийәт ата қилған, көңли илһамлинип хизмәт қилишни халиған кишиләрни жиғди.
3 Улар Мусадин исраилларниң ибадәт җайини ясашқа һәдийә қилған барлиқ соғиларни тапшурувалди. Һәр күни әтигәнлиги кишиләр өз мәйли билән соғилирини елип келәтти.
4 Шуңа ибадәт җайини ясашқа қатнашқан устилар өз хизмәтлирини тохтитип,
5 Мусаниң алдиға берип: «Кишиләр елип кәлгән һәдийәләр Пәрвәрдигар буйруған ибадәт җайини ясаш еһтияҗидин ешип кәтти!» дейишти.
6 Шуңа Муса пүтүн қараргаһтикиләрниң әнди ибадәт җайи үчүн һәдийә қилмаслиғини буйриди. Кишиләр болса соға елип келишни
шундила тохтатти. 7 Тапшурувелинған һәдийәләр пүтүн ибадәт җайиға йетип, һәтта ешип қалди.
Ибадәт чедириниң ясилиши
8 Хизмәтчи хадимлар ичидики уста һүнәрвәнләр Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирини он данә йопуқтин ясиди. Бу йопуқлар кәндир
жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр уста тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнди.
9 Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда, узунлуғи он төрт метр, кәңлиги икки метрдин қилинди.
10 Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип уланди.
11 Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилди.
12 Йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилди.
13 Әллик алтун илмәк ясилип, икки парчә йопуқ туташтурулди.
14 Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқулди.
15 Йопуқларниң һәр бириниң чоң- кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш метр, кәңлиги икки метрдин болди.
16 Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип уланди.
17 Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң четидикисигиму әллик изма тикилди.
18 Мистин әллик илмәк ясилип, улар измиларға өткүзүлүп, икки парчә йопуқ бир-биригә улинип, бир пүтүн йопуқ қилинди.
19 Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн, қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғи ясалди.
20 Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясалди.
21 Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болди.
22 Һәр бир рамиға бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучи ясалди. Һәммә рамиларда шундақ улиғуч болди.
23 Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама ясалди.
24 Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясилип, һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилди.
25 Йәнә чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама ясилип,
26 булар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясилип, һәр бир раминиң тегигә иккидин тәйярланди.
27 Лекин чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама ясалди.
28 Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама ясалди.
29 Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп муқумлаштурулди. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалди.
30 Демәк, чедирниң ғәрип тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә күмүч пут болди.
31 Буниңдин башқа акация яғичидин он бәш тоғра балдақ ясалди. Булардин чедирниң бир йенидики рамиларға бәш данә,
32 йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә һәм чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған рамиларғиму бәш данә орнитилди.
33 Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалди.
34 Рамилар вә балдақлар алтун билән қапланди, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалди.
35 Кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қоли чевәр устилар тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити кәштиләнди.
36 Бу пәрдә акация яғичидин ясалған төрт данә түврүккә бәкитилгән алтун илмәкләргә есилди.
Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилди.
37 Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн
вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир пәрдә тоқулди.
38 Пәрдини есиш үчүн акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қапланди. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болди һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалди.