Дәм елиш күниниң қаидә-низами
1 Муса пүтүн исраилларни чақирип, уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар силәрниң төвәндики қаидигә риайә қилишиңларни буйриди.
2 «Иш қилишиңларға йетәрлик алтә күн бар. Йәттинчи күн болса муқәддәс болуп, у Пәрвәрдигарға мәнсүп болған
дәм елиш күнидур. Бу күни хизмәт қилғанла кишигә өлүм җазаси берилиду.
3 Дәм елиш күни һәтта өз өйидә от йеқишқиму болмайду». Ибадәт җайи үчүн һәдийә сунуш
4 Муса пүтүн исраил хәлқигә йәнә мундақ деди: — Пәрвәрдигар шундақ әмир қилдики:
5 «Силәр Пәрвәрдигарға һәдийә сунуңлар, халиғанлар алтун, күмүч, мис,
6 көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жип, кәндир жип һәм өшкә тивити,
7 қизил боялған қошқар териси, нәпис ишләнгән териләр, акация яғичи,
8 чирақ йеғи, муқәддәс яғ вә исриқ ясайдиған хушбой дора-дәрмәкләр,
9 баш роһаний кийидиған қисқа ефод билән көкрәкликкә қадилидиған йоллуқ һеқиқ таш вә башқа есил ташларни һәдийә қилсун». Ибадәт чедириниң сайманлири
10 — Араңлардики маһир устилар келип, Пәрвәрдигар буйруған барлиқ нәрсиләрни,
11 йәни ибадәт чедири, чедирниң йопуғи, чедирниң илмәк, рама, тоғра балдақлири вә түврүклири һәм түврүк путлири,
12 келишим сандуғи, сандуқни көтиридиған балдақлар, сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» вә йопуқ пәрдиси,
13 үстәл, үстәлни көтиридиған балдақлар вә үстәл сайманлири, Худаға сунидиған нанлар,
14 чирақдан вә униң сайманлири, чирақ вә чирақ йеғи,
15 исриқдан вә уни көтиридиған балдақлар, муқәддәс яғ вә хушбой исриқ, чедирниң кириш ағзиниң пәрдиси,
16 көйдүрмә қурванлиқ суписи билән униң мис тори, көтириш балдақлири вә барлиқ сайманлири, паклиниш деси вә дас қойғуч,
17 һойлиниң чөрисидики пәрдә тосуқлар, пәрдә түврүклири вә түврүк путлири, һойлиниң кириш ағзиниң пәрдиси,
18 чедир вә һойлиниң қозуқ вә ағамчилири,
19 роһаний Һарун вә униң оғуллири муқәддәс җайда хизмәт өтигәндә кийидиған нәпис муқәддәс кийимләрни тәйярлисун.
Хәлиқниң һәдийәси
20 Пүтүн исраил хәлқи Мусаниң йенидин қайтишти.
21 Көңли илһамланған вә разимәнлик билән һәдийә қилишни халиғанларниң һәммиси Пәрвәрдигар билән учришиш чедирини бена қилиш, униң ичидики нәрсиләрни ясаш вә муқәддәс кийимни тикишкә керәклик болған лазимәтликләрни елип келишти. 22 Һәдийә қилишни халайдиған әрләр вә аяллар болупму, һалқа, үзүк вә биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни әкелип, Пәрвәрдигар үчүн атиди.
23 Көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жип, кәндир жип, өшкә тивити қизил боялған қошқар териси вә нәпис ишләнгән терә қатарлиқ
нәрсилири барлар уларни елип келишти.
24 Күмүч яки мис һәдийә қилалайдиғанлар һәдийәлирини елип келишти. Акация яғичи барларму уни елип келишти.
25 Қоли чевәр аяллар өз қоли билән егиргән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жип һәм кәндир жипларни елип келишти.
26 Көңли илһамланған қабилийәтлик аяллар йәнә өшкә тивитидин жип егиришти.
27Ақсақаллар ефодқа вә көкрәкликкә қадилидиған йоллуқ һеқиқ таш вә башқа есил ташлар,
28 чирақ, муқәддәс яғ вә исриқ үчүн хушбой дора-дәрмәк вә яғларни елип келишти.
29 Мәйли әр яки аял болсун, Пәрвәрдигарға һәдийә сунушни халиған исраилларниң һәммиси һәдийәлирини елип келишип,
Пәрвәрдигар Муса арқилиқ уларни селишқа буйруған ибадәт җайи үчүн тәғдим қилишти. Ибадәт чедирини ясаш һүнири
30 Муса сөзини давамлаштуруп мундақ деди:— Қараңлар! Пәрвәрдигар йәһуда қәбилисидин Хурниң нәвриси,
Уриниң оғли Бизалилни таллиди.
31 Уни Өз роһи билән толтуруп, униңға әқил-парасәт, билим вә хилму-хил һүнәр-сәнъәт қабилийитини ата қилди.
32 У һазир хилму-хил һүнәрләрни, йәни алтун, күмүч вә мистин һәр хил нәрсиләрни ясаш,
33 қиммәтлик ташларни кесиш вә уларни зенәт буюмлириға селиш һәм яғачларға нәқиш оюштәк һүнәрләрни билиду.
34 Пәрвәрдигар йәнә Дан қәбилисидин Ахисамақниң оғли Оһолиябқиму әқил-парасәт ата қилип, уларни башқиларға
устаз қилди.
35 Пәрвәрдигар уларни әқил-парасәтлик қилип, уларға нәққашлиқ, оймичилиқ, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә
кәндир жиплардин кәштә тикиш, рәхтләрни тоқуш қатарлиқ һәр хил нәпис һүнәрләрни қилиш қабилийәтләрни ата қилди. Улар һәр
хил ишларниң һөддисидин чиқалайду вә хилму-хил һүнәрләрни ойлап чиқиралайду.