Ибадәт чедириниң тиклиниши
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ әмир қилди:
2 — Биринчи айниң биринчи күни ибадәт чедири — Пәрвәрдигар билән учришиш чедирини тикип,
3 он пәриз йезилған таш тахтилар қоюлған келишим сандуғини униң ичидики әң муқәддәс җайға қоюп, уни пәрдә билән тосап қойғин.
4 Үстәлни чедирдики муқәддәс җайға елип кирип, үстигә сайманлирини тизип қойғин. Чирақданниму елип кирип, чирақлирини йеқип қойғин.
5 Исриқданни әң муқәддәс җайдики келишим сандуғиниң удулиға, йәни әң муқәддәс җайни айрип туридиған пәрдиниң сиртиға
қойғин. Чедирниң кириш ағзиниң пәрдисини тартип қойғин.
6 Көйдүрмә қурванлиқ суписини ибадәт чедири — Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң алдиға қойғин.
7 Паклиниш десини чедир билән қурванлиқ суписиниң арисиға қоюп, униңға су толтуруп қойғин.
8 Ибадәт җайиниң һойлисиниң пәрдилирини бәкитип, кириш ағзиниң пәрдисиниму есип қойғин.
9 Ибадәт чедири вә униңдики барлиқ сайманлирини муқәддәс яғ билән яғлап, Маңа — Пәрвәрдигариңға аҗратқин. Шундақ қилсаң, бу нәрсиләр муқәддәс болиду. 10Андин кейин қурванлиқ суписи вә һәммә сайманлирини муқәддәс яғ билән яғлап, Маңа — Пәрвәрдигариңға аҗратқин. Шундақ қилсаң, бу нәрсиләр муқәддәс болиду.
11 Паклиниш деси вә дас қойғучниму муқәддәс яғ билән яғлап, Маңа —Пәрвәрдигариңға аҗратқин.
12 Һарун вә униң оғуллирини Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң алдиға елип келип, жуюп пакландурғин.
13 Һарунға муқәддәс кийимләрни кийдүрүп, муқәддәс яғни сүркәп, Маңа — Пәрвәрдигариңға аҗратқин. Шундақта у Мән үчүн
роһанийлиқ қилалайду. 14Андин Һарунниң оғуллирини елип келип, уларға периҗиләрни кийдүрүп,
15 худди атисиға яғ сүркигәндәк, уларға муқәддәс яғ сүркәп, Мән үчүн роһанийлиқ қилишқа аҗратқин. Уларға яғ сүркилиш, уларниң әвлаттин әвлатқичә роһанийлиқ қилишиға тайинланғанлиғини көрситиду.
16 Муса мана буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң әмри бойичә бәҗа кәлтүрди.
17 Шуниң билән улар Мисирдин чиқип иккинчи жили биринчи айниң биринчи күни ибадәт чедирини тикти.
18 Муса чедир рамилириниң путлирини орнитип, рамиларни тикләп, тоғра балдақлирини қоюп, түврүклирини орнатти.
19Андин у пүтүн чедирниң үсти вә әтрапини пәрдә билән қаплап, торус пәрдисиниң үстигә йопуқ япти. Уларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
20Андин кейин у пәризләр йезилған икки таш тахтини келишим сандуғиға селип, көтириш балдақлирини келишим сандуғиниң
һалқисидин өткүзүп, үстигә сандуқ ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» орнатти.
21Андин келишим сандуғини ибадәт чедириниң ичигә қоюп, сандуқни тосап қоюш үчүн йопуқ пәрдисини асти. Булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
22 Муса үстәлни Пәрвәрдигар билән учришиш чедириға елип кирип, уни чедир ичидики шималий тәрәпкә, әң муқәддәс җайниң алдидики
йопуқ пәрдисиниң сиртиға, сиртидики муқәддәс җай дәп аталған қисмиға қойди.
23 Үстәлгә Пәрвәрдигарға аталған нанларни қойди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
24 У чирақданни чедирдики муқәддәс җай ичидики җәнуп тәрәпкә, үстәл билән удул қилип қоюп,
25 Пәрвәрдигарниң һозуриға чирақни йеқип қойди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
26 У алтун исриқданни чедирниң ичигә, әң муқәддәс җайни айрип туридиған йопуқ пәрдисиниң алдиға қоюп,
27 исриқданда хушбой исриқни көйдүрди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
28 У чедир ағзиға пәрдә асти. 29 Пәрдиниң алдиға көйдүрмә қурванлиқ суписини ясап, үстигә көйдүрмә қурванлиқ вә буғдай нәзир-чириғини қойди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
30 Муса паклиниш десини ибадәт чедири — Пәрвәрдигар билән учришиш чедири билән қурванлиқ суписиниң арисиға қоюп,
паклинишқа ишлитиш үчүн дасқа су толтуруп қойди.
31‑32 Муса, Һарун вә униң оғуллири чедирға кириш яки қурванлиқ суписиниң йениға бериштин авал даста пут-қолини жуйидиған болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
33 Муса чедир вә қурванлиқ суписиниң чөрисигә тосуқ пәрдә тартип, һойла қилди һәм униң кириш ағзиға пәрдә асти. Шундақ қилип, у пүтүн ишни тамамлиди.
Пәрвәрдигарниң парлақ нуриниң ибадәт чедирини қаплиши
34 У чағда Пәрвәрдигар билән учришиш чедирини булут қаплап, чедир Пәрвәрдигарниң парлақ нури билән толди.
35 Муса чедирға кирәлмиди. Чүнки булут чедир үстигә қонуп, чедир ичи Пәрвәрдигарниң нури билән толған еди.
36 Булут чедирдин һәр бир көтирилгәндә, исраилларға сәпәрни давамлаштуруш бәлгүсини берәтти.
37 Булут көтирилмисә, улар қараргаһтин қозғалматти.
38 Улар пүтүн сәпиридә, күндүзи Пәрвәрдигарниң булутини чедирниң үстидә көрәтти. Кечиси болса булут ичидә көйүватқан отни көрәтти.