Алтун мозай
1 Исраиллар Мусаниң шунчә вақиттин бери тағдин чүшмигәнлигини көрүп, Һарунниң әтрапиға олишивелип, униңға:
— Туруң! Бизгә йол башлап маңидиған бут ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини
биләлмидуқ, — дейишти.
2 Һарун уларға: — Хотун, бала-җақилириңларниң қулиғидики алтун һалқиларни маңа әкелип бериңлар, — деди.
3 Улар алтун һалқиларни елип Һарунниң алдиға келишти.
4 Һарун һалқиларни ишлитип, мозай шәклидә бир бут ясиди. Халайиқ: — Әй исраил хәлқи, бизни Мисирдин елип чиққан илаһимиз мана шу! — дейишти.
5 Һарун буни көрүп, алтун мозай бутниң алдиға бир қурванлиқ суписини ясап: — Әтә Пәрвәрдигар үчүн һейт қилимиз, — дәп елан қилди.
6 Әтиси сәһәрдә хәлиқ көйдүрмә қурванлиқ вә аманлиқ қурванлиқни қилди. Андин кейин олтирип, халиғанчә йәп ичишип, кәйп-сапа қилишти.
7 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән дәрһал тағдин чүшкин! Чүнки сән Мисирдин елип чиққан хәлқиң гунаға толди.
8 Улар Мән көрсәткән йолдин чәтнәп кәтти. Улар алтундин мозай шәклидә бут ясап, униңға ибадәт қилип, униң үчүн қурванлиқ қилишти. Улар: «Бизни Мисирдин елип чиққан илаһимиз мана шу», дейишти.
9 Мән бу хәлиқниң интайин бойни қаттиқлиғини билдим.
10 Әнди сән Мениң ишимға арилашма, Мән уларға ғәзивимни чүширип һалак қиливетимән. Сени вә сени әвлатлириңни болса чоң хәлиқ қилимән, — деди.
11 Лекин Муса Пәрвәрдигари болған Худаға мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә немишкә бундақ ғәзәплинисән? Уларни Сән зор қудритиң билән Мисирдин елип чиқмиғанмидиң?
12 Немә үчүн мисирлиқларға: «Худаси уларни тағ-далаларда пүтүнләй һалак қилип, йәр йүзидин йоқитиш үчүн мәхсәтлик һалда Мисирдин елип чиққан екән», дейишкә сәвәп тепип берисән? Ғәзивиңни бесивелип, нийитиңдин янғайсән. Өз хәлқиңгә чоң балаю-апәт чүшәрмигәйсән.
13 Хизмәткарлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупларни әслигәйсән. Сән Өз намиң билән қәсәм қилип, уларға: «Әвладиңни асмандики юлтузлардәк көп қилимән, бу пүтүн зиминни сениң әвладиңға мәңгүлүк мирас қилип беримән» дегән едиң, — деди.
14 Буниң билән Пәрвәрдигар нийитидин йенип, Өз хәлқигә балаю- апәт чүшәрмиди.
15 Муса икки йүзигә пәризләр йезилған икки таш тахтини елип тағдин чүшти.
16 Бу икки таш тахтиға Худа Өзи әҗир сиңдүрүп, униңға пәризләрни Өз қоли билән язған еди.
17 Йәшу халайиқниң чуқан салған авазини аңлап, Мусаға:— Қараргаһта җәңниң авази чиқиватқандәк қилиду! — деди.
18 Муса униңға:— Җәң ғәлибисиниң тәнтәнисигиму охшимайду, мәғлубийәт пәриядиғиму охшимайду, бәлки нахша-күй садаси! — деди.
19 Муса қараргаһқа йеқин келип, мозай бут вә уссулға чүшкән халайиқни көрүп, ғәзивини басалмай, тағниң етигидә елип чүшкән
икки таш тахтини йәргә ташлап чеқивәтти. 20Андин у халайиқ ясавалған мозайни көйдүрүп, талқандәк қилип, суға чечивәтти вә исраилларни уни ичишкә буйриди.
21 У Һарунға: — Бу кишиләрни шунчә еғир гунаға паттурғидәк, улар саңа немә қилған еди? — деди.
22 Һарун мундақ җавап бәрди: — Маңа хапа болмиғайсән. Бу кишиләрниң яманлиқ қилишқа нийәт бағлиғанлиғидин сениң хәвириң бар. Улар маңа:
23 «Бизгә йол башлап маңидиған бут ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ», деди.
24 Мән уларға: «Алтун зенәт буюмлириңларни әкелиңлар», дегән едим. Алтун җабдуқлири барлар әкелип маңа тапшурди. Мән бу
алтун җабдуқларни отқа ташлаведим, у мозай болуп чиқти.
25 Муса Һарунниң башқурушқа амалсиз қалғанлиғи билән, хәлиқниң өз мәйлигә иш қилип, дүшмәнлириниң мәсқирә нишани болуп қалғанлиғини көрди.
26 У қараргаһниң алдида туруп қаттиқ аваз билән: — Пәрвәрдигар тәрәптә туридиғанлар Мән тәрәпкә келиңлар! — дәп вақириған еди, пүткүл лавийлар униң әтрапиға жиғилди.
27 Муса уларға:— Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа силәргә һәммиңларниң қилич есип, қараргаһниң бу четидин у четигичә арилап өз қериндашлириңлар, дост-бурадәрлириңлар вә хошнаңларни өлтүрүшүңларни буйриди, — деди.
28 Лавийлар буйруққа бойсунуп, у күни тәхминән үч миң кишини қиривәтти.
29 Муса лавийларға: — Бүгүн өзәңларни Пәрвәрдигарға атидиңлар. Силәр өз оғуллириңлар вә қериндишиңларни айимиғанлиғиңлар үчүн, бүгүн Пәрвәрдигарниң илтипатиға муйәссәр болдуңлар, — деди.
30 Әтиси Муса халайиққа: — Силәр чоң гуна қилдиңлар. Әнди мән йәнә таққа, Пәрвәрдигарниң йениға чиқимән. Силәргә Пәрвәрдигарниң кәчүрүмини тиләймән, бәлким униңға муйәссәр болалишим мүмкин, — деди.
31 Буниң билән Муса Пәрвәрдигарниң һозуриға чиқип: — Бу хәлиқ чоң гуна қилди. Улар алтундин бут ясап ибадәт қилди.
32 Уларниң гунайини кәчүрүм қилғайсән. Ундақ болмиса, Өзхәлқиңниң қатаридин мениң исмимни чиқиривәткәйсән, — деди.
33 Пәрвәрдигар униңға:— Хәлқим қатаридин чиқириветилидиғанлар Мениң алдимда гуна қилғанлардур.
34 Әнди сән хәлиқни Мән саңа көрсәткән җайға елип бар. Мениң периштәм алдиңда сени башлап маңиду. Лекин вақти
кәлгәндә, Мән уларни өткүзгән гуналири үчүн җазалаймән, — дәп җавап қайтурди.
35 Пәрвәрдигар хәлиқ ичигә кесәл чүшәрди, чүнки улар Һарун ясап бәргән алтун мозайға ибадәт қилған еди.