Ибадәт җайини ясиғучи устиларниң таллиниши
1 Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди:
2 — Қара! Мән йәһуда қәбилисидин Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бизалилни таллидим.
3 Мән уни Өз роһумға чөмдүрүп, униңға әқил-парасәт, билим вә хилму-хил һүнәр-сәнъәт қабилийитини ата қилдим.
4 У һазир хилму-хил һүнәрләрни, йәни алтун, күмүч вә мистин һәр хил нәрсиләрни ясаш,
5 қиммәтлик ташларни кесиш вә уларни зенәт буюмлириға селиш, яғачларға нәқиш оюштәк һүнәрләрни билиду.
6 Мән йәнә Дан қәбилисидин Ахисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим. Шуниңдәк, барлиқ уста
һүнәрвәнләргиму техиму көп әқил-парасәт ата қилип, уларға Мән тапилиған нәрсиләрни ясаш қабилийитини бәрдим.
7 Уларниң вәзиписи: Пәрвәрдигар билән учришиш чедири, келишим сандуғи вә униң үстигә қоюлидиған сандуқ ағзи,
йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» һәм чедир ичидики барлиқ сайманларни,
8 үстәл вә үстәлниң сайманлирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан вә чирақданниң сайманлирини һәм исриқдан,
9 көйдүрмә қурванлиқ суписи вә супидики барлиқ сайманларни, шундақла паклиниш деси вә дас қойғучни ясаш,
10 Һарун вә униң оғуллири роһанийлиқ вәзиписини өтигәндә кийидиған нәпис муқәддәс кийимләрни тикиш,
11 муқәддәс яғ вә муқәддәс җайда ишлитилидиған хушбой исриқ ясаш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Улар буларниң
һәммисини Мениң әмрим бойичә қилсун. Дәм елиш күнигә қаттиқ риайә қилиш
12‑13 Пәрвәрдигар Мусаниң исраилларға монуларни йәткүзүшни тапилиди: — Силәр Мән бәлгүлигән дәм елиш күнигә
чоқум қаттиқ риайә қилиңлар. Чүнки бу Мән билән силәр оттуримиздики мәңгүлүк бәлгүдур. Бу силәрни пак қилғучиниң
Мән — Пәрвәрдигар екәнлигимни билдүриду.
14 Силәр дәм елиш күнигә қаттиқ риайә қилиңлар. Чүнки бу муқәддәс күн. Бу күнгә әмәл қилмай, адәттики күндикидәк
ишлигәнләр исраил қатаридин чиқириветилип, уларға өлүм җазаси берилсун.
15 Иш қилишиңлар үчүн алтә күн бар. Лекин йәттинчи күни Маңа атилидиған дәм елиш күнидур. Бу күни иш қилғанла
кишигә өлүм җазаси берилсун.
16 Исраиллар түзүлгән келишимниң бәлгүси сүпитидә бу күнгә мәңгү қаттиқ риайә қилсун.
17 Бу Мән билән исраиллар оттурисидики мәңгүлүк бәлгүдур. Чүнки Мән — Пәрвәрдигар алтә күндә пүтүн аләмни яраттим,
йәттинчи күни ишни тохтитип арам алдим.
18 Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилғандин кейин, пәризләр йезилған икки таш тахтини униңға тапшурди. Ташқа
Худа пәризләрни Өз қоли билән язған еди.