Исриқдан
1 Акация яғичидин бир исриқдан ясаңлар.
2 Исриқдан төрт булуңлуқ болсун, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин
қилинсун. Исриқданниң төрт бүҗигидики мүңгүзләр исриқдан билән бир пүтүн қилип ясалсун.
3 Униң үсти, төрт әтрапи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлсун.
4 Исриқданни көтиридиған балдақларни өткүзүш үчүн, икки алтун һалқа ясилип, икки яндики
җийәкләрниң астиға бәкитилсун.
5 Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қаплансун.
6 Исриқданни келишим сандуғиниң алдидики пәрдиниң сиртида, келишим сандуғиниң үстидики
«Меһир-шәпқәт тәхтигә» қаритип қоюлсун. У йәр Мән силәр билән учришидиған йәрдур.
7 Һәр күни әтигәнлиги баш роһаний Һарун чирақларни рәтлигили кәлгәндә, исриқданда хушбой исриқларни көйдүрсун.
8 Кәчқурун чирақлар йеқилғандиму исриқ селинсун. Әвлаттин әвлатқичә үзмәй мошундақ исриқ селинип турсун.
9 Бу исриқданда мәнъий қилинған исриқлар көйдүрүлмисун һәм көйдүрмә қурванлиқ, буғдай яки ичимлик һәдийәси қилинмисун.
10 Һарун жилда бир қетим гуна жуюш мәрасимини өткүзүп, гуналарни кәчүрүм қилалайдиған мал қенини исриқданниң төрт мүңгүзигә сәпсун. Бу мәрасим әвлаттин әвлатқичә давамлаштурулсун. Чүнки бу толуқ муқәддәс қилинған, Пәрвәрдигарға аталған исриқдандур.
Гунаниң кәчүрүм қилинишиға тапшурулидиған пул
11 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
12 — Сән исраилларниң нопусини тәкшүргән вақтиңда, ройхәткә елинған һәр бир әр өзлириниң балаю-қазадин сақлиниши үчүн, шу мәйданда Мән — Пәрвәрдигарға һаятлиқ төләм пули тапшурсун.
13 Ройхәткә елинғанлар рәсмий өлчәм бойичә киши бешиға алтә граммдин күмүч тапшурсун. Бу Пәрвәрдигарға аталған һәдийә болуп һесаплиниду.
14 Жигирмә яштин ашқанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға һәдийә тапшуруши керәк.
15 Җенини қутқузуш үчүн берилидиған бу хил һәдийәни байлар артуқ тапшурувәтмисун. Кәмбәғәлләрму кам тапшуруп қоймисун.
16 Гунаниң кәчүрүм қилиниши үчүн жиғивелинған пуллар Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң хираҗити қилинсун. Бу пуллар Маңа уларни яд әткүзиду вә уларни гунадин әркин қилиду.
Паклиниш деси
17 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
18 — Мистин бир дас яситилсун вә дас қойғучму мистин қуйдурулуп, улар Пәрвәрдигар билән учришиш чедири билән қурванлиқ суписиниң оттурисиға қоюлсун һәм дасқа су қуюп қоюлсун.
19‑20 Һарун вә униң оғуллири чедирға киргинидә яки қурванлиқ суписиға қурванлиқ сунғили кәлгинидә, бу дастики суда пут-қоллирини жуйсун. Болмиса, улар өлтүрүлиду.
21 Улар пут-қолини жуйғандила, өлүмдин хали болиду. Бу улар вә уларниң әвлатлири мәңгү риайә қилидиған қаидә болсун.
Муқәддәс яғ тәйярлаш усули
22 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
23 — Рәсмий өлчәм бойичә әң есил хушбой дора-дәрмәкләрдин, йәни мурмәкки суюқлуғидин алтә килограмм, гүл дарчиндин үч килограмм, игирдин үч килограмм,
24 қовзақдарчиндин алтә килограмм вә зәйтун йеғидин төрт литр тәйярлинип,
25 хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә арилаштурулуп муқәддәс яғ ясалсун.
26 Бу яғ билән Пәрвәрдигар билән учришиш чедири, келишим сандуғи,
27 үстәл вә униң сайманлири, чирақдан вә униң сайманлири, исриқдан,
28 көйдүрмә қурванлиқ суписи вә супиниң барлиқ сайманлири, паклиниш деси вә дас қойғуч қатарлиқлар яғлинип,
29 тәл-төкүз муқәддәс қилинсун. Бу нәрсиләргә тәккән нәрсиләрму муқәддәс болиду.
30 Һарун вә униң оғуллириниң Маңа аҗритилип, Мениң һозурумда роһанийлиқ қилиши үчүн, йәнә мошу яғ билән уларни яғлап қойғин.
31 Исраилларға шуни ейтқинки, бу яғ әвлаттин әвлатқичә муқәддәстур.
32 Шуңа бу яғ һәргизму адәттики кишиләр үчүн ишлитилмисун һәм охшитип ясалмисун, чүнки у муқәддәстур. Силәрму уни муқәддәс дәп билишиңлар керәк.
33 Кимду ким бундақ яғни өзи охшитип ясиса яки роһанийлардин башқа һәр қандақ кишигә сүркисә, у хәлқим қатаридин чиқириветилиду.
Исриқ ясаш усули
34 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Исриққа ишлитилидиған йелим, қолүлә қепи талқини, ақ девирқай вә сап мәстәкләрдин охшаш миқдарда елип,
35 уни адәттики хушбой әтир ясаш усули бойичә тәңшәп, андин униңға азирақ туз арилаштуруп, сап вә муқәддәс исриқ ясалсун. 36 Бу исриқлардин азирақ елинип, талқандәк ушшақ янчилип, Пәрвәрдигар билән учришиш чедири ичидики келишим сандуғиниң алдиға қоюлсун. Мән у йәрдә силәр билән учришимән. Силәр бу исриқни әң муқәддәс исриқ, дәп билиңлар.
37 Лекин силәр өзәңлар үчүн бу хил усулда исриқ ясимаңлар. Чүнки бу хил исриқ пәқәт Пәрвәрдигарғила хастур.
38 Өзлири һөзүрлиниш үчүн бу хил исриққа охшитип исриқ ясиғанларниң һәммиси хәлқим қатаридин чиқириветилиду.