Һарун вә униң оғуллириниң роһаний болуши
1 — Һарун вә униң оғуллирини роһанийлиқ вәзиписигә аҗратқанда, төвәндики рәсим-қаидә
бойичә иш көр: әркәк мозайдин бирни вә мәйипсиз қошқардин иккини талла.
2 Йәнә әң яхши буғдай ундин петир нан, май қошулған петир тоғач вә май сүркәлгән
петир чәлпәкләр тәйярла.
3 Бу нанларни севәткә селип, Пәрвәрдигар билән учришиш чедириға елип кәл һәм әркәк
мозай вә икки данә қошқарниму йетиләп кәл.
4 Һарун вә униң оғуллирини чедирниң алдиға елип келип, бәдәнлирини жуйғин.
5Андин Һарунға тончә көйнәк, периҗә вә ефодни кийдүр. Шундақла униңға көкрәкликни
тақап, нәпис тоқулған ефод бәлбеғини бағлап қойғин.
6 Шуниң билән биргә сәллини кийдүрүп, сәллиниң алдиға алтун тахтичини тақап қойғин.
7 Униңдин кейин муқәддәс яғни униң бешиға қуюп, уни роһаний қилип тайинлиғин.
8Андин Һарунниң оғуллириниңму периҗилирини
9 вә сәллилирини кийдүрүп, бәлбағлирини бағла. Мошундақ болғанда, улар мана бу
мәңгүлүк қаидә бойичә роһанийлиқ вәзиписигә еришиду. Сән мана мошундақ қаидә бойичә
уларни муқәддәс вәзипигә аҗрат. Қурванлиқ қилиш тоғрисидики қаидә
10 — Сән әркәк мозайни Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң алдиға елип кәл. Һарун
вә униң оғуллири қоллирини мозайниң бешиға қойсун.
11 Сән чедир ағзи алдида Пәрвәрдигарниң һозурида мозайни боғузла,
12 андин қенидин азирақ елип келип, бармиғиң билән қурванлиқ суписиниң төрт
бүҗигидики мүңгүзләргә сүркәп қойғин. Қалған қанни супиниң аяқ тәрипигә төк.
13 Мозайниң чава мейи, җигәрниң әң яхши йери вә икки бөригини майлири билән
қошуп супида көйдүр.
14 Лекин мозайниң териси, гөши вә ички әзалирини қараргаһниң сиртида көйдүр. Мана
бу гуна кәчүрүм болуш қурванлиғидур.
15 Қошқарлардин бирини елип кәл, Һарун вә униң оғуллири қоллирини қошқарниң бешиға
қойсун.
16Андин қошқарни боғузлап, қенини супиниң төрт тәрипигә чач.
17Андин қошқарни парчилап, униң үчәй-беғирлири вә путлирини пакиз тазилап, уларни
қурванлиқ суписиға қойғин.
18Андин кейин уларни көйдүргин. Мана бу Худаға аталған хушпурақлиқ көйдүрмә
қурванлиқтур.
19 Униңдин кейин иккинчи қошқарни йетиләп кәл. Һарун вә униң оғуллири қоллирини униң
бешиға қойсун.
20 Сән бу қошқарни боғузлап, қенидин азирақ елип, Һарун вә униң оғуллириниң оң
қулиғиниң юмшиғиға, оң қолиниң вә оң путиниң башмалтиғиға сүркәп қой. Ешип қалған қанни
қурванлиқ суписиниң төрт тәрипигә чач.
21Андин муқәддәс яғ вә супидики қандин азирақ елип, қолуң билән Һарун вә униң оғуллириға
һәм уларниң кийимлиригә сәпкин. Мошундақ болғанда, улар һәм уларниң кийимлириму муқәддәс
болиду.
22 Бу қошқар Һарун вә униң оғуллириниң роһанийлиққа аҗритилишиға ишлитилгәнликтин, сән
униң мейи, йәни қуйруғи, чава мейи, бөрәк мейи, шундақла икки тал бөриги, җигәрниң әң
яхши йери вә оң ямпишини айривал.
23 Буниңдин сирт йәнә Пәрвәрдигарға аталған севәт ичидики петир нан, майлиқ петир тоғач
вә непиз петир чәлпәкләрниң һәр қайсисидин бирдин елип,
24 уларни Һарун вә униң оғуллириниң қолиға тутқуз. Улар бу нәрсиләрни тутуп туруп,
Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлитип атисун. Мана бу пулаңлатма қурванлиқтур.
25Андин сән бу нәрсиләрни уларниң қолидин елип, супиға қоюп көйдүрүп, көйдүрмә қурванлиқ
қилиш билән биллә Пәрвәрдигарни хурсән қилидиған хушпурақлиқ пулаңлатма қурванлиқни қил.
26 Роһанийлиққа аҗритиш мәрасимиға ишлитилгән қошқарниң төш гөшини қолуңға елип,
Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлат. Қошқарниң қалған гөши сениң болиду.
27 Роһанийлиққа аҗритиш мәрасимиға ишлитилгән қошқарниң гөши, йәни пулаңлатма қурванлиққа
ишлитилгән төш гөш вә жуқури көтирип Пәрвәрдигарға аталған ямпаш гөшләр муқәддәс
қилинсун һәм Һарун вә униң оғуллириға тәвә болсун.
28 Шуңа буниңдин кейин исраиллар аманлиқ қурванлиғини бәргәндә, у икки хил гөш Һарун вә
униң оғуллириниң үлүши болиду.
29 Һарунниң орнини басидиғанлар униң муқәддәс кийимлиригә варислиқ қилсун. Улар муқәддәс
яғ билән сүркилип роһанийлиқ вәзиписигә тайинлинип, униң хизмитини давамлаштурғанда, бу
кийимләрни кийсун.
30 Һарунниң хизмитини давамлаштуридиған оғли һәр қетим Пәрвәрдигар билән учришиш чедири
ичидики муқәддәс җайға кирип роһанийлиқ вәзиписини өтигәндә, бу муқәддәс кийимни уда йәттә
күн кийсун.
31 Роһанийлиққа аҗритиш мәрасимиға ишлитилгән қошқарниң гөши ибадәт җайи ичидә пиширилсун.
32 Һарун вә униң оғуллири қошқарниң гөши вә севәттики нанларни Пәрвәрдигар билән
учришиш чедириниң ағзи алдида йесун.
33 Улар гуна кәчүрүм қилиниш һәм роһанийлиққа аҗритиш мәрасимида ишлитилгән мошу таамларға
пәқәт өзлирила еғиз тәгсун. Адәттики кишиләрниң еғиз тегишигә болмайду. Чүнки бу таамлар
муқәддәс қилинған.
34 Әгәр гөш вә нанлар әтиси сәһәргичә йейилмигән болса, йемәй көйдүрүветилсун. Чүнки бу
таамлар муқәддәстур.
35 Сән Мениң әмрим бойичә Һарун вә униң оғуллири үчүн йәттә күнгичә вәзипә өткүзүп бериш
мәрасимини өткүз.
36 Һәр күни бир мозайни гуна кәчүрүм қилиниш қурванлиғи орнида боғузла. Андин қурванлиқ
суписини паклап, уни муқәддәс қилиш үчүн яғла.
37 Қурванлиқ суписини уда йәттә күнгичә паклап, муқәддәс қил.Шундақ қилғанда, у пүтүнләй
муқәддәс болиду. Қурванлиқ супиға тәккәнниң һәммиси муқәддәс болиду.
Күндилик қурванлиқ тоғрисида
38 — Һәр күни қурванлиқ суписида бир яшлиқ қойдин иккиси қурванлиқ қилинсун.
39 Уларниң бири әтигәндә, бири кәчқурун қурванлиқ қилинсун.
40 Биринчи қой қурванлиқ қилинғанда, икки килограмм буғдай уни бир литр зәйтун йеғи
билән арилаштурулуп аталсун. Шуниң билән биргә йәнә бир литр шарапму ичимлик һәдийәси
сүпитидә аталсун.
41 Йәнә бир қой кәчқурун қурванлиқ қилинсун. Буму әтигәндики буғдай вә ичимлик һәдийәсигә
охшаш қаидидә қурванлиқ қилинип, хушпурақлиқ көйдүрмә қурванлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға аталсун.
42 Көйдүрмә қурванлиқ Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң ағзида Мениң — Пәрвәрдигарниң
һозурида әвлаттин әвлатқичә өткүзүлүп турсун. Мән бу йәрдә хәлқимгә Өзәмни ашкарилап, сән
билән сөзлишимән.
43 Бу йәр Мениң исраиллар билән учришидиған йеримдур. Бу йәр Мениң парлақ нурум билән
муқәддәс болиду.
44 Мән Пәрвәрдигар билән учришиш чедири вә қурванлиқ суписинила муқәддәс қилип қалмастин,
Һарун вә униң оғуллириниң Маңа роһанийлиқ қилиши үчүн, уларниму муқәддәс қилимән.
45 Мән исраилларниң арисида туруп, уларниң Худаси болимән.
46 Улар Мениң өзлириниң Пәрвәрдигари болған Худа екәнлигимни билиду һәм Мениң уларни
Мисирдин елип чиқишим уларниң арисида турушум үчүн екәнлигини чүшиниду. Мән Мәңгү Бар
Болғучи Пәрвәрдигардурмән.