Пәрвәрдигарниң исраилларни Синай теғидин кетишкә буйруши
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән өзәң Мисирдин елип чиққан хәлиқ билән бу йәрдин кетип, Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға қәсәм
қилип, уларниң әвлатлириға беришкә вәдә қилған йәргә барғин.
2 Саңа йол башлашқа периштәмни әвәтимән. Мән қананлар, аморлар, хитлар, пәризиләр, һивилар вә йәбусларни һайдап чиқирип,
3 сени сүт вә һәсәл еқип туридиған йәргә апиримән. Лекин Мән силәр билән биллә бармаймән. Чүнки силәр бойни қаттиқ хәлиқ болғачқа,
Мән силәрни йолда һалак қиливетишим мүмкин.
4 Буни аңлиған халайиқ интайин мәйүслинип, зенәт буюмларни тақимайдиған болди.
5 Чүнки Пәрвәрдигар Мусаниң мону сөзләрни уларға йәткүзүп қоюшни буйруған еди: «Силәр бойни қаттиқ хәлиқ. Әгәр Мән силәр билән азирақла
биллә болсам, силәрни пүтүнләй һалак қиливетишим мүмкин. Әнди силәр өзәңларда бар болған зенәт буюмларни еливетиңлар. Мән силәрни қандақ бир тәрәп қилишни бәлгүләй».
6 Шуниң билән исраиллар Синай теғидин кәткәндин тартип, зенәт буюмларни зади тақимиди.
Учришиш чедири
7 Һәр қетим исраиллар қараргаһ қурғанда, Муса «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» дәп аталған ибадәт чедирини қараргаһтин хелә
жирақ җайда тикәтти. Пәрвәрдигарға дуа-тәләплири барла кишиләр у йәргә барса болатти.
8 Муса қачанла болмисун учришиш чедириға маңғинида, халайиқ өз чедирлириниң алдида өрә туруп, Мусаниң кәйнидин таки у учришиш чедириға кирип болғичә қаришип турушатти.
9 Муса чедирға киргән вақитта, булут түврүги чүшүп, «Учришиш чедириниң» алдида туратти. Пәрвәрдигар булут ичидин Муса билән сөзлишәтти.
10 Халайиқ булут түврүгиниң учришиш чедириниң ишик алдида турғанлиғини көрсила, өз чедирлири алдидила руслинип, Худаға сәҗдә қилишатти.
11 Пәрвәрдигар чедир ичидә Муса билән худди кишиләр дост-бурадәрлири билән сөзләшкәнгә охшаш үзму-үз сөзлишәтти. Муса қараргаһқа қайтип кәлгинидә, униң яш ярдәмчиси Нунниң оғли Йәшу чедирда қалатти. Мусаниң Пәрвәрдигарниң улуқлуғини көрүши
12 Муса Пәрвәрдигарға: — Сән маңа бу хәлиқни башлап беришқа әмир қилған едиң. Лекин Сән маңа кимни мән билән биллә беришқа әвәтидиғанлиғиңни ейтмидиң. Сән мени алаһидә мәхсәт билән таллиғанлиғиңни вә маңа бәхит ата қилғанлиғиңни ейтқан едиң.
13 Ундақ екән, Сениң йолуңда меңип, һемишәм алдиңда илтипат тепишим үчүн маңа йол көрсәткәйсән вә бу хәлиқниң Өз хәлқиң екәнлигини есиңдә тутқайсән, — деди.
14 — Мән Өзәм сән билән биллә берип, сени ғәм-қайғудин халас қилай, — деди Пәрвәрдигар.
15 Муса униңға:— Әгәр Сән биз билән биллә бармисаң, бизни бу йәрдин айримиғайсән.
16 Әгәр Сән биз билән биллә бармисаң, башқилар хәлқиңниң вә мениң Пәрвәрдигаримиз болған Сениң алдиңда
илтипат тапқанлиғимизни немидин билсун?! Буниңдин башқа немә иш бизни дуниядики башқа хәлиқләрдин пәриқләндүрәлисун?! — дәп җавап қайтурди.
17 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сениң тәливиң бойичә иш қилимән, чүнки сән Мениң илтипатимға ериштиң. Мән сени алаһидә мәхсәт билән таллидим, — деди.
18 Шуңа Муса: — Маңа Өз улуқлуғуңни көрсәткәйсән, — деди.
19 Пәрвәрдигар мундақ җавап қайтурди: — Мән пүтүн меһриванлиғимни көрситип сениң алдиңдин өтүп, «Мәңгү Бар Болғучи» дегән муқәддәс
намимни җакалаймән. Кимгә меһриванлиқ қилғум кәлсә, шуниңға меһриванлиқ қилимән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән.
20 Бирақ саңа Өз чирайимни көрсәтмәймән, чүнки Мени көргән киши тирик қалмайду.
21 Лекин Мениң йенимда бир җай бар. Сән у йәрдики қорам ташниң үстидә турғин.
22 Мениң парлақ нурум у йәрдин өтидиған вақитта, Мән сени ташниң йочуғиға қоюп, қолум билән йепип туримән. Өтүп болғандин кейин,
23 қолумни тартивалимән. Сән Мени кәйнимдин көрисән. Чирайимни көрсәң болмайду.