Ибадәт җайи үчүн сунулидиған һәдийәләр
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
2 — Сән исраилларға ейтқин: «Кимду-ким разимәнлик билән Маңа һәдийә
сунушни халиса, һәдийә сунсун.
3 Силәр мундақ һәдийәләрни қобул қилиңлар: алтун, күмүч, мис
4 һәм көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жип, кәндир жип, өшкә тивити,
5 қизил боялған қошқар териси, нәпис ишләнгән териләр, акация яғичи,
6 чирақ үчүн яғ, муқәддәс яғ вә исриқ үчүн хушбой дора-дәрмәкләр,
7 баш роһаний кийидиған ефод билән көкрәклигигә қадилидиған йоллуқ һеқиқ
вә башқа есил ташлар. 8 Улар Маңа бир муқәддәс туралғу ясисун. Буниң билән
Мән уларниң арисида туримән.
9 Бу ибадәт чедирини вә униң ичидики сайманларни Мән саңа көрсәткән
нусхичә оп-охшаш қилип ясисун».
Келишим сандуғи
10 — Акация яғичидин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш сантиметр,кәңлиги вә
егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясаңлар.
11 Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк
тутуңлар.
12Алтундин төрт һалқа қуйдуруп сандуқниң төрт путиға, бир тәрипигә иккидин
орнитиңлар.
13‑14 Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уни алтун билән
қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзүңлар.
15 Икки балдақ һемишәм һалқида турсун, униңдин чиқириветилмисун.
16 Мән саңа беридиған, пәризләр йезилған икки таш тахта сандуқниң ичигә
қоюлсун.
17 Сандуқниң үстидә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш
бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» ясаңлар.
18Алтундин икки данә «êеруб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп,
19 «Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир
пүтүн қилип бирләштүрүңлар.
20 Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һаләттә тәхтниң йүзигә қаришип,
қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип турсун.
21 Мән саңа беридиған пәризләр йезилидиған икки таш тахтини сандуқниң ичигә
қоюп, сандуқ ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» сандуқниң үстигә қоюңлар.
22 Мән у йәрдә сән билән учришип, тәхтниң үстидә икки қанатлиқ мәхлуқниң
һәйкилиниң оттурисида туруп, исраилларға чүширидиған әмирлиримни саңа йәткүзимән.
Үстәл
23 — Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш
сантиметрлиқ бир үстәл ясап,
24 сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк
тутуңлар.
25 Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюп, униңғиму алтун җийәк тутуңлар.
26 Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясап, үстәлниң төрт
бүҗигидики путиға орнитиңлар.
27 Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа
пәвазға йеқин болсун.
28 Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қаплансун.
29 Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә
пиялиләрни сап алтундин ясаңлар.
30 Үстәлгә һемишәм Маңа һәдийә қилинған нанларни тизип қоюңлар. Чирақдан
31 — Сап алтундин бир чирақдан соқулсун. Чирақданниң пути
билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә гүл бәргилири бир пүтүн қилинсун.
32 Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилсун.
33 Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәргилири болған бадам чечиги шәклидики үч тал
қәдәһ болсун. Чирақданниң алтә шахчисиниң һәммисила мошундақ ясалсун.
34 Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәргилири болған бадам
чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болсун.
35 Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң
астиға түгүн чиқирилсун. Чирақданниң алтә шехиниң һәммиси шундақ ясалсун.
36 Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин
соқулсун.
37 Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилсун.
38 Униң пилик қисқучлири вә күлданлири сап алтундин қилинсун.
39 Чирақдан өзигә вә пүтүн сайманлириға оттуз төрт килограмм сап алтун
ишлитилсун.
40 Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун.