Ибадәт чедири
1 — Ибадәт чедири он данә йопуқтин ясалсун. Бу йопуқлар кәндир жип билән
көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр устилар
тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнсун.
2 Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда узунлуғи он төрт, кәңлиги икки
метрдин қилинсун.
3 Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип улансун.
4 Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилсун.
5 Шундақ қилип, йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир
парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилсун.
6 Әллик алтун илмәк ясап, икки парчә йопуқ туташтурулсун.
7 Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқуңлар.
8 Йопуқларниң һәр бириниң чоң-кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш, кәңлиги икки
метрдин болсун.
9 Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип улансун.
Алтинчи парчә йопуқни икки қәвәт қилип қатлап ибадәт чедириниң алди тәрипигә
саңгилитип қоюңлар.
10 Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң
четидикисигиму әллик изма тикиңлар.
11 Мистин әллик илмәк ясап, уларни измиларға өткүзүп, икки парчә йопуқни бир-биригә
улап бир пүтүн йопуқ қилиңлар.
12 Чедир йопуғиниң ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйнигә саңгилап турсун.
13 Йопуқниң икки тәрипидики ешип қалған парчиси болса, икки тәрәпкә йерим метр
саңгилап, чедирни йепип турсун.
14 Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис
ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғини ясаңлар.
15 Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясаңлар.
16 Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болсун.
17 Һәр бир раминиң бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучиси болсун. Һәммә
рамиларда шундақ улиғуч болсун.
18 Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама тикләнсун.
19 Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясалсун. Һәр бир рамини икки пут
көтирип турсун.
20‑21 Чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама тикләп, улар үчүнму күмүчтин қириқ
данә пут ясап, улар һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилсун.
22 Чедирниң кәйни тәрипидә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама тикләнсун.
23 Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама қоюлсун.
24 Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп
муқумлаштурулсун. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалсун.
25 Бу тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә
күмүч пут болсун.
26 Буниңдин башқа, акация яғичидин он бәш данә тоғра балдақ ясаңлар. Булардин ибадәт
чедириниң бир йенидики рамиларға бәш данә,
27 йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә, чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған
рамиларға бәш данә орнитилсун.
28 Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалсун.
29 Рамилар вә балдақлар алтун билән қаплансун, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалсун.
30 Ибадәт чедири Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә ясалсун.
31 Қоли чевәр устилар тәрипидин көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип һәм кәндир жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштилинип,
32 акация яғичидин ясалған төрт түврүккә орнитилған алтун илмәкләргә есип қоюлсун.
Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилсун.
33 Пәрдә чедир йопуғидики қатар илмәкләрниң астидин саңгилитип қоюлсун, пәризләр йезилған икки таш тахта селинған келишим сандуғи пәрдиниң кәйнигә қоюлсун. Бу пәрдә әң муқәддәс җай билән муқәддәс җайни айрип турсун.
34 Сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» әң муқәддәс җайдики келишим
сандуғиниң үстигә орнитилсун.
35 Үстәл әң муқәддәс җайниң сиртида, йәни ибадәт чедири ичидики шимал тәрәпкә, чирақдан
чедир ичидики җәнуп тәрәпкә қоюлсун.
36 Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир ишик пәрдиси тоқулсун.
37 Ишик пәрдисигә акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қаплансун. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болсун һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалсун.