Исраил хәлқиниң муқәддәс келишимни қобул қилиши
1 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарун, Надаб, Абиһу вә исраил ақсақаллиридин йәтмиш
кишини елип, бу таққа чиқип, бирликтә жирақтин Маңа сәҗдә қил.
2 Мениң алдимға болса ялғуз өзәңла кәл. Башқилар йеқин кәлмисун. Халайиқму сән
билән таққа чиқмисун, — деди.
3 Муса тағдин чүшкәндин кейин, халайиққа Пәрвәрдигарниң һәммә әмирлири вә қанунлирини
баян қилди. Пүтүн халайиқ: — Пәрвәрдигарниң пүтүн әмирлиригә чоқум әмәл қилимиз, — дәп
бир еғиздин җавап қайтурушти.
4 Муса Пәрвәрдигарниң пүтүн әмирлирини хатириләвалди. Әтиси әтигәндила у тағ бағрида бир
қурванлиқ суписини ясиди һәм он икки ташни тиклиди. Һәр бир таш исраилларниң он икки
қәбилисиниң биригә вәкиллик қилатти.
5 Андин кейин Муса бир мунчә яшларни Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурванлиқ вә аманлиқ
қурванлиғи сүпитидә әркәк мозайларни қурванлиқ қилишқа әвәтти.
6 Муса малниң қениниң йеримини җавурға елип қоюп, йеримини қурванлиқ суписиға чачти.
7 Андин кейин келишимнамини қолиға елип, халайиққа жуқури аваз билән
оқуп бәрди. Халайиқ: — Биз чоқум Пәрвәрдигарға бойсунуп, Униң дегини бойичә иш
қилимиз, — дейишти.
8 Шуниң билән Муса җавурдики қанни халайиқниң учисиға сепип:— Бу қан келишим қенидур,
Пәрвәрдигарниң Өз сөзлири арқилиқ силәр билән түзгән келишиминиң асасидур, — деди.
9 Муса, Һарун, Надаб, Абиһу вә исраил ақсақаллиридин йәтмиш киши таққа чиқишти.
10 Улар исраиллар етиқат қилип кәлгән Худани көрди! Униң айиғи астида асманға охшаш
сүп-сүзүк көк яқут паяндаз бар еди.
11 Исраил ақсақаллири Худани көрсиму, Худа уларға һеч қандақ зиян йәткүзмиди.
Шундақ қилип, улар ғизаланди. Муса Синай теғида
12 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән тағниң чоққисиға чиқип, Мениң йенимға кәл. Хәлиқни
тәрбийиләш үчүн, Мән пүтүн қанун вә пәризләрни язған икки таш тахтини саңа тапшуримән, — деди.
13 Муса вә униң ярдәмчиси Йәшу қозғилип, муқәддәс таққа жуқурилап чиқти.
14 Меңиш алдида Муса исраил ақсақаллириға: — Биз қайтип кәлгичә, силәр бу йәрдә
бизни күтүп туруңлар. Һарун билән Хур силәрниң йениңларда қалиду. Бирәр талаш-
тартиш чиқса, уларниң алдиға берип һәл қилиңлар, — деди.
15 Буниң билән Муса Синай теғиниң чоққисиға чиқти. Бу вақитта тағни булут қаплавалди.
16 Пәрвәрдигарниң парлақ нури таққа чүшти. Алтә күнгичә тағни булут қаплап турди.
Йәттинчи күни Пәрвәрдигар булут арисидин Мусани чақирди.
17 Бу парлақ нур башқа исраилларға болса гоя дәһшәтлик көйүватқан оттәк көрүнди.
18 Муса булутниң ичигә кирип, қириқ кечә-күндүз у йәрдә турди