Он пәриз
1 Худа сөз қилип, мундақ деди:
2 — Мән сени қул болуп яшиған Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигариң Худадурмән.
3 Маңила ибадәт қил. Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмисун.
4 Ибадәт қилиш үчүн, мәйли асмандики, йәрдики, йәр астидики яки судики һәр қандақ
нәрсиләрниң шәклидә бут ясима.
5 Һәр қандақ бутқа ибадәт қилма яки хизмәт қилма. Чүнки Мән сениң Пәрвәрдигариң
Худадурмән. Пәрвәрдигариң Худа болған Мән қизғинидиған Худадурмән. Мениңдин башқиға
ибадәт қилсаң, һәргиз кәңчилик қилмаймән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрни һәтта нәврә-
чәврилиригичә җазалаймән.
6 Лекин Мени сөйидиған, әмирлиримгә бойсунғанларниң сансизлиған әвлатлириғичә меһриванлиқ
қилимән.
7 Муқәддәс намимни орунсиз тилға алма. Кимду-ким Мениң намимни орунсиз тилға алса, Мән —
Пәрвәрдигариң болған Худа уни чоқум җазалаймән.
8 Дәм елиш күнини муқәддәс күн билип, униңға әмәл қил.
9 Алтә күн ишләп, тегишлик һәммә ишлириңни қиливал.
10 Йәттинчи күн Маңа аталған күн болуп, бу күни мәйли сән бол, пәрзәнтлириң, қуллириң,
чарва маллириң яки жутуңда мусапир болуп туруватқан ят адәмләр
болсун, һеч қандақ иш қилмисун.
11 Мән — Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман, зимин вә униңдики пүткүл мәвҗудатларни яраттим.
Лекин йәттинчи күни дәм алдим. Шуңа Мән — Пәрвәрдигар дәм елиш күнини бәхитлик күн қилип,
муқәддәс күн дәп бәлгүлидим.
12 Ата-анаңни һөрмәт қил. Шу чағда Мән саңа ата қилмақчи болған зиминда узақ өмүр сүрисән.
13 Қатиллиқ қилма.
14 Нека садиқлиғини бузма.
15 Оғрилиқ қилма.
16 Ялған гувалиқ бәрмә.
17 Башқиларниң өй-имарәтлири, әр-хотуни, қуллири, кала яки башқа тәәллуқатлириға көз қириңни
салма.
Хәлиқниң вәзиписи
18 Халайиқ гүлдүрмома вә канай авазлирини аңлап, чақмақ вә тағдин пуқирап чиқиватқан ис-түтәкни көрүп, қорқуп титришип кәтти. Улар жирақ турушуп,
19 Мусаға:— Бизгә сәнла сөз қилғайсән, чоқум аңлаймиз. Худа бизгә Өзи беваситә сөз қилмиғай. Болмиса, һалак болидиған охшаймиз, —деди.
20 Муса уларға җававән:— Қорқмаңлар, Худаниң бу йәргә келиши, силәрни синаш
үчүн, силәрни һемишәм Өзидин қорқуп, гунадин хали болушқа дәвәт қилиш үчүндур, — деди.
21 Лекин кишиләр йәнила жирақта турушатти. Пәқәт Мусала Худани қоршап турған қара булутниң йениға барди. Қурванлиқ суписи тоғрисидики низам
22 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:— Сән берип исраилларға мону сөзлиримни йәткүзгин: Силәр Мениң асмандин силәргә сөз қилғанлиғимни көрдүңлар.
23 Силәр өзәңларға алтун яки күмүчтин һәр қандақ шәкилдә бут ясап, уларға сәҗдә қилмаңлар. Маңила ибадәт қилиңлар.
24 Топидин Мән үчүн бир қурванлиқ суписини ясап, үстигә көйдүрмә қурванлиқ вә аманлиқ
қурванлиққа ишлитишкә кала, қой вә өшкиләрни қоюңлар. Мән силәрниң Маңа ибадәт қилишиңларға бәлгүләп бәргән җайларға келип, силәргә бәхит ата қилимән.
25 Әгәр Маңа атап таштин қурванлиқ суписини ясисаңлар, силиқланған таштин ясимаңлар. Чүнки әсвап тәккән ташни қобул қилмаймән.
26 Маңа пәләмпәй билән чиқидиған қурванлиқ суписини ясимаңлар. Болмиса пәләмпәйдин чиққичә, номуслуқ йериңлар көрүнүп қалиду. Қулларға муамилә