Қулларға муамилә қилиштики қаидә-низамлар
1— Сән исраил хәлқигә төвәндики қаидә-низамларни елан қил:
2 Әгәр бири ибранийлар ичидин қул сетивалған болса, қул пәқәт алтә жил униң
үчүн хизмәт қилсун. Йәттинчи жили униңға әркинлик берилсун һәм ғоҗайиниға һеч
қандақ һәқ төлимәй кетивәрсун.
3 Әгәр у саңа қул болғандин кейин некалиқ болған болса, кетидиған вақтида
аялини елип кетишкә болмайду. Әгәр у саңа қул болуштин илгири некалиқ болған
болса, аяли билән биллә әркинликкә ериштүрүлсун.
4 Әгәр ғоҗайин униңға хотун елип берип, бу хотун униңға қиз- оғул пәрзәнтләр
туғуп бәргән болса, бу аял вә бала-җақилар ғоҗайинға тәвә болиду. Пәқәт ялғуз
өзила әркинликкә еришәләйду.
5 Әгәр у: «Мән ғоҗайинимни вә хотун-балилиримни яхши көримән. Мән әркин болушни
халимаймән» десә,
6 ғоҗайини уни ибадәт орниға елип барсун һәм уни ишик яки ишик кешигигә йөләндүрүп
турғузуп, бегиз билән униң қулиғини тешип қойсун. Бу у қулниң ғоҗайиниға өмүрвайәт
хизмәт қилидиғанлиғиниң бәлгүси болиду.
7 Әгәр бири қизини хизмәткар қилип сетивәткән болса, у қиз әрләргә охшаш һәқсиз әркин
болуп кетәлмәйду.
8 Әгәр ғоҗайин уни әмригә елиш үчүн сетивалған болса, лекин кейин уни яхши көрмисә,
ундақта ғоҗайин қиз тәрәпниң һәқ төләп қизини әркин қилишиға пурсәт бериши керәк.
Ғоҗайинниң уни ятларға сетиш һоқуқи болмайду. Чүнки ғоҗайин униңға вапасизлиқ қилғандур.
9 Әгәр ғоҗайин уни оғлиға елип бәргән болса, уни өз қизидәк көрсун.
10 Әгәр ғоҗайин хизмәткарни хотунлуққа елип туруп, униң үстигә йәнә башқа хотун алған
болса, у чоқум хизмәткарниң йемәк-ичмиги, кийим-кечиги вә униң җинсий еһтияҗиниң
һаҗитидин бурунқидәк чиқсун.
11 Әгәр ғоҗайин бу үч түрлүк борчини өтәлмисә,хизмәткардин һәқ алмай, униңға әркинлик
бәрсун.
Уруш-талаш һәққидә
12 — Кимду-ким бир адәмни уруп өлтүрүп қойса, у өлүмгә һөкүм қилинсун.
13 Һалбуки, әгәр бу иш мәхсәтсиз һалда вә Мениң йол қоюшум билән йүз бәргән болса, Мән
буни қилғучиниң қечип бериши үчүн бир җай орунлаштуримән.
14 Бирақ әгәр бири башқиларни қәстән өлтүргән болса, гәрчә у паналиқ тиләш үчүн Мениң
қурванлиқ супамға қечип беривалсиму, йәнила өлүмгә буйрулсун.
15Атиси яки анисини урғанлар өлүмгә һөкүм қилинсун.
16 Башқиларни тутувелип сатқан яки өзи елип қелип қул қилғанлар өлүмгә һөкүм қилинсун.
17Атиси яки анисидин йүз өргәнләргә өлүм җазаси берилсун.Башқиларни зәхимләндүрүш һәққидә
18 — Урушуп қалған икки кишиниң бири йәнә бирини таш яки мушт билән уруп зәхимләндүргән,
гәрчә зәхимләнгән киши өлмигән болсиму, орун тутуп йетип қалған,
19 бирақ һаса тутуп ташқириға чиққидәк болса, урғучи гунасиз дәп һесаплансун. Лекин
яриланғучиниң вақит җәһәттики зийинини пул билән төләп бәрсун вә уни давалитип сақайтсун.
20 Кимду-ким қулини яки қиз хизмәткарини калтәк билән уруп өлтүрүп қойған болса, у җазаға тартилсун.
21 Бирақ қул ғоҗайининиң тәәллуқати болғачқа, әгәр қул бир, икки күндин кейин сақийип
қалса, ғоҗайин җазаланмисун.
22 Әгәр икки киши урушуп қелип, мунасивәтсиз бир һамилдар аялға зиян йәткүзсә, лекин
һамилдар аялда балисиниң балдур туғулуп қелишидин башқа зәхимлиниш болмиса, улар
яриланған аялниң ериниң тәливи бойичә һөкүмчиләрниң тәстиғидин өткүзүлгән җәриманни төлисун.
23 Әгәр һамилдар аялда башқа зәхимлиниш болса, җанға җан,
24 көзгә көз, чишқа чиш, қолға қол, путқа пут,
25 көйүккә көйүк, зәхимгә зәхим вә көккә көк елинсун.
26 Әгәр бир киши қулиниң көзигә уруп униң бир көзини кор қилип қойған болса, көзиниң
төләмигә у киши қулни азат қилсун.
27 Әгәр у киши қулиниң чишини уруп сундурувәткән болса, чишиниң төләмигә у қулни азат
қилсун.
28 Әгәр кала адәмни үсүп өлтүрүп қойған болса, өлгән адәм мәйли әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, кала чоқум чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун. Униң гөшини йейиш һарамдур. Кала егиси гунасиз дәп һесаплансун.
29 Әгәр у кала әзәлдинла адәм үсидиған кала болуп, башқилар калиниң егисигә агаһландуруш бәргән болсиму, бирақ кала егиси буниңға пәрва қилмай, калисини йәнила бош қоювәткән һәм бу кала адәм үсүп өлтүргән болса, кала охшашла чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун. Кала егисиму өлүмгә һөкүм қилинсун.
30 Әгәр төләм төләп бериш тәләп қилинса, кала егиси өлтүрүлмәй, һаяти төләмигә тәләп қилинған бойичә төләм төләп бәрсун.
31 Әгәр кала башқиларниң мәйли оғли яки қизини үсүп өлтүрүп қойған болса, жуқуриқи қаидә-низам бойичә бир тәрәп қилинсун.
32 Әгәр кала башқиларниң қули яки қиз хизмәткарини үсүп өлтүрүп қойған болса, калиниң егиси қулниң ғоҗайиниға оттуз күмүч тәңгә төләп бәрсун. Кала охшашла чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун.
33 Әгәр бирәрси қудуқниң ағзини очуқ қоюп яки колаватқан қудуқниң ағзини япмай, кала яки
ешәкниң қудуққа чүшүп өлүшигә сәвәпкар болса,
34 қудуқ егиси мал егисигә төләм төлисун. Өлгән мал болса қудуқ егисиниң болсун.
35 Әгәр мәлум бир адәмниң калиси башқа бирсиниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, кала егилири үскүчи калини сетип, пулини тәң бөлүшсун һәм өлгән калиниң гөшиниму шундақ қилсун.
36 Әгәр ғоҗайин өз калисиниң үсидиған адити барлиғини билип туруп, уни бағлап қоймиған болса һәм бу кала башқиларниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, ғоҗайин калиға кала төләп бәрсун. Калиниң өлүгини өзи елип қалсун.