Исраиллар Синай теғида
1 Исраиллар Мисирдин чиқип дәл икки ай болған күни Синай чөлигә йетип келип,
2 Синай теғи бағрида чедир тикти. Улар Рәфидимдин йолға чиқип, бу йәргә кәлгән еди.
3 Муса Худаниң һозурида болуш үчүн таққа чиқти. Пәрвәрдигар тағдин Мусаға җараңлиқ
авазда мундақ деди: — Яқупниң әвлатлири болған исраилларға мону сөзлиримни ейтқин:
4 «Силәр Мән Пәрвәрдигарниң мисирлиқларни қандақ бир тәрәп қилғанлиғимни көрдүңлар.
Мән худди ана бүркүт балилирини дүмбисигә миндүрүп елип жүргәндәк, силәрни йенимға
елип кәлдим.
5 Шуңа әгәр силәр Маңа бойсунуп, келишимимгә әмәл қилсаңлар, нурғунлиған хәлиқләр
арисидин силәрни Маңа мәнсүп қиммәтлик хәлиқ қилимән. Чүнки пүтүн дуния Маңа тәвә.
6 Силәр Мениң падишалиғимниң роһанийлири вә Маңа аталған хәлиқ болисиләр». Жуқуриқи
сөзлиримни исраилларға йәткүзүп қойғин.
7 Буниң билән Муса тағдин чүшүп, хәлиқ ичидики ақсақалларни жиғип, Пәрвәрдигар униңға
буйруған сөзләрни уларға йәткүзди.
8 Улар бирдәк:— Биз чоқум Пәрвәрдигарниң дегини бойичә иш қилимиз, — деди.
Муса таққа чиқип, уларниң җававини Пәрвәрдигарға йәткүзди.
9 Пәрвәрдигар Мусаға:— Мән қоюқ булут ичидә сениң йениңға келимән. Сениң билән
қилишқан сөһбитимизни хәлиқ аңлап туриду. Шуниң билән улар һәр дайим саңа ишиниду, —
деди. Муса исраилларниң җававини Пәрвәрдигарға йәткүзгәндин кейин,
10 Пәрвәрдигар униңға:— Сән хәлиқниң йениға берип, уларни бүгүн вә әтә өзлирини
Маңа атап, кийим-кечәклирини тазилашқа чақир.
11 Өгүнлүккичә һәммә тәйярлиқни пүткүзсун. Чүнки у күни Мән исраил хәлқиниң көз алдидила Синай теғиға чүшимән.
12 Бирақ сән тағниң әтрапиға өтүшкә болмайдиған чегара бәлгүләп, уларға таққа чиқмаслиқни, һәтта тағниң бағриғиму йеқин кәлмәсликни ейтқин. Кимду-ким бу таққа бир қәдәм басса, өлүмгә мәһкүм қилинсун.
13 Ундақ адәмләргә қол тәккүзүлмәй, улар йә чалма-кесәк қилинип, яки оқ-я билән етип
өлтүрүлсун. Буниңға хилаплиқ қилғанлар мәйли адәм яки чарва мал болушидин қәтъий нәзәр,
тирик қалдурулмисун. Пәқәт канай узағирақ челинғандила, андин халайиқ тағ бағриға кәлсун, — деди.
14 Муса тағдин чүшүп, хәлиқниң паклинип, кийим-кечәклирини жуюшини буйриди.
15 Муса уларға:— Өгүнлүккичә һәммә тәйярлиқларни пүткүзүңлар, аялларға йеқинлашмаңлар, — деди.
16 Үчинчи күни әтигәндә һава гүлдүрләп, чақмақ чеқип, тағда бир парчә қоюқ булут пәйда болди. Канайниң қаттиқ нәрә авази аңланди. Қараргаһтикиләр буни аңлап, қорқуп титришип кәтти.
17 Муса уларни қараргаһтин башлап чиқип, Худаниң алдиға һазир қилди. Улар тағниң түвидә өрә турушатти.
18 Пүтүн Синай теғини ис-түтәк қаплиди, чүнки Пәрвәрдигар у йәргә от ичидә чүшкән еди. Бу
ис-түтәк хумданниң түтүнигә охшатти. Пүтүн тағ қаттиқ тәврәп кәтти.
19 Бу чағда канайниң авази барғансири күчәйди. Муса сөз қилди, Худа униңға гүлдүрмома билән җавап қайтурди.
20 Пәрвәрдигар тағниң чоққисиға чүшүп, Мусани таққа чиқишқа чақирди. Муса таққа чиқти.
21 Пәрвәрдигар униңға: — Сән тағдин чүшүп халайиқни агаһландур. Чегаридин һалқип
Мени көргили кәлмисун. Болмиса, улар һалак болиду. 22 Мән үчүн хизмәт қилидиған
роһанийларму өзини Маңа атап болуп, андин хизмитимдә болсун. Болмиса уларни һалак
қилимән, — деди.
23 Муса Пәрвәрдигарға:— Хәлиқ бу йәргә чиқалмайду, чүнки Сән бизниң бу тағни муқәддәс
тағ дәп атишимизни вә тағниң әтрапиға чегара бәлгүлишимизни буйриған едиң, — деди.
24 Пәрвәрдигар Мусаға:— Сән чүшүп Һарунни башлап келивәр. Лекин роһанийлар билән
халайиқ чегаридин һалқип бу йәргә чиқмисун. Болмиса, Мән уларни
җазалаймән, — деди.
25 Шуниң билән Муса тағдин чүшүп, халайиқниң йениға берип, Пәрвәрдигарниң сөзини уларға йәткүзди.