Йетрониң Мусани зиярәт қилиши
1 Мусаниң қейинатиси — Мидиян роһанийи Йетро, Худаниң Муса вә исраилларға қилған
яхшилиқлиридин, йәни Худаниң исраилларни Мисирдин елип чиққанлиғидин хәвәр тапти.
2 Муса бурунла аяли вә балилирини қейинатисиниң йениға әвәтивәткән еди.
3 Тунҗа оғлиниң исми Гәршом болуп, Муса «Мән яқа жутта мусапир болуп турған ят адәм»,
дәп шу исимни қойған еди.
4 Иккинчи оғлиниң исми Елийәзәр болуп, Муса «Атам ибадәт қилған Худа маңа ярдәм қилип, мени
Мисир падишасиниң өлтүрүветишидин қутқузуп қалди», дәп шу исимни қойған еди.
5 Йетро Мусаниң аяли вә икки оғлини елип, чөллүккә, йәни Муса қараргаһ қилған муқәддәс
тағниң йениға кәлди.
6 У қараргаһқа кириштин бурун, Мусаға өзиниң қизи вә икки нәврисини елип кәлгәнлиги тоғрисида
хәвәр йоллиған еди.
7 Шуңа Муса қейинатисиниң алдиға чиқип, тазим қилип, сөйүшүп көрүшти. Улар өз-ара аманлиқ
сорашқандин кейин, Мусаниң чедириға кирди.
8 Муса униңға Пәрвәрдигарниң исраилларни қутқузуш үчүн Мисир падишаси вә униң пухралириға
қилған барлиқ ишлирини ейтип бәрди. У йәнә исраилларниң йол бойи дуч кәлгән қийинчилиқлирини
вә Пәрвәрдигарниң уларни қандақ қутқузғанлиғиниму сөзләп бәрди.
9 Йетро буларни аңлап интайин хошал болди.
10 У:— Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтилғай! У силәрни Мисир падишаси вә мисирлиқларниң чаңгилидин
қутқузуп чиқти. Исраил хәлқини қуллуқтин азат қилди.
11 Мән Пәрвәрдигарниң пүткүл илаһлардин улуқлуғини әнди билдим. Чүнки мисирлиқлар исраилларни шу
қәдәр харлиғинида, У Өз қудритини көрсәтти, — деди.
12 Буниң билән Йетро Худаға көйдүрмә қурванлиқ вә башқа қурванлиқларни атиди. Һарун вә исраилларниң
һәммә ақсақаллири униң билән биллә Худа алдида қурванлиқ қилинған таамларни йеди. Йетрониң әқиланә
мәслиһити
13 Әтиси Муса әтигәндин кәчкичә хәлиқ ичидики маҗраларни бир тәрәп қилиш билән мәшғул болди.
14 Бу әһвални көргән Мусаниң қейинатиси Йетро Мусаға: — Мунчивала халайиқ әтигәндин кәчкичә сениң
йол-йоруқ беришиңни күтүп турушса, маҗраларни өзәң ялғуз бир тәрәп қилишиң қандақ гәп? — деди.
15 Муса униңға:— Халайиқ бу йәргә келип, мәндин Худаниң әмрини сорайду әмәсму?!
16 Икки адәм оттурисида маҗра туғулса, улар мени издәйду.Кимниң һәқ, кимниң наһәқлиғини айрип,
Худаниң қануни вә йол-йоруқлирини уларға мән йәткүзимән, — дәп җавап бәрди.
17 Йетро униңға:— Бундақ қилғиниң яхши әмәс.
18 Бундақ кетивәрсә, өзәңниму,әтрапиңдики қериндашлириңниму чарчитип қойисән. Бунчивала көп жүкни
өз үстүңгила еливалсаң, өзәң ялғуз һәл қилип болалмайсән.
19 Мән саңа мәслиһәт берәй, Худаму сениң билән биллә болиду. Сән давамлиқ хәлиққә вәкиллик қилип,
Худа алдиға берип, хәлиқ арисидики маҗраларни Худаға мәлум қил.
20 Худаниң қануни вә йол-йоруқлирини хәлиққә үгитип, уларға қандақ яшашни вә уларниң қандақ борчи
барлиғини уқтурғин.
21 Буниңдин башқа,йәнә җамаәт ичидин қабилийәтлик, Худаға садақәтмән, ишәнчлик вә пара йемәйдиған
кишиләрни таллап, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши қилип тайинлиғин.
22 Уларға хәлиқ ичидики даваларни өз вақтида сорашни тапшурғин. Улар қийинирақ даваларда сениң
алдиңға келип, ушшақ-чүшәк маҗраларни өзлири бир тәрәп қилса болиду. Шундақ болғанда, улар
сениң вәзипәңни орунлишип, жүкүңни йениклитиду.
23 Әгәр сән Худаниң йол-йоруғи бойичә шундақ қилсаң, хәлиқниң дегән йеридин чиқалайсән. Хәлиқниң
маҗралириму тез һәл болиду, — деди.
24 Муса қейинатисиниң мәслиһитини қобул қилип, униң дегини бойичә иш қилди.
25 У исраиллар ичидин қабилийәтлик кишиләрни таллап, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши
қилип тайинлиди.
26 Улар җамаәтниң дава ишлирини өз вақтида сорайдиған болди. Ушшақ-чүшәк маҗраларни өзлири бир
тәрәп қилип, қийинирақ даваларда болса, Мусадин йол-йоруқ сорашти.
27 Кейин Йетро Муса билән хошлишип жутиға қайтти.